Маракәштә тутуп қелинған бир уйғур мусапир хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән

Мухбиримиз әркин
2019.09.24
Ablikim-Abla-Pasport.jpg 22-Сентәбир маракәшниң касабланка шәһиридики айродромда тутуп қелинип хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән 22 яшлиқ уйғур яш абликим абланиң паспорти.
Social Media

22‏-Сентәбир күни түркийәниң истанбул шәһиридики сабихә гөкчән айродромидин маракәш хан җәмәти һава йоллириниң йолучилар айропиланиға олтуруп, ғәрбий явропа әллиригә маңған бир уйғур яш маракәшниң касабланка шәһиридики муһәммәт ‏5-хәлқара айродромида маракәш сақчи даирилири тәрипидин тутуп қелинған. Вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, абликим абла исимлик 22 яшлиқ бу уйғур мусапири германийәгә бармақчи болуп қанунлуқ хитай паспорти билән йолға чиққан. Униң паспорти қанунлуқ болсиму, лекин немә сәвәблик тутуп қелинғанлиқи, қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи мәлум әмәс.

Әмма вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, нөвәттә у хитайға қайтурулуштәк бир хәвпкә дуч кәлмәктә икән. Абликим абланиң австрийәдә турушлуқ нәврә акиси мусаҗан һәсән таможнида абликимниң телефони еливелинғанлиқи, шундақла таможна даирилириниң униңға хитай әлчиханиси билән алақилишип, “қайтуримиз” дегәнликини билдүрди. Кишилик һоқуқни қоғдиғучилар һәр қайси дөләт һөкүмәтлирини һәрқандақ уйғурни хитайға қайтурмаслиққа, уйғурлар қайтурулса тән җазаси, қамақ җазасиға учраш яки из-дерәксиз йоқап кетиш хәвпигә дуч келидиғанлиқини агаһландуруп кәлгән иди. 

Мусаҗан һәсән 24‏-сентәбир зияритимизни қобул қилғанда, нәврә инисиниң ақивити һәққидә һечқандақ хәвәр алалмайватқанлиқи, сақчиларниң абликимни издәп барған кишиләргә униң һәққидә учур беришни рәт қилғанлиқини билдүрди. Мусаҗан һәсән мундақ деди: “тутуп қелиниш сәвәбини билмидим, униң билән биллә маңған адәм ‛өчирәткә кириш үчүн тосуп қойған йип тосуқни атлап өтти, шу сәвәблик тутуп қалди‚ дәп шу сәвәбни көрсәтти. Германийәгә йолға салимиз, дәп елип маңған. Хитай паспортиға виза алмайдиғу. Касабланкада туруватқан бир адәм билән параңлашқан. Шу адәмгә биз йелинғандин кейин, у адәм ‛мән пиядә айродромға кәлдим, кәлсәм маңа һечқандақ учур бәргили унимиди, ундақ адәм йоқ бу йәрдә дәп. Кейин телефон қил, дегән, телефон қилсам, 22‏-чесла кәчтә ишлигән адәм кәчтә ишләйду, шу чағда бәлким башқа учур болуп қелиши мумкин, дәп башқа хәвәр бәргили унимиди,‚ дәп шуни деди. Һазирчә униңдин башқа хәвирим йоқ.” 

