Бейҗиңдики тонулған яш карханичи абдухәбәр муһәммәтниң тутқунда икәнлики дәлилләнди

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.09.05
abduxeber-muhemmet.jpg “диний әсәбийлик” вә “миллий бөлгүнчилик” гумани билән тутқун қилинған, уйғурлар арисида тонулған вә бейҗиңда ширкәт қурған абдухабәр муһәммәт.
Facebook/Memet Imin

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда илгири америкада оқуп қайтқан вә бейҗиңда бир ширкәт қуруп нам чиқарған абдухәбәр муһәммәдниң өткән йили тутқун қилинғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалди.

Бихәтәрлик әндишиси билән өзини ашкарилашни халимиған вәзийәттин хәвәрдар бирәйләнниң радийомизға инкас қилишичә, уйғурлар арисида тонулған вә бейҗиңда ширкәт қурған абдухабәр муһәммәт “диний әсәбийлик” вә “миллий бөлгүнчилик” гумани билән тутқун қилинған. Униң дейишичә, ақсу вилайити вә кәлпин наһийәсидин әвәтилгән 4 нәпәр сақчи, уни өткән йилниң оттурилири бейҗиңдин тутуп елип кәткән. Биз алди билән қолимиздики йип учиға асасән, ақсу шәһириниң ләңгәр йезилиқ сақчиханисиға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим, бу дело һәққидә гәп қилип берәлмәйдиғанлиқини әнсиз бир кәйпиятта баян қилди, әмма абдухәбәрниң тутқунда икәнликини рәт қилмиди.

Хитайниң “йәр шари вақит гезити” қатарлиқ ахбарат васитилириниң 2018‏-йилниң алди-кәйнидики мәзгилләрдә тонуштурушичә, абдухәбәр муһәммәт, 2010‏-йиллири америкадики ню-йорк штатлиқ университетида сода-кархана башқуруш кәспидә оқуған. Кейин у хитайда кәспий җәһәттин тәрәққий қилиш мумкинчилики барлиқиға ишинип, оқуш пүттүргәндин кейин бейҗиңға қайтип кәлгән. У бейҗиңда “HOLD хәлқаралиқ маарип мәслиһәт ширкити” ни туруп, яшларға чәт әлдә оқуш имканлири тоғрилиқ учур вә мәслиһәт бериш мулазимити билән шуғулланған. Шу чағлардики хитай хәвәрлиридә дейилишичә, абдухәбәр қисқа вақит ичидә игилик тикләп уйғур елидики яшлар һәвәс қилидиған бир үлгигә айланған.

Нөвәттә ню-йоркта яшаватқан дохтур мәмәт имин әпәнди, өткән һәптә абдухәбәр муһәммәтниң тутқун қилинғанлиқи хәвирини аңлиғандин кейинки тәсиратлирини фейсбокта елан қилған. Униң йезишичә, абдухәбәр хитайда еһтият билән иш қилған тәқдирдә бихәтәр яшаш вә игилик тикләш мумкинчилики барлиқиға ишәнгән. У өзиниң еһтият тәдбирлириниң бири сүпитидә америкада оқуған вә яшиған вақитларда асасән дегүдәк уйғурлардин йирақ турған.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкас қилишичә, нөвәттә хитай өлкилиридә сани толиму аз қалған уйғур содигәрлири вә саяһәтчиләрни назарәт қилиш үчүн һәр хил намлар астида ишханилар қурулған. Мана булардин бири “шинҗаң уйғур аптоном райониниң бейҗиң шәһиридә турушлуқ шинҗаңлиқ хадимларға мулазимәт қилиш вә башқуруш гурупписи” (新疆维吾尔自治区驻北京市新疆籍人员服务管理工作组) намлиқ ишханидур.

Тор архиплириға қариғинимизда, мәзкур хизмәт гурупписиниң бейҗиңниң хәйдийән райондики “шинҗаң сарийи” (新疆大夏) дегән бинада ишханиси барлиқи мәлум болди. Биз бу ишханиға телефон қилип, нөвәттә бейҗиңда сода-карханичилиқ билән шуғуллиниватқанлар арисида, абдухәбәр муһәммәт дәйдиған бирсиниң бар-йоқлуқуни соридуқ. Нөвәтчи хадим тизимликкә бир қур қарап чиққандин кейин, бундақ бир кишиниң нөвәттә бейҗиңда йоқлуқини баян қилди. Биз униңдин абдхәбәрниң бейҗиңдин немә үчүн айрилғанлиқини сориғинимизда, у өзиниң бир нөвәтчи хадим икәнликини билдүрүп, бу әһваллардин хәвәрсизликини ейтти. Биз униңдин абдухәбәрни қайси сақчи оргининиң тутқун қилғанлиқини сориғинимизда, у “шинҗаңниң сақчи органлири” дәп җаваб бәрди.

Хитай хәвәрлиридә дейилишичә, абдухәбәр ана тилдин башқа инглизчә, хитайчә, әрәбчә вә түркчә болуп төт хил тилни мукәммәл билидикән. У ню-йоркта оқуватқан мәзгилидила сода-тиҗарәт ишлириға киришкән. Униң өзи вә бейҗиңда қурған ширкити 2018‏-йили, йәни уйғур елидә чоң тутқун пәллигә чиққан мәзгилидә һәр хил мукапатларға еришкән.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкас қилишичә, бейҗиңдики юқириқи хизмәт гурупписи, абдухәбәрни бирқанчә йилдин бери изчил көзитип кәлгән вә у тутқун қилинған күни сақчиларға һәмкарлашқан. Телефонимизни қобул қилған мәзкур ишханиниң йәнә бир хадимиму, абдухәбәр муһәммәтниң уйғур елидин кәлгән сақчилар тәрипидин тутуп кетилгәнликини тәкитлиди. Бу хадим йәнә абдухәбәр муһәммәтниң ақсудики бир наһийәгә елип кетилгәнликини тилға алди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң билдүрүшичә, абдухәбәр кәлпин наһийәсиниң йүрчи йеза арааймақ кәнтидин болуп, кейин ата-аниси билән бирликтә ақсу шәһәр ичигә көчүп кәткән икән.

Игилигән учурлиримиздин, униң әң дәсләп бейҗиңда тутқун қилинип, удул кәлпин наһийәсигә әкетилгәнлики вә шу йәрдә сорақ қилинғанлиқи мәлум.

Иҗтимаий таратқулардики учурларниң биридә униң 15 йиллиқ кесилгәнлики тилға елинған, әмма бизниң һазирғичә болған ениқлашлиримизда униң кесилгән яки кесилмигәнлики техи айдиңлашмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.