Һармас қәләмкәш аблиз абдулһәқ әпәнди түркийәдә вапат болди
2023.01.27

Муһаҗирәттики һаятида уйғурларниң мустәқиллиқи үчүн издиниш елип барған, он нәччә парчә китаб-язмиларни язған вә тәрҗимә қилған уйғур зиялийси аблиз абдулһәқ әпәнди, 2023-йили 1-айниң 20-күни 73 йешида түркийәниң текиртағ шәһиригә қарашлиқ чәркәскөй мәһәллисидә аләмдин өтти.
Мәрһумниң нәврә сиңлиси мунәвәр ханимниң билдүрүшичә, мәрһум аблиз абдулһәқ буран 1950-йили турпан вилайити тоқсун наһийәсиниң ақташ районида дуняға кәлгән икән. Униң аилиси диндар бир аилә болуп, аблиз бдулһәқ әпәнди әйни заманда тоқсунниң қазиси болған төмүр қазиниң нәвриси икән. У кичик вақтида аилиси билән үрүмчигә көчүп кәткән икән.
Мәрһумниң өзи йезип қалдурған қисқичә тәрҗимәһалида йезилишичә, у башланғуч, оттура мәктәпни үрүмчи 5-оттура мәктәптә оқуп пүттүргән. Андин кейин 1972-йилидин 1976-йилиғичә шинҗаң универистети химийә факолтетиида оқуған. 1976-Йилидин 1980-йилиғичә шинҗаң пәнләр академийәсидә пән-техника тәрҗиманлиқи қилған. 1980-Йилидин 1993-йилиғичә шинҗаң педагогика универистетиниң химийә факолтитеда лектор болуп ишлигән. 1982-Йилидин 1984-йилиғичә тйәнҗин нәнкәй университети химийә факолтитеда билим ашурған. У 1989-йили 19-майда үрүмчидә йүз бәргән оқуғучилар намайишиға қатнишип тутқун қилинған вә кейин гунаһсиз дәп қоюп берилгән, бирақ оқутқучилиқ вәзиписидин елип ташланған.
Аблиз абдулһәқ әпәнди 1993-йили қазақистанға чиқип, у йәрдин 1994-йили истанбулға кәлгән. У истанбулға кәлгәндин буян, бир тәрәптин уйғурларниң азадлиқи үчүн нәзәрийәвий җәһәттин издиниш елип барған болса, йәнә бир тәрәптин он парчидин артуқ китаб вә әсәрләрни язған һәм тәрҗимә қилип тонуштурған. 1996-Йилидин буян, истанбул су идарисиниң һамидийә булақ су ширкитидә лаборант болуп ишлигән. 2019-Йили кесәллик сәвәбидин пинсйәгә чиқип, яшанғанлар санаторийисидә йетип даваланған.
Мәрһумниң тоғқини мунәвәр өзуйғурханим, анисиниң тәләп қилиши билән 2004-йили истанбулда нәврә аксини издәп тепип учрашқанлиқини вә бир йилдәк өзиниң өйидә биллә турғанлиқини билдүрди.
Мәрһумниң туғқини мунәвәр өзуйғур ханимниң билдүрүшичә, мәрһум аблиз абдулһәқ боран әпәнди үрүмчидики вақтида уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси төмүр давамәтниң қизи аминә билән той қилған вә бир қиз пәрзәнт көргән икән, әмма кейин улар аҗришип кәткән икән. Мунәввәр ханим, мәрһум аблиз әпәндиниң шу қизини истанбулға кәлтүрүп оқутқанлиқини, әмма қизиниң аниси вә туққанлириниң қайта-қайта тәләп қилши билән қизини үрүмчигә йолға селип қойғанлиқини билдүрди.
Мунәввәр өзуйғур ханим мәрһум тоғрисида тохтилип мундақ деди: “аблиз акамниң вапати көңлимизни йерим қилди, аблиз акамниң һаяти вәтәнниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилған һаяттур. У вәтәнниң азадлиқи үчүн әмәлий һәрикәт елип беришни тәшәббус қилидиған кишиләрдин иди.”
Аблиз абдулһәқ әпәнди түркийидә бир тәрәптин хизмәт ишләш билән мәшғул болса, йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистанниң азадлиқ йолида издинип, бир қанчилиған китаб вә әсәрләрни язған һәм тәрҗимә қилған. Униң “тәрҗимәһалим” дегән язмисида, түркийәдә язған вә тәрҗимә қилип нәшир қилдурған китаблириниң 11 парчә икәнлики тилға елинған.
Мәрһум түркийәдә яшиған мәзгилләрдә “шәрқий түркистанниң азадлиқ усули тоғрисида издиниш” (1997), “шәрқий түркситанниң азадлиқ йоли” (2000), “шәрқий түркситан азадлиқ йоли тәҗрибилири” (2002) қатарлиқ әсәрләрни язған. У йәнә тәрҗимә ишлири билән шоғуллинип, әхәт әндиҗаниниң “җәдитчиликтин мустәқиллиққичә: чәт әлләрдә түркистан үчүн күрәшләр” дегән китабни, шундақла чәт әллик апторлар язған “напалеон биографийәси”, “черчил биографийәси”, “адолуф һитлер биографийәси”, “к г б мәхпи архпи” қатарлиқ китабларни уйғурчиға тәрҗимә қилған.
Мәрһумни йеқиндин тонуйдиған дуня уйғур қурултейи вәхпиниң рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди мәрһумниң һаяти тоғрисида тохтилип, униң җәмийәттә кишиләр билән бәк арилашмайдиғанлиқини, бирақ давамлиқ оқуш, йезиш вә тәпәккур қилиш билән мәшғул болғанлиқини билдүрди.
Абдурешит әпәндиниң билдүрүшичә, мәрһумниң җиназа намизиға дуня уйғур қурултийи вәхипиниң идарә һәйәт әзалири вә истанбулдики бир қисим уйғурлар қатнишип, тәкирдағ шәһириниң чәркәскөй районида йәрликигә қойған.