Абдусаттар һаҗим: “тойи болуш алдида қайта тутулған җийәнимдин хәвәр йоқ”
2024.07.25
Хитайниң уйғурларни нишан қилған чоң тутқуни 7-йилиға қәдәм қойған бүгүнки күндә, илгири сәвәбсиз тутулуп лагер вә түрмиләрдә җаза өтәп чиққан сабиқ тутқунларниң қайтидин тутқун қилиниватқанлиқи мәлум болмақта. Аилә җәмәти бойичә тутулғанларниң арисида сахавәтчилики билән җамаәткә тонулған уйғур карханичиларму зор салмақни игиләйду.
Дуняниң һәр қайси җайлиридики миңлиған уйғурларға охшаш, 2017-йилидин буян уйғур дияридики уруқ-туғқанлири билән алақиси үзүлгән, җудалиқ вә әнсизлик ичидә явропада яшаватқан содигәр абдусаттар абдурусул һаҗим, ғулҗадики уруқ-туғқанлириниң әһвалини бәзидә қазақистандики уруқ-туғқанлири арқилиқ билип турған икән. Униң бу һәптә радийомизға билдүрүшичә, у йеқинда қазақистандики туғқанлири арқилиқ, өз инисиниң оғли, йәни җйән оғли 24 яшлиқ абузәр абдуғаппарниң бу йил 3-айниң 25-күни үрүмчи тәңритағ районлуқ җамаәт хәвпсизлик тармақлири тәрипидин қайтидин тутуп кетилгәнликидин хәвәр тапқан. Һазирғичә даириләр абузәрниң аилисигә униң қәйәрдә икәнлики тоғрилиқму һечқандақ хәвәр бәрмигән икән.
Бу абдусаттар һаҗимниң иккинчи қетим тутқундики уруқ-туғқанлири һәққидә гуваһлиқ бериши һесаблиниду.
Радийомизда илгири хәвәр қилинған лагер тутқунлири һәққидики гуваһлиқлар архипида, “абузәр абдуғаппар 1999-йили 10-айда туғулған, у 2015-йилидин 2016-йилиғичә, түркийәдә бир йил оқуп кәлгәнлики сәвәблик, ғулҗада 2017-йилиниң ахири тутқун қилинип, лагерға қамалған. Абузәр биринчи қетим тутулғанда 19 яшта иди” дейилгән.
Абдусаттар һаҗим әйни чағда өз иниси, йәни абузәрниң дадиси абдуғаппар абдурусулниң 2018-йили 5-айда “тарқақ һәҗ қилған”, “баҗдин қачқан” дегәндәк төһмәтләр билән хитай сақчи тармақлири тәрипидин тутуп кетилгәнликини, икки-үч ай ичидила “йепиқ сот” ечилип, өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини вә бу җәмәтиниң бир қанчә йүз милйон доллардин артуқ муқим мүлки, ширкәт вә өйлириниң мусадирә қилинғанлиқини аңлатқаниди.
Абдусаттар абдурусул әпәнди, 2021-йили радийомизға қайтидин мәлумат берип, 2017-йили 19 йешида лагерға елип кетилгән абузәр абдуғаппарниң бир йилға йеқин вақиттин кейин қоюп берилгәнликини, униң дадиси абдуғапар һаҗимниңму 2020-йили туюқсизла лагердин сақ қоюп берилгәнликини илгири сүргәниди.
Абдусаттар һаҗим, җийәни абузәр вә иниси абдуғаппар абдурусулниң әйни чағда қоюп берилишидә өзиниң әркин асия радийоси вә башқа ғәрб мәтбуатлириға бәргән гуваһлиқлириниң мәлум тәсири болди, дәп ишинидикән.
2020-Йили мартта, хитай һөкүмити бигунаһ һалда тутуп мәхпий өлүм җазасиға буйруған абдусаттар абдурусулни 2020-йили 4-мартта CGTN, йәни “хитай йәр шари телевизийә тори” ға чиқириш арқилиқ, өзиниң вә чоң оғлиниң тутулғанлиқини инкар қилдуруп сөзләткәниди. Шуниңдин кейин даириләрниң абдуғаппарни 2021-йили язда йәнә бир қетим тутуп, қоюп берилгәнлики мәлум.
Игилишимизчә, бу йил 50 яшқа киргән абдуғаппар абдурусул ғулҗа қарадөң йеза байкөл мәһәллисидин болуп, 4 балиниң атиси икән. У оғли вә инилири билән бирликтә қазақистан билән ғулҗа арисида импорт-експорт тиҗарити қилип ронақ тапқан, шундақла ғулҗада һөрмәткә сазавәр даңлиқ сахавәтчиләрдин икән.
