Тарихчи аблиз орхунни үрүмчи сақчилири бейҗиңдин тутуп келип, қумул сақчилириға өткүзүп бәргән
2021.12.22
Бейҗиңдики милләтләр нәширияти уйғур бөлүминиң тәҗрибилик муһәррири, тарихчи аблиз орхунниң үч йилдин буян тутқунда икәнлики дәлилләнгәндин кейин, мухмиримиз униң ақивити һәққидә йәниму илгирилигән һалда әһвал ениқлиди. Нәтиҗидә униң дәсләп үрүмчи сақчилири тәрипидин бейҗиңдин тутуп келингәнлики вә бир “йәрлик дело” ға четишлиқ болғанлиқи үчүн, қумул вилайәтлик сақчи даирилиригә өткүзүп берилгәнлики айдиңлашти. Аблиз орхунниң муһаҗирәттики оқурмәнлиридин бири, аблиз орхунниң чәт әллик тәтқиқатчилар билән елип барған тәтқиқат түрлири сәвәблик2010 -йиллардила хитай дөләт хәвпсизлики сақчилири тәрипидин аваричилиққа учрашқа башлиғанлиқини тилға алди.
Биз милләтләр нәширяти уйғур бөлүминиң алий муһәррири, тарихчи аблиз орхунниң нәдә тутуп туруливатқанлиқи вә униң кесилгән яки техичә кесилмигәнликини айдиңлаштуруш үчүн, уйғур районидики алақидар идарә-органларға қайтидин телефон қилдуқ. Үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси дөләт аманлиқ әтритиниң бир хадими, аблиз орхунниң йәрликтики, йәни қомулдики бир делоға четишлиқ икәнликини тилға алди. У тутқунларниң қәйәрдики делоға четишлиқ болса, шу йәрдә бир тәрәп қилинидиғанлиқини илгири сүрди һәмдә аблиз орхунниң үрүмчидин қумулға йөткәп кетилгәнликини ашкарилиди. Өзиниң бир бөлүм мәсули икәнликини әскәрткән бу хадим, аблиз орхунниң қумулдики қайсий қамақханиға яки лагерға йөткәп кетилгәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди. У йәнә аблиз орхунниң кесилип болған яки кесилмигәнлики һәққидиму мәлумат бәрмиди. Бу соалларниң “дөләт мәхпийәтликигә аиـт сәзгүр темилар” икәнликини тәкитлигән бу хадим, рәсмий бир хәт алақә болмай туруп, бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини әскәртти.
Тордики бир қисим материйллардин мәлум болушичә вә муһаҗирәттики оқурмәнләрдин һүсәнҗан әпәндиниң баян қилишичә, аблиз орхун хизмәт давамида японийә алимлири билән бирликтә “чағатайчә мазар һөҗҗәтлири” намлиқ мәхсус бир тәтқиқат түрини тамамлиған болуп, у мушу тәтқиқат түри сәвәблик әйни йилларда хитай дөләт хәвпсизлики хадимлириниң тәқип вә сорақлириға дуч кәлгән икән. Аблиз орхунниң “йәрлик бир делоға четилип қалған” лиқини “бир баһанә” дәп көрсәткән һүсәнҗан әпәнди, униң тутулушиниң уйғур миллитиниң омуми тәқдири, болупму нөвәттә давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқ билән бивастә мунасивәтлик, дәп қарайду.
Униң дейишичә, абиз орхун кейинки йилларда “‛шинҗаң тәзкирәчилики‚ жорнилида елан қилинған мақалилардин талланма” намлиқ 6 томлуқ йүрүшлүк китабни вә ношрван яушевниң “алтә шәһәр мәктуплири” намлиқ китабини нәширгә тәйярлиған икән. Униңдин башқа аблиз орхун йәнә 1940-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабиниң рәһбәрлиридин бири болған мәрһум сәйдулла сәйпуллаюпниң әслимилирини рәтләп “шинҗаң тәзкирәчилики” журнилида елан қилдурған икән.
Юқурида тарихчи аблиз орхунниң үрүмчидики сақчилар тәрипидин буниңдин үч йил илгири бейҗиңдин тутуп келингәнлики вә қумул сақчилириға өткүзүп берилгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.