Яш әдәбий тәрҗиман абдуқадир җүмәниң тәқдири униң чәтәлдики қәләмдашлирини әндишигә салмақта
2020.06.23
Илавә:
Бу хәвәрдә тилға елинған абдуқадир җүмә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң муавин директори мәмәтҗан җүмәниң бир туғқан иниси болиду.
Мәлум болушичә, 2005-йили хитайниң нуқтилиқ алий мәктәплиридин бейҗиң таратқу (мәдя) университетини пүттүргән абдуқадир җүмә үрүмчидә “баяван” елан ширкитини тәсис қилип, иқтисадий җәһәттин тез илгири бесиватқан вә бир қисим даңлиқ әдәбий әсәрләрни тәрҗимә қилип, әдәбият саһәсидиму яхши нәтиҗә бериватқан бир мәзгилидә, йәни 2017-йили 7-айда лагерға елип кетилгән. яш әдәбийә тәрҗиман абдуқадир җүмәниң аридин үч йил өткән болсиму техичә қоюп берилмәслики униң чәтәлдики кәсипдашлирини әндишигә салмақта.
1979 -Йили тоққузақ опалда туғулған абдуқадир җүмә 2005 -йили бейҗиңда алий мәктәпни пүттүрүп, үрүмчидә хизмәткә чүшкәндә әдәбият вә тиҗарәт саһәсигә тәң атлинип, һәр икки саһәдә көзгә көрүнәрлик нәтиҗиләрни яратқан. У қурған “баяван” намидики елан ширкити қисқа вақит ичидә базар тапқан болса, у тәрҗимә қилған даңлиқ хитай язғучиси мо йенниң “қизил қонақлиқта” намлиқ әсири оқурмәнләрниң диққитини тартқан. Абдуқадирниң нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан дости әнвәр әпәндиниң баян қилишичә, абдуқадир җүмәниң сиясий һаяти кәспий һаятидәк раван вә оң болмиған. 2009 -Йили үрүмчидә “5 -июл вәқәси” йүз бәргәндә у әң дәсләптә, йәни 6 -июл күни тутулғанлар сепидә турған. 2017 -Йили лагерға адәм тутуш башланғанда у йәнә әң башта бешиға қара халта кийдүрүлгән зиялийлар қатаридин орун алған. Бу икки қетимлиқ тутулуш арилиқидики аз кәм 10 йиллиқ һаятиму көп қетимлап йерим кечидә өйидин елип чиқип кетилиш; йол үстидә машинисидин чүшүрүлүп сорақ қилиниш қатарлиқ уйғурлуқ қисмити билән дишварчилиқта өткән.
Һаят уни шаир қилғанму яки яки хемиртуручида сәнәтниң елементи барму, у әнә шу егиз-пәс күнлиридә “алмиханниң көз йеши” қатарлиқ бир қисим надир шеирларни иҗат қилған. Мәзкур шеир америкалиқ уйғур әдәбияти тәтқиқатчиси җошуа фремән тәрипидин йеқинда инглизчиға тәрҗимә қилинған. Җошуа фремән әпәнди өткән һәптә тивиттерда учур йоллап, дости вә аптор абдуқадир җүмәдин 3 йилдин буян учур алалмайватқанлиқи вә униң тәқдиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Нөвәттә германийәниң гөттиңген университетида оқутқучилиқ қиливатқан докторант таһир мутәллип қаһириму абдуқадир җүмәниң нөвәттә нәзәбәнт астида набут қилиниватқан талантиға ечиниватқан достлиридин бири.
Америкада яшаватқан шаир таһир һамут абдуқадир җүмә билән учрашқан мәзгиллирини әсләп, абдуқадир җүмәниң үрүмчидики бахуляң сақчиханиси тәрипидин тутқун қилинғанлиқини илгири сүрди.
Телефонимизни қобул қилған бахуляң сақчиханиси тутқун абдуқадир җүмә һәққидә мәлумат беришни қопаллиқ билән рәт қилди.
Таһир һамутниң алақидар қаналлири арқилиқ хәвәр тепишичә, абдуқадир җүмә бир мәзгил мидоң райондики лагерда ятқандин кейин, нөвәттә үрүмчидики мәлум бир завутта назарәт астида ишқа селинмақта икән. Әмма үрүмчидики алақидар сақчи хадимлири абдуқадир җүмә һәққидә еғиз ечишни изчил рәт қилди.
Абдуқадир җүмә билән узун мәзгиллик достлардин икәнликини билдүргән докторант таһир мутәллип қаһири униң миҗәзи очуқ, кишиләр билән чиқишқақ вә ирадиси күчлүк бир киши икәнлики, шуңа униң дуч кәлгән палакәтләрни йеңип кетидиғанлиқиға ишәнсиму, униң исрап қилиниватқан вақтиға қаттиқ ечинидиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә уйғур паалийәтчилирини абдуқадир җүмәниң делосини хәлқара сәһниләргә елип чиқишқа дәвәт қилди.
Алмиханниң көз йеши
Абдуқадир җүмә тунюқуқ
Тоғрақниң сарғайған яприқи өзүң,
Қумлуққа төкүлгән айниң көз йеши.
Үзүлмәс һекайә һәсритиң чәксиз,
Әбәдий тәбирсиз қумлуқниң чүши.
Йиғлисаң йиғлиди юлтуз қошулуп,
Көзүңдин аққини қанму алмихан?
Қайси бир гүлзарниң гүлисән нитәй,
Сениңдин қалғини һеҗрандур һеҗран.
Алмихан көз йеши -айниң көз йеши,
Алмихан сарғайған тоғрақ яприқи.
Алмихан көз йеши деңиздин чоңқур,
Қумлуқтәк чәксиздур униң һәсрити.