“аиләм қәйәрдә” намлиқ уйғур рәсим көргәзмиси көплигән оқутқучи-оқуғучиларни җәлп қилди
2022.12.23

Истанбулдики бируни университетида “аиләм қәйәрдә?” дегән темида ечилған уйғурларниң нөвәттә хитай компартийәси һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиққа учраш әһвалини һәмдә уйғурларниң миллий мәдәнийитини намаян қилидиған рәсим вә мәдәнийәт көргәзмиси оқутқучи-оқуғучиларниң қизиқишиға еришти. Көплигән оқутқучи вә оқуғучилар көргәзмини зиярәт қилди. Уларға уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ әһваллири, җүмлидин лагерлар мәсилиси, кишиләрниң ата-анилири, уруқ-туғқанлиридин айрилип қелиш әһваллири вә башқилар чүшәндүрүлди.
Уйғур мәдәнийәт вә рәсим көргәзмиси университет оқутқучи-оқуғучилириниң қизиқишини қозғиди.
Бу көргәзмә 12-айниң 22-күнидин 24-күнигичә үч күн давам қилидиған болуп, көргәзмә бируни университети әдәбият вә шеир кулуби тәрипидин уюштурулған. Паалийәтни бируни университети хәлқара оқуғучилар ишлири ишханиси қоллап қуввәтлигән вә көргәзмини дәсләптә бир күн ечиш пиланланған болсиму көплигән оқуғучиларниң қизиқишини қозғиғандин кейин мәдәнийәт көргәзмиси университет рәһбәрлики тәрипидин 2 күн узартишқа рухсәт берилгән.
Биз, бу мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қиливатқан бируни университетиниң тәнтәрбийә вә мәдәнийәт ишлириға мәсул оқутқучиси хақан түркәл қадироғлу билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған хақан түркәл қадироғлу әпәнди, бу көргәзмә вә уйғурлар тоғрисидики көз-қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “биз дуняниң қәйиридә болса болсун бир инсанниң зулумға учришини қобул қилмаймиз, биз түрк хәлқи зулумларни қәтий қобул қилмайдиған алаһидиликкә игә, өтмүштики тарихимиз, қан қериндашлиқимиз болған шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң зулумға учришиға сүкүт қилмаймиз. Шуниң үчүн биз мәктипимиз оқуғучилириға бу мәсилини тонуштуруш вә бу мәсилидә тоғра чүшәнчигә игә қилиш үчүн бу мәдәнийәт көргәзмисини ачтуқ. Биз шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни яхши көримиз, уларниң һәр хил қийин-қистақ вә зулумдин қисқа вақит ичидә қутулушини үмид қилимиз, әркинликкә чиқип дунядики башқа һөрмәткә сазавәр милләтләрниң қатаридин орун алидиғанлиқиға ишинимиз. Йүрикимиз һәр даим улар билән биргә соқиду”.
Биз йәнә бу көргәзмини қоллап қуввәтлигән бируни университети хәлқара мунасивәт ишлири мәсули рошән боздуған әпәндини зиярәт қилип сөһбәт елип бардуқ. Рошән буздуған әпәнди бу һәқтики көз-қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “уйғур қериндашлиримизниң нәччә йилдин буян залимниң зулуми вә қийин-қистақлириға учриши бизни чоңқур қайғуға салди, у қериндашлиримиз һеч қачан есимиздин чиқмайду, биз бүгүн бируни университетида көргәзмә ечиш биләнла чәклинип қалмастин техиму чоң ишларни қилишни халаймиз, у қериндашлиримизға игә чиқип уларниң җараһәтлиригә мәлһәм болушни халаймиз, шуниң үчүн техиму актип бир һәрикәт пәйда қилидиған муһит бәрпа қилишимиз керәк. Әң қисқа вақит ичидә уйғур қериндашлиримизниң әркинликкә чиқип азадлиқ күнлирини һәммимиз бирликтә тәбрикләшни үмид қилимиз. Шуниң үчүн биз барлиқ имканлиримиз билән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида болимиз”.
Бу көргәзмини уюштурған бируни университети шеир вә әдәбият уюшмисиниң мәсули әрваханим бу көргәзмә вә уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу көргәзмә яшлар қиммәт-қараш һәрикити тәрипидин уюштурулди бу һәрикәт түркийәниң охшимиған җайлирида аиләм қәйәрдә шоари астида көплигән паалийәтләрни илип бармақта иди. Бизму бируни университет шеир вә әдәбият уюшмиси болуш сүпитимиз билән бу паалийәткә аваз қоштуқ, шәрқий түркистан мәсилиси бируни университетта тунҗи қетим күн тәртипкә кәлтүрүлди вә бу сәвәбтин бу паалийәт интайин әһмийәткә игә дәп қараймән.
Биз бу паалийәт арқилиқ уйғур ача сиңиллар вә қериндашлар билән тонушқан болдуқ һәмдә уларниң еғизидин шәрқий түркистандики вәзийәтниң қанчилик еғир икәнликини биваситә билип йәттуқ, биз буниңдин кейинму шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн охшимиған паалийәтләрни елип беришни тохтавсиз давамлаштуримиз”.
Көргәзмини зиярәт қилған яғмур исимлик оқуғучи пикир-қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “мениң исмим яғмур, теббий билимләр факултетиниң 3-синипида оқуймән, бу көргәзмигә бир достумниң тәвсийә қилиши билән қатнаштим, шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқтин хәвирим бар иди, лекин бу көргәзмә арқилиқ техиму көп мәлуматқа ериштим. Бу көргәзмидики рәсимләр вә уйғур миллий мәдәнийитиниң өзгичә татлиқ түрүмлири, мени бәкла һаяҗанландурди. Уйғурларни задила яхши көрәттим вә әң йеқин достумму һәм уйғур, шундақтиму бу паалийәт мәндә интайин чоңқур тәсир қалдурупла қалмастин бәлки уйғур миллити вә шәрқий түркистанға болған меһир-муһәббитимни техиму чоңқурлаштурди дәп қараймән”.
Уйғур ирқий қирғинчилиқи әһвалини тонуштуридиған һәрхил паалийәтләр, җүмлидин рәсим көргәзмилири вә нутуқ сөзләш вә доклат бериш паалийәтлири йеқиндин буян түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә, университетларда көпләп өткүзүлмәктә. Бируни университетидики паалийәт әнә шуларниң биридур.