Руне стинберг: “уйғурлар аилә қурулмисини сақлаш арқилиқ мустәмликигә қарши турған”

Мухбиримиз нуриман
2022.11.15
Ғәрб алимлири уйғур тәтқиқатини оттура асия әллиридә давам қилмақта Данийәлик антрополог, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне стинберг уйғурлар билән сөһбәт қилмақта. 2022-Йили июл, қирғизистан.
RFA/Féruze

Шивитсарийәдики җәнвә университетида икки күн давам қилған иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинида “хитайниң шәрқий түркистандики мустәмликә сиясити вә уйғур тарихи” намлиқ тема һәр хил мавзулар бойичә әтраплиқ муһакимә қилинған.

Данийәлик уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне стинберг мәзкур йиғинда өзиниң “мустәмликичиликкә қарши туғқандарчилиқ: җәнубтики уйғурларниң системилиқ бирлишиши” намлиқ тәтқиқат мақалисини оқуп өткән. У мақалисидә уйғурларниң өзара туғқандарчилиқ әнәнисиниң наһайити күчлүк икәнликини, бу арқилиқ җәмийәт қурулмисиниң мустәһкәмликини сақлиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғининиң лозункиси

Руне стинберг әпәнди муһакимә йиғинида мақалисини чүшәндүрүп мундақ дегән: “җәнуб тәрәптики уйғурларниң 21-әсирдики туғқандарчилиқ адитини әтраптики башқа горуппиларниң хитайниң мустәмликичиликкә қайтурған инкасиға силиштурғанда, хитайниң мустәмликичилик системисиға қарши өзини қоғдаш характеригә игә, дәп қарашқа болиду. Мән һәтта туғқанчилиқ системисиниң әсирләр бойичә өзгириш әһвалиға асасән, җәнубтики уйғурларниң туғқандарчилиқ әһвалини тарихтики мустәмликичи вә мустәмликә қилинғанларниң туғқандарчилиқ системисиниң характеригә охшаш, дәп қараймән. Мустәмликичиләр дәсләптә мустәмликә қилинған милләтниң җәмийәт қурулмиси, мәһәллә системиси, аилә мунасивәтлирини бузушни нишан қилиду. Чүнки адәттә мустәмликичиләргә әң күчлүк қарши туридиғанлар, мустәмликә һакимийәткә нисбәтән мәсилә һисаблинидиғанлар уруқ-туғқан, җәмәт болуп бирликтә яшайдиғанлардур. Болупму 21-әсирдә техиму шундақ.”

2017-Йили хитай дөләтлик телевизийәсидә, хотән вилайитиниң гума наһийә мокуйла йезисиға чүшкән хизмәт гурупписидики хитай кадирлириниң өйму-өй кирип деһқан қизлирини ичкиригә берип ишләшкә хизмәт ишләватқан бир син көрүнүши қоюлғаниди BBC агентлиқи бу һәқтә ишлигән хәвиридә “хитайниң уйғурларни әмгәк күчи йөткәш баһанисидә хитай өлкилиригә йөткиши уйғурларни еритип түгитиш” икәнликини оттуриға қойғаниди.

Руне стинберг өзиниң уйғур районида шаһит болған әһвалларни тилға илип мундақ дегән: “2010-йилидин 2016-йилиғичә болған арлиқта қәшқәрдә турған вақитлиримда, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң туғқанчилиқ мунасивитини қалақлиқ билән бағлиғанлиқини даим аңлап тураттим. Нөвәттә хитай һөкүмити уйғурларни ‛қалақ‚ дәп көрситиватиду. Заманивилиққа маслашмиған, дәйду. Буни уйғурларниң күчлүк уруқ-туғқанчилиқ мунасивитигә бағлайду. Уруғ-туғқанчилиқ қиммәт қаришини кәмситиду. Завутқа берип ишлимәй той қилишини ‛қалақлиқ‚ дәп тәшвиқ қилиду.”

BBC  Хәвәр агентлиқиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири җон судворз өткән йили өзиниң уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә ишлигән пирограммисда, ишқа орунлаштуруш намидики мәҗбурий әмгәк сәвәбидин нурғунлиған уйғур аилилириниң ханивәйран болғанлиқи, яшлиқ арзулири вә әркинликидин тамамән мәһрум қилинған уйғур йигит-қизлириниң хитайниң түрмә системисидики завутлирида қулдәк ишләватқанлиқини тәкитлигәниди.

Тәтқиқатчи журналист амилия паң ханимму өткән йили мартта радийомизниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда мундақ дегәниди: “уйғур җәмийитидин айрип хитайлар олтурақлашқан районларға йөткәлгән уйғурлар кәлгүсидә уйғур әнәнисини, мәдәнийитини, кимликини йоқитиду. Мана бу хитайларниң асасий муддиаси.”

Руне стинберг мақалисидә йәнә уйғурларниң диний никаһни муқәддәс билидиғанлиқини, шуңа диний никаһ қилипла аилә қурудиғанларниң көп икәнликини, шу сәвәбтин хитайниң уйғурлар арисидики никаһ оқуш салаһийитигә игә болған диний затларни көпләп тутқун қилғанлиқини әскәрткән. У йәнә мунуларни оттуриға қойған: “2017-йиллири хитай һөкүмити уйғурларниң мәнивийити, роһийитини бузушқа башлиди. Улар уйғурларниң дини затлири, зиялийлирини уйғурларниң арисидин тазилиди. 2019-Йиллириғичә уйғурларниң барлиқ җәмийәт қурулмиси вә системисиниң мәркизини зораванлиқ билән вәйран қилип болди.”  

Хитай һөкүмити уйғурларни һәр хил-баһанә сәвәбләр билән юрт- маканлиридин, уруқ-туғқанлиридин айриған болса, йәнә бир тәрәптин “қошмақ туғқан” сиясити йолға қоюп, һәр аилигә хитай кадирларни “туғқан”лаштурған. Мәлум болушичә, 2016-йили уйғур районида “қошмақ туғқанлишип бир аилә кишилири болуш” сиясити йолға қоюлғандин буян, 1 милйон 100 миңдин артуқ кадир һәр милләттин болған 1 милйон 600 миңдин артуқ аилә билән “туғқан”лашқан. Кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитиниң мәҗбурий йосунда йүргүзүватқан аталмиш “қошмақ туғқанчилиқ” сияситиниң мәқситини йәрлик хәлқләрниң хусусий һаятини 24 саәт бойичә назарәт қилиш, дәп көрсәткән.

Мәзкур муһакимә йиғинини уюштурған орунларниң бири болған явропа уйғур институтиниң мәсули дилнур рәйһан ханим мәзкур муһакимә йиғини һәққидә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У бу қетимлиқ муһакимә йиғининиң мәхсус хитай һөкүмитиниң мустәмликчилики һәққидә өткүзүлүшиниң уйғур мәсилисини дуняға тоғра аңлитишта наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.