Мана мушундақ бир аилиниң пәрзәнти болған абузәр, 20 яшқа кирмәй туруп лагерларда йетип чиққандин кейин, дадисиға ярдәмлишип йәнә тиҗаритини давамлаштурған. У бу йил той қилип мустәқил бир аилә қуруш үчүн тәйярлиқ қиливатқинида, туюқсиз йәнә тутулған вә 4 айдин буян из-дерики болмиған. Униң из-дерикини алалмиған аилиси вә уруқ-туғқанлири үрүмчидики даириләргә көп пул хәҗләп йол маңған болсиму, әмма һечқандақ нәтиҗиси болмиған.
Биз абдусаттарниң йәткүзгән учурлириға асасән, абузәрни қайтидин тутқун қилған үрүмчи тәңритағ районлуқ җамаәт хәвпсизлик идарисигә телефон қилдуқ. Телефонимиз улиниши билән биз абузәрниң тутулуш сәвәби вә нәдилики һәққидә мәлумат елишқа тиришқан болсақму, әмма телефонни алған хитай сақчи соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Абузәрниң қайта тутулғанлиқи гәрчә хитай һөкүмәт органлири тәрипидин дәлилләнмигән болсиму, әмма униң қайта тутулғанлиқи абдусаттар һаҗимниң васитиси арқилиқ униң алмутадики чоң дадиси мутәллип әпәндиниң баянлири билән җәзмләшти.
Мутәллип әпәнди өткән әсирниң 60 йиллиридики көч-көчтә қазақистанға қечип чиқип йәрлишип қалған уйғурларниң бири икән. У 2017-йилидин илгири һәр айда дегүдәк ғулҗаға берип-келип турған болсиму, вәзийәтниң туюқсиз өзгириши билән йеқинқи йилларда берип бақмиған икән. У, вәтинидики уруқ-туғқанлири билән үндидар арқилиқ хәвәрлишип туридиған болуп, абузәрниң чоң бовиси болидикән. Униң дейишичә, абузәрниң тойи болидиғанға икки айму қалмиған бир вақитта, туғқанлар үндидарда абузәрниң бу йил 3-айниң 25-күни қайта тутуп кетилгәнлики, шуниңдин кейинки 4 айдин буян униңдин һеч қандақ учур болмиғанлиқи тоғрилиқ сөзләшкән икән.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруйниң бу йил киргәндин буян сөзлигән сөзлири хитайниң уйғур дияридики қаттиқ бастуруш сиясәтлириниң техиму қаттиқ вә җиддий түрдә иҗра қилинидиғанлиқидин бешарәт бәргән иди.
У 30-март күни хотәндә тәкшүрүштә болғанда, муқимлиқниң уйғур диярида йәнила “һәммидин үстүн туридиған амил” икәнликини тәкитлигән болса; арқидинла 24-апрел күни ечилған уйғур аптоном районлуқ партком даимий һәйәтлириниң мәхсус йиғинида, “шинҗаңда диққәтни террорлуққа қарши турушқа вә муқимлиқни сақлашни даимлаштурушқа мәркәзләштүрүш керәк” дегән. У йәнә асасий қатламға, болупму уйғур райониниң җәнубидики асасий қатлам йеза-кәнтләргә зор санда кадир чүшүрүшни алаһидә тәкитлигәниди.
Гәрчә абузәр абдуғаппарниң немә сәвәбтин қайта тутулғанлиқини үрүмчи сақчи даирилиридин дәлилләш мумкин болмиған болсиму, әмма хитай даирилириниң йеқинқи вақитларда илгири лагердин қоюп берилгән яки түрмидә җаза муддити түгигәнләрниму һәр түрлүк баһаниләр билән қайтидин җазалаватқанлиқи, бу арқилиқ “дөләт хәвпсизликигә тәһдит” дәп қариған кишилирини өмүр бойи түрмидә тутуп турушни қәстләватқанлиқи ашкариланған иди.
Бу йил-6 айда радийомиз мухбирлириниң бу һәқтики ениқлашлири давамида, мәкит наһийәсиниң ғазкөл йезисидики бир кәнттин 36 кишиниң йеқинқи 7 йил ичидә қайтидин җазаланғанлиқи ашкарилинип, чәт әл мәтбуатлири вә көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиғаниди.
Бу йил 7-айниң 7-күнидин башлап уйғур елидики сақчи тармақлириниң 2024-йиллиқ “язлиқ зәрбә бериш” һәрикитини омумйүзлүк башлиғанлиқи хәвәр қилинған иди. Хитай даирилири йәнә мушу айниң башлирида уйғур елидә 2024-йиллиқ “рәзил қара күчләрни йоқитиш” һәрикитини башлиғанлиқи мәлум. Буларниң һәммиси хитайниң уйғур елидә қаттиқ бастуруш долқунини даимлаштуруватқанлиқидин бешарәт бәрмәктә.