Көп қирлиқ сәнәткар абликим кәлкүнниң 18 йиллиқ кесилип кәткәнлики ашкариланди
2020.09.30
Сәнәт һаяти 30 йил аввал маҗиралиқ башланған вә бирнәччә қетим хизмитидин тохтитилған көп қирлиқ сәнәткар абликим кәлкүн 2017-йили уйғур җәмийитиниң һәр саһә сәркилири қатарида әң дәсләп тутқун қилинған. Атуштики бир сақчи хадиминиң дәлиллишичә, абликим кәлкүн 2018-йили 4-айда рәсмий қолға елинған вә өткән йилниң ахирида 18 йиллиқ кесиветилгән.
Мана мушундақ муңлуқ нахшилири билән техи йеқиндила сәһниләрдә алқишқа еришип келиватқан көп қирлиқ сәнәткар абликим кәлкүн, 2017-йилидин башлап сәһнидин, 2018-йили 4-айдин башлап җамаәт сорунлиридин ғайиб болған. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға инкас қилишичә, абликим кәлкүн 2017-йили 4-айда түркийә сәпиридин қайтип келишигила паспорти айродромда тартивелинған. Аридин бир ай өткәндә лагерға әкетилип бир мәзгил тутуп турулғандин кейин қоюветилгән вә 2018-йили 4-айда қайта тутқун қилинип из-дерәксиз ғайиб болған. Абликим кәлкүн һәққидә үрүмчидики алақидар идарә-органларға урған телефонлиримиз нәтиҗә бәрмиди. Униң хизмәт орни болған уйғур аптоном районлуқ опера өмики абликим кәлкүн һәққидә мәлумат беришни кәскин рәт қилди. Әдәбият сәнәтчиләр бирләшмисиму абликим кәлкүнниң әһвалидин хәвәрсизликини ейтти.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң баян қилишичә, 1965-йили туғулған абликим кәлкүн 1981-йили атуш сәнәт өмикигә ишқа чүшкән; у сәнәт һаятиниң бу дәсләпки йиллирида хитайниң баҗ сиясити тәнқид қилинған бир итот ишлигән. Бу итот сәһниләшүтүрүлгәндин кейин, даириләр уни бир мәһәл хизмәттин тохтатқан. 1990-Йилларда уйғур аптоном районлуқ опера өмикигә йөткәлгән абликим кәлкүн” муәллим “,” сатирашханида “вә” валақтәгкүр “қатарлиқ 100 дин артуқ етотни қәләмгә алған вә униңда рол алған. Йеқинқи йилларда нахша саһәсидиму, маһарәт көрситип,” һәқ бир “,” қериндашлар “вә” әссаламуәләйкум “қатарлиқ нахшилири билән алқиш қазанған.
Тор ахриплиридики учурлардин мәлум болушичә, абликим кәлкүн тутулушниң алдидики йилларда хитай өлкилиридики бир қисим шәһәрләрдә оюн қоюп, шу йәрдики уйғур җамаитиниң юрт-вәтән һәсрәтлиригә мәлһәм бәргән вә шу қетимлиқ сәнәт номурлирини җәмләп” муһәббәт күйи “намлиқ пластинка чиқарған. Тор бәтләрдики инкасларда баян қилинишичә, абликим кәлкүн етотлирида уйғур җәмийитиниң иҗтимаий мәсилилирини асаслиқ тема қилған. Гәрчә абликим мәсилиниң сиясий тәрипини тилға алмиған вә итотлар қоюлуштин аввал буларни даириләр өзлири тәстиқлиған болсиму, әмма бу итотлар җәмийәттә алқишланғандин кейин, даириләр муқимсизлиқ әндишиси билән абликим кәлкүнни мәзкур әсәрлири сәвәблик нәччә қетимлап сораққа тартқан яки тәнқидлигән. Абликим кәлкүн гәрчә у йилларда, бу язғанлириниң бир сәнәт әсири икәнлики, сиясәт билән алақиси йоқлуқини чүшәндүрүп җазалиништин сақлинип қалған болсиму, 2017-йилидин кейинки аталмиш диний әсәбийлик вә террорлуққа қарши сиясий долқунда һуҗумниң сиртида қалалмиған.
Мәлум болушичә, абликим кәлкүн атушниң сүнтағ йеза азақ кәнтидин болуп, у тутулушниң алдида, ахирқи қетим атуштики акисиниң оғлиниң той мәрикисигә қатнашқан вә дәсләпки қетимда әнә шу той сорунидин тутуп кетилгән.
Биз абликим кәлкүнниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат елиш үчүн атуштики алақидар идарә-орган вә шәхсләрдинму мәлумат соридуқ, көпинчә кишиләр абликим кәлкүнни тонуйдиғанлиқини инкар қилалмиған болсиму, әмма униң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат берәлмиди. Ахирида телефонимизни қобул қилған атуштики бир сақчи хадими хизмәтдашлиридин аңлиғанлириға асасән, абликим кәлкүнниң 18 йиллиқ кесиветилгәнликини дәлиллиди. Бу хадим абликим кәлкүнниң сот һөкүмидин атуштики уруқ-туғқанлириниң хәвәрдар икәнликини билдүрүп, униң нәдә тутулғанлиқи, нәләрдә сотланғанлиқи вә җаза муддитини өтәватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.