Америка пайтәхти вашингтонда “аиләм қәйәрдә” садалири яңриди

Мухбиримиз ирадә вә шәһризат
2021.02.26
Америка пайтәхти вашингтонда “аиләм қәйәрдә” садалири яңриди Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “аиләм қәйәрдә” намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 26-феврал.
Photo: RFA
washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-1.png

Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “аиләм қәйәрдә” намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 26-феврал.

washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-2

Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “аиләм қәйәрдә” намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 26-феврал.

washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-3

washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-4

Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “аиләм қәйәрдә” намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 26-феврал.

washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-3

Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “аиләм қәйәрдә” намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 26-феврал.

washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-5

Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “аиләм қәйәрдә” намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 26-феврал.

washington-xitay-elchixanisi-ailem-nede-namayish-6

26-Феврал җүмә күни америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүш, лагерларға қамалған, из-дерәксиз ғайиб болған уруқ-туққанлирини сүрүштүрүш, шуниң билән биргә түркийәдә бир айдин артуқ вақиттин бери изчил һалда давам қиливатқан “аиләм қәйәрдә” намайишини қоллаш вәҗидин намайиш өткүзүлди. Пайтәхт вашинтгтон әтрапидики шитатларда яшайдиған уйғурлар намайишқа қизғин иштирак қилди.

Намайишта америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси әлфидар илтәбир вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң башлиқи өмәр қанатлар намайиш мәқсити һәққидә сөз қилди.

Намайишниң әң муһим иштиракчилири болса лагер шаһидлири турсунай зиявудун вә зумрәт давутлар иди. Уйғурлар учраватқан зулумниң характерини ашкарилап бериштә зор рол ойниған бу қәһриман уйғур аяллири намайишта сөз қилди. Улар хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумини хәлқараға испатлири билән ашкарилашни давам қилидиғанлиқини, һәрбир намайиш, һәрбир зиярәт вә башқа һәрқандақ пурсәтни қолдин бәрмәйдиғанлиқини ейтти. Уларниң өз кәчмишлиридин йолға чиқип туруп сөзлигән тәсирлик нутуқи намайиш аммисини тәсирләндүрди.

Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбиң йеқинда бир ахбарат елан қилиш йиғинида зумрәт давут вә турсунай зиявудунларниң рәсимини көтүрүп туруп уларни “хитайға қара чаплаш үчүн вастә қилинған артислар” дегән иди. Бүгүн улар намайиш мәйданида радийомизниң зияритини қобул қилип хитай баянатчиға җаваб қайтурди. Зумрәт давут: “биз пакитсиз сөзлимидуқ, қолимизда пакит болғанлиқи үчүн дуня бизгә ишәнди,” деди.

Турсунай зиявудунму: “мана мән шу зулумниң тирик испати, мән шу зулум түпәйли ана болуш һоқуқимдин пүтүнләй мәһрум болдум, мән бу иқтидаримни пүтүнләй йоқатқанлиқимни билгәндин кейин, башқа қиз-аялларимизниңму шундақ болуп қалмаслиқи үчүн бешимға кәлгәнләрни дуняға ашкарилаш җасаритигә вә қарариға кәлдим,” деди.

Улар йәнә өзлириниң давамлиқ һалда хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлирини сундуруш, униң ялғанлиқини дуняға көрситип бериш үчүн тохтимай һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди вә “дуня җамаитиниң һәқ тәрәптә турудиғанлиқиға ишинимиз,” деди.

Америка һөкүмити вә канада парламенти уйғурлар учраватқан зулумни “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилғандин кейин, 25-феврал пәйшәнбә күни голландийә парламентидинму хош хәвәр кәлгән иди. Уларму бу зулумни “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән иди. Намайишта сөз қилған һәрбир киши “уйғурларниң давамлиқ тиришчанлиқи нәтиҗисидә йәниму көп дөләтләр чоқум бу зулумни етирап қилиду, тәдбир қоллиниду. Биз дуняниң адаләтни таллайдиғанлиқиға ишинимиз,” дегән ортақ арзуни ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.