“хитайниң уйғурларға қаритиватқан дөләт һалқиған бесими” намлиқ йиғинда афғанистандики уйғурлар дуч келиватқан хәвп тәкитләнди
2021.10.18
Әнглийәдики һенрий җексон мәркизи 18-өктәбир күни “хитайниң уйғурларға қаритиватқан дөләт һалқиған бесими” мавзусида бир тор сөһбити йиғини уюштурған. Нөвәттә талибан контроллуқидики афғанистанда яшаватқан уйғурларниң бихәтәрликигә диққәт тартишни мәқсәт қилинған йиғинниң кириш сөзидә мундақ дейилгән: “талибан афғанистанни тезликтә игиливалғандин буян, қораллиқ унсурларниң аз санлиқ милләт вә диний аз санлиқларға елип келидиған еғир тәһдити тоғрисида нурғун сөзләр болди. Бирақ у йәрдики бир гуруппа, йәни уйғурлар болса асасән нәзәрдин сақит қилинди. Талибанлар һакимийәткә кәлгәндин буян бу дөләттики уйғурлар хитайниң контроллуқи вә тәсириниң күчийишидин әндишә қилмақта. . . Бейҗиңниң өзини афғанистанниң иқтисадий кәлгүсидики башламчи орунға қоюшиға әгишип, бу дөләттики уйғурлар кәлгүсиниң қандақ болидиғанлиқидин толиму әндишиләнмәктә”.
Һенри җексон җәмийити саһибханилиқ қилған бу паалийәттә әнглийәдики уйғур паалийәтчиси рәһимә мәһмут ханим, әнглийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар һәмкарлиқи (IPAC) гурупписиниң әзаси бенедик рогерс әпәнди, әнглийә асия тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси грәй серҗент, һенри җексон җәмийитиниң радикаллиқ вә террорлуқ тәтқиқат мәркизи тәтқиқатчиси доктор ракиб еһсан қатарлиқлар қатнишип қайси дөләтләрниң хитай билән уйғурларни дөләт һалқиған бастурушта һәмкарлашқанлиқи, бу бастурушниң шәкли вә ғәрб дөләтлириниң уйғурларға ярдәм қилиш үчүн немиләрни қилиши керәклики үстидә өз пикирлирини оттуриға қойди.
Алди билән йиғинда рәһимә ханим сөз қилип мундақ деди: “көплигән дөләтләр хитайниң бесими сәвәбидин уйғурлар үчүн хәтәрлик дөләткә айлинип қеливатиду. Тайландтики, дубайдики вә әмди афғанистандики уйғурлар қорқунч ичидә яшаватиду. Хитайниң уруқ-туғқанлири арқилиқ бесими сәвәбидин түркийәдә паалийәт қилиштин тохтап қалған уйғурлар бар”.
Рәһимә ханим йәнә, хитай һөкүмитиниң ғәрбтики пикир әркинликигә қиливатқан тәһдити сәл қарашқа болмайдиған дәриҗидә еғирлиқи, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ үчүн сөзлигән журналист, фотограф, филим ишлигүчиләрни яки хәлқаралиқ кийим маркилирини ялғуз қоюш, җазалаш қатарлиқ васитиләр арқилиқ хәлқарави әхлақий өлчәмләрни йоқ қиливатқанлиқини әскәртип, буниңға дәрһал хатимә берилиши керәкликини, болмиса пүтүн дуняда кишилик һоқуқ кризиси мәйданға келидиғанлиқини билдүрди.
