Тонулған журналист вә әдиб абликим бақиниң вапати уйғурларни қайғуға салди

Мухбиримиз меһрибан
2019.08.08
Ablikim-Iltebir.jpg Тонулған журналист вә әдиб абликим бақи илтәбир әпәндиниң вапати уйғурларни қайғуға салди.
Photo: RFA

Тонулған журналист вә әдиб абликим бақи илтәбир 2000-йилдин башлап әркин асия радийосида тәһрир болуп ишләп, 2017-йили 8-айда пенсийәгә чиққан иди. У кесәллик сәвәби билән бүгүн, йәни 2019-йил 8-авғуст күни америка пайтәхти вашингтонда давалаш үнүм бәрмәй аләмдин өтти.

Абликим бақи илтәбирниң вапати чәтәлләрдә яшаватқан уйғур җамаитини, җүмлидин униң сәбдашлири, әркин асия радийосидики кәсипдашлири, уйғур паалийәтчилири вә униң илгирики оқуғучилирини чәксиз қайғуға чөмдүрди.

8-Авғуст күни әтигәндә американиң виргинийә штатиға қарашлиқ файирфакс райони вә вашингтон алаһидә районида яшайдиған уйғур җамаити мәрһум абликим бақи илтәбирниң аилисигә берип аяли дилбәр ханим вә пәрзәнтлиридин көңүл сориди вә мәрһумниң вапатиға болған қайғусини билдүрди.

Әркин асия радийосидин пенсийәгә чиққан қурбан вәли мәрһум абликим бақи илтәбирниң узун йиллиқ сәпдиши вә кәсипдашлиридин бири болуп, у зияритимизни қобул қилғинида мәрһум абликим бақиниң һаяти вә иш паалийәтлиригә юқири баһа бәрди.

Америкида мәрһум абликим бақи илтәбир әпәндиниң үрүмчи тәҗрибә оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған мәзгилидики оқутқан 10 нәччә нәпәр оқуғучиси бар болуп, улардин рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң қайғуси вә тәзийәсини билдүрди.

Рошән аббас ханим мәйли үрүмчи тәҗрибә оттура мәктипидики вақитлирида болсун яки америкида яшиған кейинки йилларда болсун, устази абликим бақиниң өзигә чоңқур тәсир көрсәткән киши икәнликини тәкитләп өтти.

8-Авғуст күни дуня уйғур қурултийиму мәхсус баянат елан қилип, абликим бақи әпәндиниң вапатиға тәзийә билдүрүш билән биллә униң уйғур миллий һәрикитигә қошқан төһпилиригә юқири баһа бәрди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди мәрһум абликим бақи илтәбирниң вапати мунасивити билән елан қилған баянатида униң шәрқий түркистан миллий көрүшигә қошқан төһпилириниң унтулмайдиғанлиқини билдүрди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиму бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, абликим бақи әпәндиниң вапатиниң америка уйғур җамаити үчүн бир чоң йоқитиш болғанлиқини билдүрди.

Абликим бақи илтәбир 1951-йили 10-айниң 2-күни үрүмчи шәһиридә туғулған. У “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң апәтлик йиллирида, йәни 1973-йилдин 1975-йилға қәдәр “қайта тәрбийә” намида или вилайитиниң тоққузтара наһийәси гөрҗилға йезисиға төвәнгә чүшүрүлгән. 1975-Йили 9-айдин 1977-йили 7-айғичә үрүмчи маарип институтида оқуған, кейинки мәзгилләрдә йәнә радийо-телевизийә университетиниң әдәбият факултетида оқуған. Абликим бақи илтәбир әпәнди 1992-йили уйғур дияридин айрилғанға қәдәр үрүмчи тәҗрибә оттура мәктипиниң әдәбият оқутқучиси, “үрүмчи кәчлик гезити” ниң муавин баш муһәррири, “тәңритағ” журнилиниң баш муһәррири, үрүмчи шәһәрлик әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң муавин рәиси қатарлиқ хизмәтләрдә болған.

Абликим бақи илтәбир әпәндиниң муһаҗирәттики һаяти 1992-йили 8-айда аилиси билән биллә қазақистанға туғқан йоқлашқа чиқип, кейин түркийәгә келип олтурақлишип қелиштин башланған. У 1992-йилдин 2000-йили 2-айғичә истанбулдики шәрқий түркистан вәқпиниң мәдәнийәт тәтқиқат мәркизидә тәтқиқатчи болуп хизмәт қилған. Бу җәрянда “шәрқий түркистан авази” журнилиниң мәсул муһәррири болуп ишлигән. 2000-Йили 2-айдин 2017-йили 8-айға қәдәр әркин асия радийосиниң уйғур бөлүмидә тәһрир болуп ишлигән.

Абликим бақи илтәбир әпәндиниң үрүмчидә нәшр қилинған әсәрлириниң көп қисми балилар әдәбиятиға даир әсәрләр вә нахша текистлири болуп, оқурмәнләрниң сөйүп оқушиға сазавәр болған иди.

Мәрһум абликим бақи илтәбир әпәнди 1990-йиллардин кейинки муһаҗирәт һаятидиму қәлими арқилиқ уйғур миллий даваси вә уйғур хәлқи үчүн үчүн нурғун әсәрләрни йезип қалдурди. Униң бу йиллардики әсәрлиридин “шәрқий түркистан қолланмиси”, “чүшүргидики маҗиралар” “күрәшчан әҗдадлар” қатарлиқларни көрситишкә болиду.

Мәрһум абликим бақи илтәбир әпәндиниң аилә тавабиатлириниң билдүрүшичә, мәрһумниң җиназа намизи 9-авғуст күни чүшүрүлидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.