Тонулған тарихчи абләт камалоф қазақистанда “әң яхши илмий хадим” мукапатиға еришти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2023.02.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
mukapatlash-1.jpg Алмутадики қазақистан пәнләр академийисиниң консерт залида өткүзүлгән алимларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүш. 2023-Йили 3-феврал.
RFA/Oyghan

3-Февралда алмутадики қазақистан пәнләр академийәсиниң консерт залида алимларни мукапатлаш мурасими болуп өтти. Қазақистанниң пән вә алий билим министири саясат нурбек һәр хил дәриҗидики мукапат саһиблириға гуваһнамилирини тапшурди. Улар ичидә “әң яхши илмий хадим” мукапатиға еришкән “туран” университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори абләт камалофму бар.

Һәр йиллиқ “әң яхши илмий хадим” мукапитини тапшуруш қаидилири 2021-йили 2-ноябирдә тәсис қилинған иди. Мәзкур қаидиләр мәмликәтниң әдлийә министирлиқида тәстиқланған болуп, бу мукапат пән-техникиниң раваҗлинишиға салмақлиқ төһпә қошқан алимларни, илмий хадимларни риғбәтләндүрүшни мәқсәт қилған. Җумһурийәт даирисидә елан қилинған мусабиқә комиссийәсигә йәттә саһә бойичә 468 киши илтимас сунған. Шуларниң ичидин пәқәт 50 адәм таллавелинған. Мукапатниң омумий соммиси 6 милйон 126 миң тәңгини, йәни 13 миң 317 долларни тәшкил қилиду.

Мурасимда сөзгә чиққан министир саясат нурбек президентниң көрсәтмиси бойичә илим саһәсини маддий җәһәттин қоллашқа сәрп қилинидиған хираҗәтниң көпәйгәнликини тәкитлиди. У мундақ деди: “бултур 58 милярд тәңгә аҗритилған болса, бу йилға 158 милярд, келәр йилға 245 милярд, 2025-йилға 245 милярд тәңгә аҗритиш қараштурулди. Йәни үч йилниң ичидә пәқәт илим саһәсигә омумән 650 милярд тәңгигә йеқин хираҗәт сәрп қилинмақчи. Иккинчи муһим мәсилә, алимларниң мәртивисини көтүрүштур. Мушу икки йилниң ичидила алимларниң иш һәққини икки һәссигә көтүрүшни қараштуруватимиз. Биз шундақла алдинқи қатарлиқ алимларни риғбәтләндүрүш ишлириниму буниңдин кейин күчәйтимиз. Шуниңдәк болупму илим-пәнгә яшларни җәлб қилишқа диққәт бөлүмиз.”

Алмутадики қазақистан пәнләр академийисиниң консерт залида өткүзүлгән алимларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүш. 2023-Йили 3-феврал.

Саясат нурбек мукапатқа еришкән ялимларни қизғин тәбрикләп, уларға йәниму чоң утуқлар тилиди.

“туран” университетиниң оқутқучиси, тарих пәнлириниң кандидат доктори зулфийә кәримова ханим мундақ деди: “абләт ака камалофниң бу мукапатқа еришиши қазақистан уйғурлири һаятида йүз бәргән чоң вәқә десәм, ашуруп ейтқан болмаймән. Бу болупму қазақистандики иҗтимаий таратқуларда күчлүк инкас қозғиди. Униң исми пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки оттура асия, явропа, америка вә башқиму әлләрдә яхши тонуш. Абләт камалоф 350 тин ошуқ илмий әмгәкләрниң аптори, бир нәччилигән илмий лайиһәләрниң тәшәббускари вә рәһбири. Биз абләт камалофқа мундақ юқири дәриҗидики мукапатниң берилиши билән униңдин чәксиз пәхрлинимиз.”