Биз шу мунасивәт билән абликим абланиң из-дерикини қилип, касабланкадики “5‏-муһәммәт хәлқара айродроми” ниң чегра сақчи понкитиға телефон қилдуқ. Айродромниң чегра сақчи понкитидики бир кәчлик нөвәтчи сақчи кейинрәк телефон қилишимизни, бу вәқәни ениқлап җаваб беридиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин телефонимизни 2‏-қетим алмиди. У абликим исимлик бир уйғур хитай гиражданиниң мәзкур айродромда тутуп қелинғанлиқи, униң һазир қәйәрдә икәнлики вә қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи һәққидики соалимизға “сиз айродромдики хитай пуқрасини сораватамсиз. Йәни уйғурниң гепини қиливатамсиз. Бизгә исмиңизни ейтип берәмсиз. . . Бизниң бу йәр сақчи понкитиниң алақә ишханиси, биздә йолучиларниң һәммисиниң учури йоқ. Маңа бир қанчә минуттин кейин телефон қиламсиз. Мән бу адәмни сүрүштүрүп бақай. Сизниң бу адәм билән қандақ мунасивитиңиз бар, у сизниң балиңизму яки (туғқиниңизму). . . У қәйәрдин кәлгән, түркийәдин дедиңизму? болиду, мән сорап көрәй боламду. Биз пәқәт айродром сақчи понкитиниң алақә ишханиси, бу адәм һәққидә мениңдә һечқандақ учур йоқ. Маңа қайта телефон қилиң, боламду” деди. 

Мусаҗан җелилниң билдүрүшичә, абликим абла 2016‏-йили түркийәгә оқушқа кәлгән болуп, узун өтмәй униң аилиси билән алақиси үзүлүп оқушини давамлаштурушқа амалсиз қалған икән. Мусаҗан җелил 2016‏-йили абликимни түркийәгә ата-анисиниң елип келип орунлаштуруп қоюп қайтип кәткәнлики, ата-анисиниң ақсу айкөлдики өйигә қайтип берип бирқанчә күндин кейин дадисиниң тутқун қилинип 10 йиллиқ кесиветилгәнликини билдүрди. 

Мусаҗан җелил мундақ деди: “түркийәгә 2016‏-йили 1‏-айларда чиққан. Ата-аниси билән биргә чиққан, йәни лагерлар башлинишниң алдида. Бу бала чиққан вақтида түркийәгә виза қоюп, паспорт билән чиққан. Ата-аниси бу балиниң оқуш истики болғандин кейин оқусун, дәп түркийәгә қоюп қоюп кәтти. Кәткәндин кейин атисини һечқандақ сәвәбсиз шу балисини баһанә қилип 10 йиллиқ кәсти. Ата-аниси тутулғандин кейин иқтисади ярдәм йоқ, оқуялмиди. Дәсләпки мәзгилдә ишләп, чиш ясаш завутида ишләп кәтти. Бу өзиму чиш дохтурлуқини оқуған, кәспий чиш дохтури. Чиш ясаш завутлирида 3 йилдәк ишлиди. Маву йеқинда бирәр айдәк болған башқа бир ишқа киргили. Дадисиниң исми абла җелил, уларму шу ақсудин, ақсу айкөлдин. Уларму деһқан иди. Биз аилә тиҗарәтчи әмәсти, һәммиси деһқанчилиқ қилатти. Әмма шу мәһәллидә нуқтилиқ, дәп қарилидиған диний аилә дейишкә болиду.” 

Мәзкур вәқә б д т ниң йиллиқ йиғини ню-йорк шәһиридә башлинип, америка 2 милйондәк уйғурниң лагерларға қамилиши, диний әркинлик вә кишилик һәқ-һоқуқлириниң омумйүзлүк дәпсәндичиликкә учраватқанлиқ мәсилисини бу нөвәтлик б д т йиғинида күнтәртипкә қоюватқан бир мәзгилдә йүз бәргән. Бу нөвәтлик б д т йиғинида америка һөкүмити уйғурларға алақидар бир қатар паалийәтләрни тәшкиллигән. Буниң алдида америка ташқи ишлар министири майк помпейо хитайниң уйғур районидики бастуруш һәрикитиниң террорлуқ билән мунасивити йоқлуқини, униң мәқситиниң уйғурларни йоқитиш икәнликини тәкитләп, һәр қайси дөләт һөкүмәтлирини һәрқандақ уйғурни хитайға өткүзүп бәрмәсликкә чақирғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.