Адләйд шәһиридики таам фестивалида уйғур таам мәдәнийити диққәт қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2023.12.19
adileyd-taam-02-1024 Австралийәниң адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнаштурулған уйғур чедириниң көрүнүши. 2023-Йили 14-декабир, адләйд
Австралийә тәңритағ уйғур аяллири җәмийитиниң рәиси рамилә ханим тәминлигән

Игилишимизчә “австралийә тәңритағ уйғур аяллар җәмийити” бу йил 14-декабирдин 17-декабирғичә адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнишип, мәззилик уйғур таамлири билән бирликтә уйғурларниң кимлики, уйғур мәдәнийити вә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлатқан.

“шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи” есилип, уйғурчә мәдәнийәт алаһидилики билән безәлгән һәмдә уйғурчә таамлар сетилған уйғур чедири төт күн ичидә 3000 дин артуқ зиярәтчини күтүвалған. Шуниңдәк зиярәтчиләрни әң җәлп қилған чедирларниң биригә айланған.

Австралийәниң адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнаштурулған уйғур чедириниң көрүнүши. 2023-Йили 14-декабир, адләйд
Австралийәниң адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнаштурулған уйғур чедириниң көрүнүши. 2023-Йили 14-декабир, адләйд
Австралийә тәңритағ уйғур аяллири җәмийитиниң рәиси рамилә ханим тәминлигән

“ австралийә тәңритағ уйғур аяллар җәмийити” ниң рәиси рамилә ханим буниң бултурдин буян 2- қетим адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнишиши икәнликини билдүрди. У бу тоғрисида тохтилип, бу  фестивалда асияниң охшимиған районлиридин кәлгән хәлқләрниң йемәклик вә мәдәнийәт алаһидиликлири намаян қилинғанлиқини әскәртти.

Униң баян қилишичә, “уйғур чедири”дики уйғурчә татлиқ-турум, кавап вә полу қатарлиқ мәззилик уйғур таамлирини зиярәтчиләр бәс-бәстә сетивалған болса, қиз- йигитләрниң уйғурчә миллий кийимлири вә улар орунлиған уйғурчә сәнәт номурлири қизғин алқишқа еришкән. Уйғурларниң миллий кимлики, мәдәнийити вә нөвәттики вәзийити  һәққидики мәсилиләр зиярәтчиләр әң көп сориған соаллардин болуп қалған.

“ австралийә тәңритағ уйғур аяллар җәмийити” ниң мәсуллиридин юлтуз тейипҗан ханимниң билдүрүшичә, “уйғур чедири” ниң фестивалдики  “қизиқ нуқта” ға айлиниши уюшма әзалириниң ортақ тиришчанлиқиниң, җүмлидин төт күнлүк паалийәт мәзгилидә һәр күни дегүдәк 20 дәк уйғурниң әтигән саәт 11 дин кәч саәт 11 гә қәдәр җан пидалиқ билән җапалиқ мулазимәт қилишиниң нәтиҗиси икән.

Австралийәниң адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнаштурулған уйғур чедириниң көрүнүши. 2023-Йили 14-декабир, адләйд
Австралийәниң адләйд шәһиридә өткүзүлгән “асия таам мәдәнийити фестивали” ға қатнаштурулған уйғур чедириниң көрүнүши. 2023-Йили 14-декабир, адләйд
Австралийә тәңритағ уйғур аяллири җәмийитиниң рәиси рамилә ханим тәминлигән

 юлтуз тейипҗан ханим бу қетимқи “асия таам мәдәнийити фестивали” ни нәтиҗилик болди, дәп қарайду. Униң билдүрүшичә, төт күнлүк паалийәттин австралийәдә техиму көп кишиләрниң уйғурларға болған тонушини қолға кәлтүрүштә  бу хилдики мәдәнийәт паалийәтлириниң қанчилик муһим рол ойнайдиғанлиқини көрүвелиш мумкин икән. У сөзидә муһаҗирәттики уйғурларниң һәр хил васитиләрдин пайдилинип, чәтәлләрдә уйғурлар вә уйғур вәзийитигә болған тонуш вә қоллаш  имканийити яритиш  керәкликини тәкитлиди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.