Рәһимә ханимниң сөзи аяғлашқандин кейин грәй әпәнди сөз қилди. У өзиниң узун йил уйғурларни тәтқиқ қилған бири болуш сүпити билән уйғурлар дуч келиватқан тәһдитни яхши чүшинидиғанлиқини, болупму һазир талибан контруллуқидики афғанистанда яшаватқан уйғурларниң хитайдин әнсирәш үчүн йетәрлик сәвәби барлиқини ейтти. Униң көрситишичә, һазир афғанистанда 3000-2000 әтрапида уйғур бар болуп, уларниң көпинчисиниң афғанистанға кәлгинигә узун йиллар болған болсиму вә уларниң бәзилири һәтта афғанистанда туғулған болсиму, уларниң қолидики кимликтә уларниң уйғур панаһланғучи болғанлиқи ениқ йезилғанлиқтин бу уларни дәрһал хитайға қайтурулуш хәвпигә очуқ һаләткә кәлтүридикән. Андин қалса, талибанниң һазир хитай билән мунасивитиниң қоюқлишиши, униң хитай мәблиғи вә иқтисадий ярдимигә зор дәриҗидә моһтаҗ болушидәк сәвәбләрниң биваситә һалда у йәрдики уйғурларни хәтәргә тиқидиғанлиқини билдүрди. У хитайниң иқтисадий ярдәмлириниң кәйнидә мушу хилдики тәләплириниң болидиғанлиқини, мәсилән, 2009-йили камбоджа һөкүмити 20 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин икки күн өтүпла хитайниң камбоджаға милярд долларлиқ мәбләғ салғанлиқини әслитип өтти. Грәй әпәнди сөзи давамида мунуларни деди: “әнглийә һөкүмити чоқум талибан реҗимидин уйғурларни қоғдашни, хитайниң уйғурларни қайтуруп бериш тәлипини рәт қилишини тәләп қилиши керәк. Әнглийә һөкүмити талибандин аяллар һоқуқини капаләткә игә қилишни тәкитләш билән бир вақитта чоқум уйғурларниңму һоқуқини тәләп қилиши, әнглийәниң уйғурларниң вәзийитигә интайин йеқиндин диққәт қилидиғанлиқини талибан һөкүмитигә ениқ билдүрүши керәк”.
Арқидин сөз қилған бенедик роҗерс әпәнди болса хитай һөкүмитиниң уйғурларниң авазини йоқитиш һәрикитиниң һәқиқәтән кәң көләмлик икәнликини тәкитлиди. У буниң үчүн қилишқа тегишлик ишларни тәкитләп “алди билән хәлқара җәмийәтниң чоқум уйғурлар дуч келиватқан зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп тонуши вә шу бойичә тәдбир қоллиниши керәкликини, иккинчидин, әнглийәниму өз ичигә алған ғәрб дөләтлириниң уйғурларниң панаһлиниш ишлирини тезләштүрүши керәкликини билдүрди. У йәнә талибан контроллуқидики афғанистан тоғрулуқ сөз болғанда чоқум у йәрдики уйғурларниң мәсилисиниң интайин муһим мәсилиләр қатарида йорутулуши керәкликини әскәртип мунуларни деди: “афғанистандики уйғурларниң ақивити чоқум әйни чағда америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр үчүн хизмәт қилған афған тәрҗиманлар қатарлиқ кишиләр билән охшаш диққәт қозғиши керәк. Әнглийәгә, америкаға қутқузуп кетиливатқанлар қатариға чоқум афғанистандики уйғурларму қошулуши керәк. Уйғурлар хәвп астида туруватқан болупму хитайға қошна дөләтләргә уйғурларни қайтурмаслиқ һәққидики бесимимизни күчәйтишимиз керәк. Демократик дөләтләр хитай билән түзгән һәрқандақ өткүзүп бериш келишимини әмәлдин қалдуруши керәк”
У йәнә, һәммидин муһими хитай һөкүмитини уйғурларға қаритиватқан вәһшийликини аяғлаштуруш үчүн барлиқ дөләтләрниң бесимини ашуруши керәкликини, йәниму көп җазаларни қоюши керәкликини билдүрди.
Рәһимә ханим йәнә, йиғин башқурғучиси болған доктор ракип еһсанниң соалиға җаваб бәргәндә; хитайни уйғурларға қаритиватқан зулумини тохтитишқа мәҗбурлаш үчүн ялғуз дипломатик байқут қилиш яки дипломатик усулда тәнқидләш қатарлиқ васитиләрниң ишқа яримайдиғанлиқини, чоқум униңға җаза тәдбирлири қоюлуши лазимлиқини, чүнки хитайниң иқтисадий күчиниң униң халиғанчә зомигәрлик қилишиға шараит һазирлап бериватқанлиқини нәзәрдә тутқанда, иқтисадий ақивәт кәлтүрүп чиқиришниң хитайни контрол қилишта һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.
Грәй вә роҗерс бенедикләрму сөзидә хитайға тақабил туруш, униң уйғурларға қиливатқан вәһшийликини аяғлаштурушта америка, әнглийә қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң бирликтә һәрикәт қилиши керәкликини, ортақ қилинған һәрикәт қилғандила хитайға тәсир көрсәткили болидиғанлиқини әскәртти. Улар шундақла америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн йәниму конкрет қәдәмләрни ташлиши керәкликини билдүрди.