Зулфийә кәримова абләт камалофниң ахириқи йилларда уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитигә аит бир қатар илмий лайиһәләргә рәһбәрлик қилғанлиқини, бир қанчилиған хәлқара илмий җәмийәтләрниң әзаси, шуниңдәк мәркизий асияни тәтқиқ қилиш бойичә явропа җәмийитиниң президенти сүпитидә мәркизий асияни тәтқиқ қиливатқан хәлқара кәспий тәшкилатларниң ишлириғиму йеқиндин арилишип келиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. У йәнә абләт камалофниң 2022-йили өктәбирдә америкадики “мәркизий явро-асия тәтқиқат җәмийити” ниң рәиси болуп сайланғанлиқиниму билдүрди. Зулфийә кәримованиң ейтишичә, алим тарих вә хәлқара мунасивәтләр бойичә илмий хадимларни тәйярлашқиму актип арилашмақта. Бу саһәдиму абләт камалоф чоң утуқларға еришип, алдинқи йили у қазақистанниң билим вә пән министирлиқининиң “алий оқуш орниниң илғар оқутқучиси” унваниға сазавәр болған.

Алмутадики қазақистан пәнләр академийисиниң консерт залида өткүзүлгән алимларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүш. 2023-Йили 3-феврал.

Германийәдә яшаватқан уйғур тәтқиқатчиси, доктор абләт сәмәт әпәнди мундақ деди: “абләт камалоф әпәнди дәвримиздики уйғур зиялийлири ичидин чиққан әң иқтидарлиқ, әң мукәммәл илмий хадимлиримизниң биридур. Болупму миллитимиз әң қийин күнләргә қалған бу минутларда абләт камалоф әпәнди техиму тиришип, язған әсәрлири билән, тәрбийилигән оқуғучилири билән бу чоң бошлуқни толтуруватиду. У наһайити көп әсәр йезипла қалмай, бәлки наһайити көп шагиртму тәрбийәлиди. Абләт камалоф әпәнди һәр бир мақалисидә, һәр вақит бир йеңилиқни, бир йеңи мәзмунни яки йеңи бир йеңи тәтқиқат темисини ечип бериватиду. Биз абләт әпәндидин пәхрлинимиз вә униңға саламәтлик вә техиму чоң муваппәқийәтләр тиләймиз.”

Қазақистандики абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң шәрқ филологийәси вә тәрҗимә бөлүминиң чоң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң кандидат доктори, дотсент руслан арзийеф әпәнди мундақ деди: “һәр қандақ бир утуқ зор тиришчанлиқ билән қабилийәтниң нәтиҗиси болса керәк. Абләт алмута шәһиридики оттура мәктәпни, андин ташкәнт шәһиридики шәрқшунаслиқ институтини әла баһаларда тамамлиған. Абләт хәлқимизниң қәдимий тарихи вә 20-әсирниң биринчи йеримидики тарихи бойичә көплигән әмгәкләрни йезип, илим-пәндә өзигә лайиқ һөрмәткә вә инавәткә игә болди. Мушундақ юқури сәвийәдә илмий паалийәт елип бериватқан алимлар көп әмәс. Шуңлашқа униң пән вә алий оқуш министирлиқи тәрипидин уюштурулған ‛әң яхши илмий хадим‚ баһалишида ғалип чиқиши биз күткән нәтиҗә болди.”

Абләт камалоф 1961-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән. Униң аилиси 1963-йили қазақистанға көчүп чиқип, алмута шәһиригә орунлашқан. Абләт камалоф ташкәнт дөләт университети шәрқшунаслиқ факултетиниң хитай бөлүмини тамамлиған. У узун йиллар қазақистан пәнләр академийәси тәркибидики тилшунаслиқ институтиниң уйғуршунаслиқ бөлүмидә, андин қазақистан пәнләр академийәси уйғуршунаслиқ институтида ишлигән. Алим “моңғулийәдики уйғур хақанлиқи (744-840-йиллар)” мавзусида кандидат докторлуқ, андин “таң империйәсидики түркләр вә иранлиқлар (618-907-йиллар)” мавзусида докторлуқ диссертатсийә яқлиған. Һазир у “туран” университетиниң “қазақистан хәлқи бирләшмиси” бөлүминиң башлиқи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.