“изчилар” намлиқ китабниң аптори, маарип тәтқиқатчиси абдусәмәт розиниң түрмидә җан үзгәнлики дәлилләнди
2023.11.20
Өткән айда иҗтимаий таратқуларда шинҗаң радийо телевизийә университети қизилсу шөбисиниң оқутқучиси, шаир вә тәтқиқатчи абдусәмәт розиниң бу йил 31-авғуст күни вапат болғанлиқи хәвәр қилинди. Мухбиримизниң атушқа қарита телефон зиярәтлири давамида, униң түрмидә җан үзгәнлики, җәсәтниң аилисигә қайтурулмастин удулла заратгаһлиққа елип чиқилғанлиқи вә аилә әзалириниң заратгаһлиққа елип келинип тәһдит астида наразилиқ пикри соралғанлиқи ашкариланди.
Тор архиплирида тонуштурулушичә, шаир вә тәтқиқатчи абдусәмәт рози, 1966-йили атушниң сүнтағ йезисида дуняға кәлгән. Башланғуч вә оттура мәктәпни атушта оқуған абдусәмәт рози, 1983-йили қәшқәр педагогика институтиниң сиясий маарип факултетиға қобул қилинған. У мәзкур институтни 1987-йили пүттүрүп, атуш 4-оттура мәктәптә оқутқучи болуп хизмәткә чүшкән. 1998-Йили шинҗаң радийо телевизийә университетиниң қизилсу тармиқиға йөткәлгән абдусәмәт рози, 2017-йили тутқун қилинғанға қәдәр мәзкур тармақта оқутуш вә тәтқиқат ишлири билән шуғулланған.
Абдусәмәт рози тутқундики зиялийлар тизимликидә әң башта орун алған тәтқиқатчилардиндур. Мәзкур тизимликниң түзгүчиси, норвегийә уйғуряр фондиниң йетәкчиси абдувәли аюпниң дейишичә, абдусәмәт рози 2017-йили тутқун қилинған вә 2019-йили 20 йиллиқ кесиветилгән; 2021-йили саламәтликидә мәсилә көрүлүп қоюп берилгән. 2022-Йили сентәбирдә қайтидин тутуп кетилгән. Бу йил 8-айниң 31-күни түрмидә җан үзгән.
Телефонимизни қобул қилған атуш шәһәр сүнтағ йезилиқ сақчи хадиминиң ашкарилишичә, абдусәмәт рози атуштики улуғчат түрмисидә җаза өтәватқан болуп, бу йил 8 айниң ахири улуғчаттики түрмә дохтурханисида җан үзгән. Даириләр абдусәмәт җан үзгән күни абдусәмәтниң аилиси вә уруқ-туғқанлиридин 7-8 чә кишини сүнтағ йезилиқ партикомға чақиртип әкәлгән вә униң өлүм учурини йәткүзгән.
Мәзкур сақчи хадими абдусәмәт розиниң тутулуш вә кесилиш сәвәби һәққидә мәлумат бәрмиди.
Абдувәли аюпниң дейишичә, абдусәмәт рози, алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидә “қизилсу гезити” дә елан қилған бир шеири билән әдәбият сепигә қетилған. Бир мәзгил шеирий иҗадийәт билән шуғулланған абдусәмәт рози кейин оқутуш тәтқиқат ишлириға атланған. 2005-Йилидин 2010-йилиғичә тәкшүрүш вә издиниш арқилиқ, мәшһур маарипчи мәмтили тәвпиқ әпәндиниң шагиртлири һәққидә “изчилар” намлиқ бир китаб язған. Китаб җәмийәттә көп алқишланған. Абдувәли аюп абдусәмәт розиниң тәтқиқат темилири вә иҗтимаий паалийәтлиридин путақ тепилип җазаланғанлиқ еһтималлиқини илгири сүриду. Абдувәли аюпниң мунасивәтлик қаналлири арқилиқ игилишичә, абдусәмәт рози иҗтимаий паалийәтләрдики актипчанлиқи вә тәшкилатчилиқи билән көзгә көрүнгән, у түрмигә ташланғандин кейин җисманий вә роһий қейин-қистақ сәвәбидин кесәлләнгән вә җан үзгән.
Сүнтағ сақчихана хадиминиң дейишичә, даириләр абдусәмәт розиниң аилисигә униң кесәл сәвәбидин өлгәнлики вә һечқандақ бир қейин-қистаққа учримиғанлиқини билдүргән вә бу өлүмгә қарита наразилиқ пикрини сориған. Мәлум болушичә, аилә әзалириниң уштумтут чақиртилиши, сөһбәт мәйданида җамаәт хәвпсизлик вә дөләт аманлиқ әтрити хадимлириниң орун елиши абдусәмәт розиниң уруқ-туғқанлирида вәһимә пәйда қилған. Тәһдит һаваси ичидики бу сөһбәттә улар өзлириниң өлүм сәвәби һәққидә гуман вә наразилиқи йоқлуқини билдүргән. Абдусәмәт розиниң җәсити түрмә дохтурханисидин аилисигә әмәс, удул заратгаһлиққа ачиқилған вә мейитниң йүзи аилә әзалириға көрситилип йәрликигә қоюветилгән.
Өткән йилқи ениқлишимизда атақлиқ язғучи абдулла савутниңму атуштики түрмидә җан үзгәнлики дәлилләнгәниди.