Мутәхәссисләр хитайниң афғанистан истратегийәсидә иқтисад, бихәтәрлик вә гио-сияси сәвәбләрниң барлиқини тәкитлимәктә

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.03.28
Afghanistan-taliban-bash-elchi-AP Хитайниң афғанистанға тәйинлигән йеңи баш әлчиси җав шин афғанистан талибан һөкүмити баш министири муһәммәд һәсән ахунд билән көрүшкән көрүнүш. 2023-Йили 13-сентәбир, кабул
AP

Афғанистан һөкүмити хәлқарада йитим қалған бир мәзгилдә, хитай һөкүмитиниң талибан һакимийити тәрипидин бейҗиңға әвәтилгән баш әлчисини рәсмий күтүвелиши, шундақла узун өтмәй хитай билән афғанистан оттурисида нефит вә тәбиий газ ечиш қатарлиқ түрләр бойичә йеңи келишимләрниң имзалиниши билән бейҗиң вә кабулниң мунасивити йеңи бир дәвргә қәдәм қойған иди. Мутәхәссисләр, хитайниң иқтисадий, бихәтәрлик вә гио-сияси сәвәбләр түпәйли афғанистан билән бу хил мунасивәтни күчәйтиватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Америка байдин һөкүмити афғанистандин әскәр чекиндүрүп чиққандин кейин, талибан қораллиқ күчлири 2021-йили афғанистанда 20 йилдин артуқ һөкүм сүргән демократик һөкүмәтни ағдуруп ташлап, афғанистанниң һакимийитини тартивалди. Талибан һакимийити хәлқарада чәткә қеқилған мәзгилдә, 2023-йили 9-айда тунҗи болуп хитай һөкүмити кабулға өзиниң баш әлчиси җав шинни әвәтти. 2023-Йили 1-декабир күни хитай һөкүмитиму талибан һөкүмитиниң бейҗиңға тәйинлигән баш әлчиси әсәдулла билал кәримини рәсмий күтүвалди. Хитай һөкүмити әсәдулла билал кәриминиң бейҗиңға келишини “бейҗиң билән кабулниң иҗабий мунасивитини күчәйтиш вә кеңәйтиш йолидики муһим қәдәм” дәп көрсәтти.

Бейҗиң талибан һөкүмитиниң баш әлчисини күтүвелип узун өтмәйла хитай билән афғанистан һөкүмити нефит вә тәбиий газ ечиш келишими имзалиған иди. Шуниң билән бир вақитта, хитай даирилири афғанистанға тохтимай вәкилләр өмики әвәтип, түрлүк иқтисадий келишимләрни түзгәнлики мәлум. Хитай афғанистан пайтәхти кабул билән уйғур елиниң мәркизи үрүмчи арисида һәр чаршәнбә күни биваситә учидиған һава қатнишиниму йолға қойған иди.

Хитай һөкүмити немә үчүн хәлқараниң шунчә тәнқиди вә бесимиға қаримай, талибан һөкүмити билән йеқин мунасивәт қуриду, шундақла афғанистанға иқтисадий ярдәм қилиду? хитай билән афғанистан мунасивитидики һәрикәтләндүргүчи күчи зади немә?

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу соалимизға җаваб берип мундақ деди:

“бейҗиңниң хитай-афғанистан мунасивитидики һәрикәтләндүргүчи күчи зади немә дегәндә, бу мунасивәтләр талибанларниң иккинчи нөвәтлик һөкүмити биләнла йүз бәргән әмәс. Уларниң бу хил мунасивити талибанларниң афғанистанда қурған биринчи һөкүмити мәзгилидила оттуриға чиққан. Әйни вақитта талибанлар һазирқиға охшашла хәлқарада чәткә қеқилғанда, хитай-афғанистан мунасивити қурулған. Афғанистанда әң чекидин ашқан ашқунлуқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики оттуриға чиққан мәзгилдә, хитай афғанистанниң йеқин дости иди. Мениңчә, буниң бундақ болушида нурғун сәвәбләр бар. Буниң бәзилири иқтисадий, бәзилири бихәтәрлик амиллиридур. Әлвәттә, бәзи гио-сияси сәвәбләрму бар. Булар шундақла американиң оттура асия райондики мәвҗутлуқини инкар қилиду.”

Германийә нордакадеми университети (Nordakademie university) ниң иқтисад профессори һенрик шинайдер (Henrique Schneider) “бейҗиңниң хитай-талибан мунасивитидики һәрикәтләндүргүчи күчи зади немә?” намлиқ мақалисидә, бейҗиңниң кабул билән болған мунасивитиниң “тәртип вә бихәтәрлик” ни мәркәз қилғанлиқини көрситип, мундақ дегән:

“бейҗиңниң кабул билән болған мунасивити тәртип вә бихәтәрликни қоғдашқа мәркәзләшкән. Буни талибан билән болған һәмкарлиқ яки достлуқниң бәлгиси дәп қарашқа болмайду. Хитай үчүн кабулниң (афғанистан һөкүмитиниң) пүткүл афғанистанни, болупму уларниң ортақ чеграсини контрол қилалайдиған вә террорлуқ гуруппилириға қарши турушни халайдиған һөкүмитиниң болуши интайин муһим. Тәбиийки. Хитай афғанистанға мәбләғ селишни вә пуқраларни қоғдашни халайду, әмма бу хитай үчүн бихәтәрлик мәслисидәк алдинқи орунда турмайду”.

