Даириләр диний зат аблимит иминниң пәрзәнтлирини аммиви сорунда дадиси үстидин шикайәт қилдурған


2019.09.26
ikk-yuzlimichi-pash-qilish-uqturush.jpg Бортала партком тарқатқан икки йүзлимичиләрни паш қилиш уқтуруши. 2017-Йили өктәбир.
Social Media

Йеқинда радиомизға кәлгән бир инкаста қәшқәрдики йәрлик даириләрниң аһалиләрни бир-бириниң аталмиш “хаталиқлири” ни паш қилиштин башқа йәнә өз аилә әзалириниңму “хаталиқлири” ни паш қилишқа қиставатқанлиқи вә һәтта тәһдит селиватқанлиқини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң қәшқәр йеңишәһәргә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида йеңишәһәрниң әрмудун йезисида өткән йили ечилған бир сиясий өгиниш йиғинда даириләрниң түрмидики диний зат аблимит иминниң лагердики оғли вә қизини дадиси үстидин шикайәт қилдурғанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, улар мәзкур шикайәттә өзлириниң тутулушиға дадисиниң сәвәбчи икәнликини билдүрүп, көпчиликни дадисидин ибрәт елишқа дәвәт қилған.

Радиомизға кәлгән инкаста дейилишичә, қәшқәрдә йиғивелиш лагеридикиләр һәр күни чүштин кейинлик сорақ вақтида мәһәллидашлири, қошнилири, достлири яки хизмәтдашлири тоғрилиқ “мәсилә паш қилиш” қа қисталған. Булар һәққидә һеч немә дәп берәлмигән әһвал астида аилә әзалири тоғрилиқ “мәсилә паш қилиш” қа зорланған. Бу қисташ вә зорлаш бәзидә тил-һақарәт, бәзидә таяқ-тоқмақ вә көпинчә һалларда ач қоюш яки уйқусиз қалдуруш усули билән давам қилған. Даириләр мәҗбури иқрар қилдурулған бу пакитларға асасән тутқун даирисини техиму кеңәйтип, лагерларни техиму көп бигунаһ кишиләр билән толдурған болса, йәнә бәзи тутқунларни аммиви йиғинларда өз аилә әзалири үстидин шикайәт қилишқа мәҗбурлиған. Инкаста дейилишичә, тутқунлар әгәр аилә әзалири үстидин шикайәт қилмиса муддәтсиз кесиветилидиғанлиқи, һәтта өлүм җазасиға учраш еһтималлиқиниң барлиқи һәққидә тәһдит селинған. Йеңишәһәр наһийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида сиясий өгиниш йиғинлиридики бу хил әһваллар һәққидә мәлумат соридуқ. 

Телефонимизни қобул қилған йеңишәһәр наһийәсиниң әрмудун йезисидики бир аманлиқ мудири өткән йили қошна кәнттә ечилған бир сиясий өгиниш йиғинида икки нәпәр тутқунниң өз дадиси үстидин шикайәт қилғанлиқи вә көпчиликни дадисидин ибрәт елишқа чақирғанлиқини ашкарилиди. Мәлум болушичә, йеши 60 тин һалқиған диний зат аблимит имин бир мәсчитниң имами болуп, у 2017‏-йили қанунсиз тәблиғ сөзләш әйиплимиси билән тутулған вә 7 йиллиқ кесилгән. Нөвәттә үрүмчи 1 ‏-түрмидә җаза муддитини өтәватқан аблимит иминниң бир қиз вә бир оғлиму лагерда болуп, улар сиясий өгиништә өзлириниң мушу күнгә қелишида дадисиниң сәвәбчи икәнликини тилға елип, шикайәт қилған. Әмма мәһбус аблимит иминниң оғли мәмтимин аблимитниң конкрет қандақ қейин-қистаққа дуч кәлгәнлики вә яки униңға даириләр тәрипидин қандақ вәдиләр берилгәнлики мәлум әмәс. 

Илгири зияритимизни қобул қилған сабиқ мәһбус мәмәттурсун осман қамақхана вә лагерда кишиләрниң ялған сөзләшкә мәҗбур икәнликини вә раст яки ялған “мәсилә” дин бирни паш қилмай туруп, қейин-қистақтин қутулалмайдиғанлиқини ашкарилиған иди. 

Өткән йили фирансийә ахбарат агентлиқи хитайниң торларда ашкара тарқитилған 1500 дин артуқ һөкүмәт материяллири үстидә тәкшүрүш елип берип, материяллардин биридә лагерниң вәзиписиниң төвәндикидәк мәзмунда шәрһләнгәнликини хәвәр қилған иди: “уларни (лагердикиләрни) һәқиқий бир хитай пуқраси қилип қайта тәрбийиләп чиқиш үчүн алди билән уларниң әҗдадлири билән болған беғини үзүветиш, нәсәб-йилтизини қирқиветиш, иҗтимаий мунасивәтлирини кесип ташлаш вә келип чиқиш йилтизини пак-пакизә унтулдуруш зөрүр.” 

Йеңишәһәр әрмудундики шу қетимлиқ дадисидин шикайәт қилдуруш йиғининиң фирансийә ахбарат агентлиқи ашкарилиған юқириқи һөҗҗәттики чақириққа асасән ечилғанлиқи вә яки хитайниң “мәдәнийәт инқилаби” дәвридә әвҗигә чиққан синипий күрәш йиғинлирини тәқлид қилип ечилғанлиқи мәлум әмәс. 

Бәзи мустәқил көзәткүчиләр вә тәрәпсиз дөләтләр хитай һөкүмәт материяллиридин ашкариланған юқириқидәк баянлар вә ахбаратта ашкариланған йеңишәһәр әрмудундикигә охшаш пакитларға асасән лагерларниң террорлуқ билән алақиси йоқлуқини, униң пәқәт бир ирқий қирғинчилиққа васитә болуватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.