Адрян зенз билән сөһбәт: “уйғурлар дуч келиватқан кризис вә хитайниң уйғур сиясити”

Мухбиримиз әзиз
2020.10.13
Alim-Seytoff-Adrian-Zenz.jpeg Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң директори алим сейтоф әпәнди тәтқиқатчи адрян зенз әпәндимни зиярәт қиливатқан көрүнүш. 2019-Йили 8-ноябир, вашингтон.
Photo: RFA

Адрян зенз дегән бу исим хитай компартийәсигә бирнәччә йилдин буян мәлум болсиму, хитай ахбарат васитилири һечқачан бу кишиниң мақалә вә әсәрлиригә инкас қайтурмай кәлгәниди. Әмма 2020-йилида адрян зензниң уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр ичидики әң еғир болған мәҗбурий туғут контроллуқи һәмдә буниң уйғурларниң кәлгүсидики һаят-маматлиқи үчүн һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқи муһим нуқта болған зор һәҗимлик доклати елан қилинғандин кейин хитай һөкүмити буниңға сәври қилалмиди. Болупму уйғурлар нөвәттә учраватқан киризисни ташқи дуняниң “ирқий қирғинчилиқ” дәп атишиға мушу доклатни маддий асас болған, дәп қариған хитай һөкүмити өзлириниң контроллуқидики һәрқайси ахбарат ториға бу кишиниң қанчилик “билимсиз” вә “тутуруқсиз” икәнликини паш қилиш вәзиписини тапшурди. Ундақта бу доклатта уйғурлар учраватқан паҗиәләрниң салмиқи қайси дәриҗидә әкс әттүрүлгән? униңда һазирқи реаллиқниң омумий картиниси қандақ тәсвирләнгән?

Мушу хилдики соалларға җаваб елиш мәқситидә вашингтон шәһиридики “мирас фонди” ниң тәтқиқатчиси оливия енос йеқинда “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси доктор адрян зенз билән мәхсус сөһбәтләшти. Оливия алди билән уйғурлар дияридики паҗиәләрниң зор тутқун вә лагерлардин башланғанлиқини, әмма бу лагерлар һәққидики барлиқ учурларниң қаттиқ қамал қилиниши сәвәблик бу җайларда зади немиләрниң болуватқанлиқи хели узунғичә ташқи дуняға намәлум болуватқанлиқини, бу лагерларниң мәвҗутлуқи һәмдә униңда йүз бериватқан қәбиһликләрниң адрян зензниң йеқинқи доклатида әкс әттүрүлгәнликини сөзләп келип бу доклатта асаслиқи қандақ йеңилиқларниң орун алғанлиқини сориди.

Доктор адрян бу һәқтә сөз қилип, доклатта әң муһими нөвәттә уйғурларниң нопусини мәҗбурий йосунда контрол қилиш тәдбирлириниң иҗра қилиниши һәмдә буниң нәтиҗисидә уйғур нопусиниң нормал туғут йоли арқилиқ ешип меңишида өткән бирнәччә йилда көрүнәрлик төвәнләш болғанлиқи гәвдиләндүрүлгәнликини билдүрди. Адрян зензниң қаришичә, уйғур нопусиниң өткән бирнәччә йилда бу қәдәр азийип кетишидә милйонлиған уйғурниң лагерларға қамилиши бир сәвәб болған болса техиму муһим болғини бу җәрянда миңлиған он миңлиған аялларниң туғуш нисбити нөл яки нөлдин төвән болғанлиқи икән.

Оливия ханим бу һәқтә қайтуруп соал қоюп, бу мәсилиниң йеқиндин буян көплигән сорунларда тәкитлиниватқанлиқини, шуңа уйғурлар дуч келиватқан бу паҗиәләр һәққидә бәзиләрниң буни “инсанийәткә қарши җинайәт” десә йәнә бәзиләрниң “ирқий қирғинчилиқ” дәватқанлиқини әскәртти. Шундақла униңдин бу мәсилә һәққидә қандақ қарашта икәнликини сориди.