Америкидики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, һенрик шинайдерниң пикригә қошулмайдиғанлиқини, хитайниң талибан һөкүмити билән болған мунасивәттә әң көп көңүл бөлидиғини иқтисад икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди:

“мән буниңға қошулмаймән. Мениңчә, хитайниң афғанистанда әң көп көңүл бөлидиғини експорт базиридур, йәни хитайниң иқтисадий бихәтәрлик әндишисиниң мәнбәси иқтисадий суйиистемал билән мунасивәтлик. Хитайниң бихәтәрлик әндишисигә кәлсәк, хитай дегәндәк афғанистан, пакистан яки башқа җайларда террорлуққа аит пакит йоқ. Шуңа бихәтәрлик әмәлийәттә хитайниң әң көп көңүл бөлидиған мәсилиси әмәс. Хитай афғанистанда минералларни қезиш қатарлиқ иқтисадий паалийәт билән шуғулланғанда, бәзи бихәтәрлик мәсилиси туғулуши мумкин. Хитай афғанистанда ул әслиһә қурулушиға әһмийәт бериду. Бу хитай үчүн бәк муһим. Хитай минералларни қезиш вә ул әслиһә қурулуши қатарлиқ паалийәтләрни башлиғандин кейин, хитай афғанистандики ишчилирини қоғдиши керәк. Шундила бихәтәрлик хитай үчүн көңүл бөлидиған мәсилигә айлиниду.”

Һенрик шинайдер мақалисидә талибан билән хитай һөкүмитиниң кәлгүси мунасивити һәққидә сөз қилип, мундақ дегән:

“хитай талибанлар билән давамлиқ алақилишип, уларниң (кабулниң) пүтүн дөләтни контрол қилидиған муқим һөкүмәт тәшкиллишини тәләп қилиду вә уларниң хитай билән болған чеграсини қоғдашни тәләп қилиду. Шуниң билән бир вақитта, барлиқ уйғур гуруппилирини бастурушини тәләп қилиду. Буниң бәдилигә бейҗиң кабулға бир қисим иқтисадий вә намда гио-сияси тәрәптин ярдәм қилишни ойлишиду. Хитай-пакистан иқтисадий каридори (CPEC) нами астида бәзи вәдиләрни бериду. Һәмдә даңлиқ, әмма муһим болмиған түрләргә мәбләғ салиду.”

Пенсилванийә иштатлиқ университети шәрқий асия тәтқиқати институтиниң сабиқ пирофессори, америка ташқи ишлар министирлиқиниң сабиқ әмәлдари вилям дайкир (William Duiker) һенрик шинайдерниң мақалисигә инкас қайтуруп мундақ деди:

“мениң бу йәрдә демәкчи болғиним, хитай-афғанистан мунасивитидики хитай үчүн ачқучлуқ мәсилә вә хитайниң йәтмәкчи болған мәқсити, хәтәрни әң төвән чәккә чүшүрүш. Шуниң билән бир вақитта, дөләтниң тәртип вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн қолидин келишичә тиришиш. Мениңчә, хитайни талибанларға ишәнмәйду дейишкә болиду. Улар һәр хил сәвәбләр түпәйлидин талибанлар билән болған мунасивәтни тохтитишни халимайду. Әмма хитайни әндишигә салидиғини, афғанистанда йүз бериш еһтималлиқи болған қалаймиқанчилиқниң райондин тарқилип хитайға тәсир қилишидур. Бу нуқтидин ейтқанда, хитайлар талибанни интайин хәтәрлик дост дәп қарайду.”

Америкадики хитай адвокат вә сиясий анализчи тең бияв (滕彪) радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң афғанистанға ярдәм бериш, мәбләғ селиш қатарлиқ иқтисадий васитиләрни ишлитип, өзиниң бәзи сиясий мәқситигә йетишни пиланлаватқанлиқини тилға алди:

“хитай компартийәси афғанистанға иқтисадий ярдәм бериш, мәбләғ селиш қатарлиқ иқтисадий васитиләрни ишлитип, өзиниң бәзи сиясий мәқситигә йәтти. Хитайниң иқтисадий васитиләрни ишлитиши җәрянида бир қисим һөкүмәт әмәлдарлири чирикләшти. Бу йәрдә хитайниң асаслиқ мәқсити сиясий мәнпәәткә еришиш. Хитай һөкүмити хитай компартийәсиниң сияситини қоллашни тәләп қилип, африқадики дөләтләргә, афғанистан вә башқа бир қисим дөләтләргә кәң қорсақлиқ билән ярдәм бериватиду. Шундақ болғанда, бу дөләтләр хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәнқид қилмайду. Әксичә хитай компартийәсиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қоллайду.”

Йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайниң универсал кишилик һоқуқ вәзийитигә қәрәллик қарап чиққаниди. Бу қетимлиқ баһалашта иқтисадий җәһәттин хитайға тайиниватқан афғанистан қатарлиқ дөләтләр хитайниң доклатини алқишлиған. Демократик дөләтләрниң вәкиллири болса хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә болған әндишилирини вә қаттиқ тәнқидлирини оттуриға қойған иди.

Ахирда доктор һенрик шаҗивски, хитай вә афғанистан мунасивитиниң күчийишиниң афғанистанни макан тутуп кабулда яшаватқан уйғур җамаити үчүн бәк хәтәрлик әһвал икәнликини, бу уйғурларниң хитайға һәрвақит өткүзүп берилиш еһтималлиқиниң барлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.