Милләтләр нәшириятиниң тәҗрибилик муһәррири, тарихчи аблиз орхунниң 3 йилдин буян тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.12.20
Милләтләр нәшириятиниң тәҗрибилик муһәррири, тарихчи аблиз орхунниң 3 йилдин буян тутқунда икәнлики дәлилләнди Тарихчи аблиз орхун (арқа рәт оңдин 2-киши) достлири билән бирликтә сәйдулла сәйпуллайоф (алди рәт оттуридики киши) ни йоқлап барғанда чүшкән сүрәт. 2001-Йил яз, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Бейҗиңдики милләтләр нәширияти уйғур бөлүминиң тәҗрибилик муһәррири, “шинҗаң тәзкирәчилики” журнилиниң сабиқ мәсул муһәрири, “уйғур нами вә уйғур миллитиниң шәкиллиниш тарихи” қатарлиқ йирик илмий әсәрләрниң аптори аблиз орхунму йеқинқи йилларда из-дерики уштумтут ғайип болған зиялиларниң биридур. Мухбиримизниң алақидар идарә-органларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, қумул вилайәтлик дөләт аманлиқ әтритиниң муавин башлиқи телефонимизни қобул қилип, тарихчи аблиз орхунниң 3 йилдин буян тутқунда икәнликини дәлиллиди

Мәлум болушичә, тарихчи аблиз орхун1969 ‏-йили қумулда туғулған, 1991‏-йили шинҗаң ониверситетиниң тарих факултитини пүттүрүп, уйғур аптонум районлуқ тәзкирә кометитида хизмәт қилған, 1994 ‏-йилдин башлап “шинҗаң тәзкирәчилики” журнилиниң мәсул муһәррири болуп ишлигән. 2008‏-Йилидин буян бейҗиңдики милләтләр нәширияти уйғур бөлүминиң алий муһәррири, мәзкур нәшириятниң үрүмчидә турушлуқ ишханисиниң мудири қатарлиқ вәзипиләрдә болған. Аблиз орхунниң муһаҗирәттики оқурмәнлиридин норвегийәдә турушлуқ һүсәнҗан әпәндиң инкас қилишичә, аблиз орхун2018 ‏-йилниң ахирлиридин башлап из-дерики ғайиб болған.

Тарихчи аблиз орхун (солдин 2-киши) шинҗаң университети әдәбият факултетидики аспирант достлириниң илмий мақалә яқлаш йиғинида. 1996-Йил 6-ай, үрүмчи.
Тарихчи аблиз орхун (солдин 2-киши) шинҗаң университети әдәбият факултетидики аспирант достлириниң илмий мақалә яқлаш йиғинида. 1996-Йил 6-ай, үрүмчи.

Биз аблиз орхунниң әһвалини ениқлаш үчүн милләтләр нәширияти, уйғур аптонум районлуқ тәзкирә комитети қатарлиқ орунларға телефон қилдуқ. Бу органларниң бәзилири телефонни алмиди, бәзилири алған болсиму җаваб беришни рәт қилди. Шундин кейин биз аблиз орхунниң юрти болған қумулдики вилайәтлик дөләт аманлиқини қоғдаш әтритигә телефон қилдуқ.

Телефонимизни қобул қилған мәзкур әтрәтниң бир муавин башлиқи, аблиз орхунниң үч йилдин буян тутқунда икәнликини ашкарилиди. Әмма бу хадим, тарихчи аблиз орхунниң делосиниң қандақ бир вәқәгә яки “җинайәт” кә четишлиқ икәнлики һәққидә мәлумат беришни кәскин һалда рәт қилди.

Аблиз орхунни яхши билидиған оқурмән һүсәнҗан әпәнди илгири аблиз орхунниң қумулдики дөләт хәвпсизлики хадимлири тәрипидин тутуп кетилгәнлики һәққидә учур алғанлиқини инкас қилған иди. Қомул вилайәтлик дөләт аманлиқини қоғадаш әтритиниң муавин башлиқи, аблиз орхунниң нөвәттә қумулда яки үрүмчидә тутуп туруливатқанлиқи һәққидики соалимизға җавап беришни рәт қилған болсиму, әмма қумул вилайәтлик дөләт дөләт аманлиқини қоғдаш әтритиниң аблиз орхунни бейҗиңға берип тутуп кәлгәнликини инкар қилмиди. Бу хадим бир тәрәптин, мәзкур делониң тәпсилати һәққидә мәлумат бериш мәсулийитини юқури органларға иттәрсә, йәнә бир тәрәптин, рәсмий хәт алақиси яки нәқ мәйдан зиярити болғандила андин бу һәқтә җаваб берәләйдиғанлиқини тилға алди.

Һүсәнҗан әпәнди инкасида йәнә аблиз орхунниң тутулуш сәвәби һәққидә ениқ бир учурға игә болмиғанлиқи, әмма уйғур райониниң омумий вәзийитигә нисбәтән униң тутулуш сәвәбиниң чүшнишилик икәнлики, йәни һәқиқәтни йезиш вә һәқ тәрәптә туруш икәнликини илгири сүрди.

Телефон зияритимиз җәрянида дәсләптә аблиз орхунниң 3 йил аввал тутулғанлиқини иккиләнмәй баян қилған қомул вилайәтлик дөләт аманлиқини қоғдаш әтритиниң бу мәсул хадими, ахирида өзиниң аблиз орхунни тонуйдиған яки тонумайдиғанлиқи һәққдики соалимизға ениқ җавап бериштин өзини тартти.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқурида бейҗиңдики милләтләр нәшириятиниң тәҗрибәлик муһәррири, тарихчи аблиз орхунниң 3 йилдин буян тутқунда икәнликиниң дәлилләнгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.