Доктор адрян бу мәсилиләрниң әмәлийәттә аллиқачан бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң алақидар маддилирида ениқ тәбир берилгән һадисиләр икәнликини, болупму мәлум бир гуруппиға мәнсуп кишиләрни пүтүнләй яки қисмән йоқитиш қилмишиниң “қирғинчилиқ” дәп қарилидиғанлиқини билдүрди. Адрянниң қаришичә, һазир уйғурларниң нопуси әнә шу хил тәбиргә мас һалда төвәнләп маңған. Болупму әң муһими өткән бирнәччә йилда лагерлардики милйонлиған кишиләрниң намәлум сандики вә сәвәбтики өлүм һадисилиригә қошулуп, нопусниң көпийишидики алдинқи шәртләрдин болған аилә бирлики вә аилиниң мәвҗутлуқи бузуп ташланған. У лагерлардин чиққан нәччә онлиған кишиләрни айрим-айрим зиярәт қилиш һәмдә хитай һөкүмити тарқатқан һөҗҗәтләрни, җүмлидин сақчи қобул қилиш, һөкүмәт статистикиси, иқтисад вә нопусқа даир доклатларни селиштуруп чиқиш арқилиқ бу җайлардики қәбиһликләрни дәсләпки қәдәмдә хуласиләп чиққан. Әмма бу вақитларда хитай һөкүмитиниң “бундақ лагер мәвҗут әмәс” дегән тәшвиқати түпәйлидин ишлар техиму мурәккәплишип кәткән.

Хитай һөкүмити лагерларни етирап қилмиған әһвалда униңдики қәбиһликләрни техиму етирап қилмайдиғанлиқини тонуп йәткән адрян зенз буниңға башқа бир нуқтидин йеқинлишишни қарар қилған. У буниң үчүн хитай һөкүмитиниң “қайта тәрбийәләш” һәққидә қандақ аталғуларни қоллинидиғанлиқиға диққәт қилған. Андин хитай һөкүмити қоллиниватқан аталғулар асасида мунасивәтлик һөҗҗәтләрни топлашқа киришкән. Буниң билән әң дәсләп болуп хитай һөкүмити тарқатқан уйғур ата-аниларниң балилиридин җуда болуватқанлиқи һәққидики һөҗҗәтләр униң диққитини тартқан. Хитай һөкүмитиниң бу һәқтики тәшвиқат материяллириму бу нуқтини йорутуп бәргән. Буниң билән б д т ниң “қирғинчилиқ” һәққидики тәбириниң биригә чүшидиған бу хил җудалиқ техиму ашкара болған. Болупму хитай һөкүмитиниң “ата-анилар қайта тәрбийә елиш билән алдираш болуп кәткәндә дөләт уларниң балилирини дарилетамларға орунлаштуруп һалидин хәвәр алди” дегәндәк қурлар бу җәһәттики реаллиқни толуқ әкс әттүрүп бәргән.

Сөһбәттә оливия ханим бу мәсилиләр һәққидә сөз болғанда хитай һөкүмитиниң йеқинқи мәзгилләрдики адрян зензға қаритилған “сөз һуҗуми” ға қандақларчә бунчә күчәп кетиватқанлиқидин бәкму һәйран болғанлиқни билдүрди. Адрян зензниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики мәвқәси “уйғур аяллириниң мәҗбури туғмас қиливетилиши” һәққидики мәзмунларниң ашкара болушиға әгишип бирақла өзгәргән. Чүнки бу доклаттин кейин хәлқара җамаәт кәскин һалда хитайни қирғинчилиқ җинайити билән әйибләшкә башлиған, йәнә бәзиләр болса хитайниң қишлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийитини бикар қилишни тәләп қилған. Шуниң билән хитай һөкүмити тездин “шинҗаң университети” ниң бир хитай дотсенти намидин адрян зензға қарши бир доклат тәйярлап чиққан. Бу доклатта болса адрян оттуриға қойған санлиқ мәлуматларни “хата” яки “ялған” дейиш арқилиқ уни ялғанчиға чиқармақчи болған. Лекин адрянниң доклатида оттуриға қоюлған нурғунлиған “назук” мәсилиләрниң, җүмлидин уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қиливетиш һадисисиниң хитай тәвәсидики оқурмәнләргә мәлум болуп қелишидин сақлиниш үчүн хитай профессорниң доклатида бу һәқтә бир еғизму лам-җим демигән. Чүнки улар мушу сәвәбтин хитай оқурмәнлири диққәт қилип кәтмигән бир назук мәсилини уларниң ядиға селип қоюшни халимиған.

Мәлум болушичә, доктор адрян зенз хитай һөкүмитиниң өзи һәққидики бу төһмәтлиригә җаваб тәриқисидә зор һәҗимлик бир мақалә йезип чиққан болуп, мушу бирнәччә күнниң ичидә елан қилмақчикән. Шуниң билән биргә лагерлардики вә лагер сиртидики ‍уйғурларниң хитай рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “бизниң шинҗаң сияситимиз зор ‍утуқларға еришти. Биз буни қәтий давам қилимиз” дегән омуми йолйоруқ астида қандақ қисмәтләргә дуч келиши һәққидә техиму көп әсәрләрни йезиш алдида икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.