Түркийәдики зор йәр тәврәштә уйғурлар йәнә бир актип қоллиғучисидин айрилип қалди
2023.02.16

Түркийәдә тонулған журналист, язғучи вә 2010-йилидин тартип “марашниң күнтәртипи” намлиқ тор гезитидә обзор йезиватқан уйғур дәвасиниң қоллиғучиси ахмәт доған илбәй билән аяли хатичә ханим 6 - феврал йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилди. Түркийәдики уйғурлар йәнә бир актип қоллиғучисидин айрилип қалди.
Униң қаза қилғанлиқ хәвири тарқилиши билән түркийә язғучилар җәмийити, түркийәдики уйғур тәшкилатлири вә дуня уйғур қурултийи иҗтимаий таратқулар арқилиқ тәзийә билдүрүшти.
Ахмәт доған илбәй 47 йиллиқ журналистлиқ һаятида уйғурлар тоғрисида 150 парчидин артуқ обзор вә башқа мақалиларни язған. У, 2020-йили түркийә бойичә “2020-йилиниң әң яхши обзорчиси” мукапатиға еришкәниди.
Ахмәт доған илбәй мақалилиридә уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур мәдәнийитини, уйғурларниң түрк, ислам вә дуня мәдәнийитигә қошқан төһпилири, уйғур тарихи мәсилилири һәм хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумлирини оттуриға қоюш билән бирликтә давамлиқ һалда түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирған. Униң, хитай қурған җаза лагерлири дуняниң күнтәртипигә келишкә башлиған 2019-йили түркийә язғучилар уюшмисиниң тор бетидә елан қилған “шәрқий түркистан сизниң немиңиз болиду?” мавзулуқ мақалисидә түркийә президенти рәҗәп таййп әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида “хитай уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ қиливатиду” дәп оттуриға қоймиғанлиқини қаттиқ тәнқид қилғаниди.
Ахмәт доған илбәй мәзкур мақалисидә уйғурларниң оттура асия түрк җумһурийәтлири билән түркийәдики түркләрниң қан қериндиши, мусулман дөләтлириниң дин қериндиши икәнликини, шуңа ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларға игә чиқишиниң зөрүр икәнликини тәкитлигән. У, кейинму арқа-арқидин бир қанчә обзор елан қилип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини түрк җамаәтчиликигә тонуштурғаниди.
“уйғурнет тор” гезитиниң мәсули шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди мәрһум ахмәт доған илбәй әпәндини узун йилдин бери тонуйдиғанлиқини, униң давамлиқ һалда уйғур мәсилиси тоғрисида обзор елан қилғанлиқини баян қилди.
Тонулған журналист ахмәт доған илбәй әпәнди 1980-йили “йеңи чүшәнчә”, “долунай” қатарлиқ әдәбият журнили чиқарған. 1990-Йиллардин буян “күндүз” гезити билән “қаһраманмарашниң күнтәртипи” намлиқ тор гезитидә обзор елан қилип келиватқаниди. Униң хизмәтдиши мустафа көк әпәнди янфон арқилиқ суалимизға җаваб берип мундақ язған: “мән ахмәт доған илбәйни 40 йилдин буян тонуймән. Тонулған шаир мәрһум баһаәттин қарақоч вә мән үчимиз <долунай> журнилини чиқарғанидуқ. Шәрқий түркистан тоғрисида 150 әтрапида обзори елан қилған. Йәр тәврәштә өйи өрүлүп чүшүп тамниң астида 5-6 күн қалғандин кейин қутулдурулғаниди. Лекин у, аяли хатичә ханим билән бирликтә дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй қаза қилди. Бу қетимқи йәр тәврәш апитидә қаһраманмараш вилайитимиздә көп санда зиялий қаза қилди бу, биз үчүн зор бир йоқитиш болди”.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, мәрһум ахмәт доған илбәй әпәндиниң түркийәдә шәрқий түркистан мәсилиси яхши билинмәйдиған чағлардиму давамлиқ буни түркийәниң күн тәртипигә елип кәлгәнликини баян қилғандин кейин, д у қ намидин тәзийәсини билдүрди.
Ахмәт доған илбәй 1954-йили қаһраманмараш шәһиридә туғулған болуп, университетни пүттүргәндин кейинла йезиқчилиқ билән шуғуллинишқа башлиғаниди.
Йәр тәврәш йүз берип еғир вәйранчилиқ келип чиққан қаһраманмараш 1960-йилларда түркийәдә панаһланған уйғурлар орунлаштурулған вилайәт болуп, уйғурларниң түркийәдики рәһбири мәрһум әйса йүсүп алиптекинму көп қетим бу йәрдә доклат бәргән. Қаһраманмараштики бир чоң коча вә бағчиға әйса йүсүп алиптекинниң исми берилгәниди.