Алмутада қазақистан хәлқ язғучиси зия сәмәди хатириләнди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.12.13
ziya-semedi-110-yil-04 Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
RFA/Oyghan

7-Декабир күни алмута шәһәрлик достлуқ өйидә уйғур әдәбиятиниң байрақдар язғучилиридин зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусида юмилақ үстәл йиғини өткүзүлди. Бу қетимқи паалийәтни қазақистан язғучилар иттипақи тәркибидики уйғур әдәбияти кеңишиниң қоллап-қуввәтлиши билән карлин мәхпироф рәһбәрликидики алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи вә “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити фонди уюштурған.

Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
RFA/Oyghan

Қазақистан хәлқ язғучиси зия сәмәди иҗадийитиниң һазирқи җәмийәтниң иҗтимаий вә инсанийәт мәниви мираслири системисиға маслишишини мәқсәт қилған мәзкур мурасимға көзгә көрүнгән язғучи, шаир, алим, тиҗарәтчиләр, яшлар вә зия сәмәдиниң уруқ-туғқанлири қатнашти. Паалийәткә риясәтчилик қилған бостанлиқ наһийәси уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити фондиниң мудири карлин мәхпироф ечилиш нутқи сөзләп, униң бу қетимқи паалийәт һәққидә мәлумат бәрди.

Мурасимниң бешида зия сәмәдиниң һаят кәчмишлири һәққидики видийо көрситилди. Мурасимда сөзгә чиққанлар ичидә тонулған тиҗарәтчи дилмурат қузийеф, қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, шаир җәмшит розахуноф, шаир, “интизар” журнилиниң баш муһәррири, қазақистанниң пәхрий язғучиси абдуғопур қутлуқоф, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди, “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири, қазақистан хәлқ бирләшмисиниң әзаси ершат әсмәтоф вә башқилар болуп, язғучиниң һаяти, иҗадийити вә җәңгивар излири һәққидә өз пикирлирини җамаәт билән ортақлашти. Җәмшит розахуноф вә абдуғопур қутлуқофлар зия сәмәдигә беғишланған шеирлирини оқуп бәрди.

Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
RFA/Oyghan

Шу җүмлидин тиҗарәтчи дилмурат қузийеф мундақ деди: “қериндашлар, бүгүн биз һөкүмәт вә җәмийәт әрбаби, көзгә көрүнгән бүйүк язғучи вә дираматорг зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқини өткүзүватимиз. Биз кичик чағлиримиздин тартип зия акамниң “майимхан”, “әхмәт әпәнди” вә башқа китаблири билән тәрбийләндуқ. Әлвәттә, һәрбир инсанниң вәтәнпәрвәр болушиға, өзиниң тарихини, мәдәнийитини, әдәбиятини, сәнитини сөйүшигә, уларни һөрмәтлишигә вә шулар билән пәхирлинишигә биринчи болуп аилиси, иккинчи нөвәттә мәктәп сәвәб болса, үчинчи нөвәттә, мана шу зия сәмәди ака вә униң язған әсәрлиригә охшаш китабларни оқуп, вәтәнпәрвәрликни үгәнгән. Мән зия акам билән пәқәт китаблири арқилиқла тонушмидим. Мән униң билән мушу йәрдә олтурған адәмләр арисида әң көп муңдашқан адәмләрниң бири. ”

Дилмурат қузийеф шу қатарда зия сәмәдидин көплигән мәслиһәтләрни алғанлиқини, униң уйғур хәлқиниң күрәшлири, өзиниң вәтини, әркинлики вә азадлиқи үчүн қилған әркәклики һәққидә интайин көп һекайә қилип бәргәнликини оттуриға қойди.

Мурасимда мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, филологийә пәнлириниң доктори, профессор алимҗан һәмрайеф “зия сәмәди иҗадийитидә әркинликни сөйүш идийәси” мавзусида доклат қилди.

Бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилған шаир җәмшит розахуноф әпәнди мундақ деди: “зия сәмәдиниң иҗадийити һәққидә түрлүк пикир вә мулаһизиләр оттуриға қоюлди. Шуниң нәтиҗисидә язғучимиз зия сәмәди иҗадийитиниң һазирқи заман җәмийитиниң иҗтимаий вә инсанийәт мәниви мираслири системисиға маслишиши һәққидә көзлигән мәқсәт ада болди, дәп ойлаймән. Зия акиниң қалдурған мираси, өзиниң миллити, вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик һәққидә йезилған қурлири мениңчә бүгүнки күнниң әң муһим мәсилилириниң бири болуп қалди дәп һесаблаймән. Буни язғучиға болған чоң һөрмәт дәп билимән”.

Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
Зия сәмәди тәвәллутиниң 110 йиллиқиға беғишланған “қәлими хәлқ үчүн хизмәт қилған хәлқ язғучиси” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 7-өктәбир, алмута
RFA/Oyghan

Җәмшит розахуноф бу һәқтә сөз болғанда зия сәмәдидәк шәхсләрниң бир әсирдә бир қетим туғулидиғанлиқини, бу һәқтики мурасимларни чоң даиридә һәм пат-пат өткүзүп турушниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Зияритимизни қобул қилған “уйғур авази” гезитиниң хадимлиридин ершат әсмәтоф әпәнди юмилақ үстәл йиғинида қилинған доклатлардин вә сөзлигүчиләрниң нутуқлиридин зия сәмәдиниң һаяти вә иҗадийити һәққидә хилму-хил вә қизиқарлиқ пикирләрниң оттуриға қоюлғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “зия сәмәдини һәқиқәтәнму қәдирләшкә вә һөрмәт билдүрүшкә тегишлик қәләм саһиблириниң бири, дәп һесаблаймиз. Сәвәби бизниң балилиқ дәвримиз зия сәмәди әсәрлири иҗадийәтниң йүксәк пәллисигә йәткән, иҗадийәт қайнимида зия ака қәләмни раврус тәвритип йүргән дәврләргә тоғра кәлди. Оқуғучилиқ дәвримиздә, яш вақтимизда зия акиниң әсәрлирини оқуп, һаят кәчүрдуқ. Зия акиниң әсәрлириниң алаһидиликигә кәлсәк, биринчидин, тарихимиздики наһайити муһим сәһипиләрни ечип бәргән. Униң барлиқ әсәрлиридә дегүдәк хәлқимизниң өтмүш тарихидин наһайити обйектип, һәққаний, растчил пакитларни учритимиз. Униң әсәрлириниң йәнә бир алаһидилики у хәлқимизгә йеңичә роһ беғишлайдиған, өтмүштики хаталиқлиримиздин савақ алидиған бир алаһидә мәзмунға игә. Зия акиниң йәнә бир улуғлуқи у уйғур бәдиий тилиниң маһири. У уйғур тилиниң түзүлүшигә, раванлишишиға, барлиқ саһәләрдә җанлиқ ишлитилишигә алаһидә тәсир қилди дәп ойлаймән.”

Ершат әсмәтоф шуниңдәк бүгүнки күндә даңлиқ уйғур язғучилириниң китаблирини қайта нәшр қилишниң зөрүрлүкини билдүрди.

Паалийәтниң ахирида язғучиниң пәрзәнтлири белиқиз сәмәди вә риза сәмәди “дүгләк үстәл” йиғиниға қатнашқучиларға өз миннәтдарлиқини изһар қилип, совғиларни тәқдим қилди.

Игилишимизчә, зия сәмәди 1914-йили 15-апрелда қазақистанниң яркәнт тәвәсидики хонихай йезисида орта деһқан-бағвән аилисидә дуняға кәлгән. 1944-Йили “шәрқий түркистан миллий азадлиқ һәрикити” партлиғандин кейин зия сәмәди азадлиқ күришигә киришип кетиду. Зия сәмәди полковник унванида миллий армийә баш иштаби разведка башқармисиниң башлиқи вә “инқилаб теңи” гезитиниң баш муһәррири вәзипилирини үстигә алиду. Зия сәмәдиниң түрлүк хизмәтлири юқири баһалинип, икки қетим “шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити” ниң “истиқлал” ордени вә башқа медаллири билән тәқдирлиниду.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәттә юқири дәриҗилик рәһбирий хизмәтләрдә болған зия сәмәди 1950-йиллиридин башлап хитайда әвҗигә чиққан һәр хил сиясий һәрикәтләрдә йүзлигән, миңлиған миллий кадирлар қатарида җазалиниду. Лекин у хитайға қарши күрәшни тохтатмиғанлиқтин 1958-йили барлиқ хизмәтләрдин бошитилип, әмгәк лагериға сүргүн қилиниду. 1960-Йили саламәтлики начарлишип кәткәнликтин лагердин вақитлиқ қоюп берилиду. У ғулҗиға қайтип келип, сәпдашлири вә достлириниң мәслиһәти билән 1961-йили қазақистанға чиқип кетиду. Зия сәмәди 2000-йили 20-ноябирда 86 йешида аләмдин өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.