Алмутада өткән дуня әзәрбәйҗанлириниң пикирдашлиқ күни мурасимидә уйғурларму тилға елинди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.12.30
yasimen-baku Ясемин қоюнҗу ханим башчилиқидики бир гуруппа әзәрбәйҗанлиқлар хитайниң бакудики әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди. 2019-Йили 24-декабир
RFA/Erkin Tarim

Мәлумки, 1989-йили 31-декабир күни сабиқ совет иттипақи тәркибидики нахичеван аптоном җумһурийити территорийәсидә бир топ адәмләр совет-иран чегрисини бузған иди. Миңлиған әзәрбәйҗанлар аракс дәрясини кесип өтүп, өзлириниң ирандики қан-қериндашлири билән үз көрүшүш мумкинчиликигә игә болди. Дәл шу күни истамбулда дуня әзәрбәйҗанлириниң биринчи қурултийи болуп өтти. Әнә шу икки вәқә 31-декабирни дуня әзәрбәйҗанлириниң пикирдашлиқ күни дәп елан қилишқа сәвәб болди. Тунҗи қетим мәзкур күн әзәрбәйҗан җумһурийитиниң биринчи президенти гейдар алийеф тәрипидин 1991-йили 16-декабирда елан қилинған иди.

Шу мунасивәт билән 27-декабирда алмута шәһиридики “қазақистан” меһманханисиниң мәҗлисләр залида дуня әзәрбәйҗанлириниң пикирдашлиқ күни мурасими болуп өтти. Дуня әзәрбәйҗанлири қурултийиниң қазақистандики вәкиллири уюштурған бу мурасимға қазақистан хәлқи ассамблейәси, “нур отан” партийәси, һәр хил милләтләрниң мәдәнийәт мәркәзлири вәкиллири, зиялийлар вә яшлар қатнашти. 

Мурасимда сөзгә чиққанлар әзәрбәйҗан хәлқиниң өтмүш тарихи, мәдәнийити, униң бешидин өткән азаб-оқубәтләр, бүгүнки утуқлири, милләтләр ара достлуқ, һәмкарлиқ, қазақистан вә әзәрбәйҗан оттурисидики мунасивәтләр үстидә өз қарашлирини билдүрди. Бу җәһәттә улар һазир хәлқиара сәһнидики асасий темиларниң биригә айланған уйғурларниму тилға алди. 

Радийомиз зияритини қобул қилған алмута шәһири татар-башқурт мәдәнийәт мәркәзлири бирләшмисиниң рәиси 1949-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән илмират вафин әпәнди өзиниң уйғурлар юртини вәтини сүпитидә көридиғанлиқини һәмдә уйғур вә татарларниң тәқдири җәһәттин бир-биригә йеқин хәлқләр икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “уйғурлар тәқдиригә келидиған болсақ, мән йеқинда төт томлуқ‚шинҗаң татарлири‛намлиқ чоң китабимни нәшир қилдим. Мән 15 йил давамида татарларниң шинҗаңға қандақ келип, уйғурлар билән янму-ян яшиғанлиқи үстидә ишлидим. 1-Том‚татарлар‛, 2-том‚қәһриман уйғурлар‛, 3-том‚шинҗаң вә русийә‛, 4-том‚шинҗаң татарлири. Адәмләр тәқдирлири‛дәп атилиду. Уйғурлар тәқдири татарлар тәқдири билән зич бағлинишқан. Татарлар русийә империйәси қол астида болса, уйғурларниң хитай һөкүмранлиқи астида яшаватқанлиқи мәлум. Шуңлашқа биз охшаш шараитта туримиз. Һәр икки империйәниң мәнтиқиси бирдәк. Йеқинда америка дөләт мәҗлиси уйғурлар тоғрилиқ қанун қобул қилди. я русийә, я қазақистан, мәсилән, мундақ қанун қобул қилалмайду, сәвәби улар хитайға беқинда.”

Илмират вафин дуядики пүткүл түркий хәлқләрниң бирлишип һәрикәт қилиш лазимлиқини, әмма буниңға русийә вә хитай охшаш империйәләрниң йол қоймайватқанлиқини билдүрди. 

Зияритимизни қобул қилған алмута шәһәрлик қирим татарлири мәдәнийәт мәркизиниң рәиси сейит бабалийеф әпәнди әзәрбәйҗан хәлқини бирлик күни билән қизғин тәбрикләп, мундақ деди: “түрк дунясида көплигән милләтләр қазақистанда, шу җүмлидин алмутада яшайду. Йәнә бир ейтидиған нәрсә, һазир һәммә нәрсини яхши дейишкә болмайду. Мәсилән, хитайдики уйғур миллити. Һазир у йәрдә немә болуватқанлиқини ейтишқа қийнилимән. Қисқиси, уйғурларниң әһвали яхши әмәс. Мән әнә шу уйғурларниң һаятиниң яхшилинишини, хатирҗәм болушини, өзлирини бир милләт сүпитидә һес қилишини тиләймән. Қазақистандики уйғурлар болса, өзлириниң тилини, өрп-адәтлирини, мәдәнийитини сақлап келиватиду. Пүткүл дунядики барлиқ хәлқләрниң вәтинимиз қазақистандики милләтләр охшаш әркин яшишини тилигән болар идим.”

Әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң йетәкчи илмий хадими, кандидат-доктор төрәли қидир әпәнди пүткүл дунядики түркий хәлқләрни келиватқан йеңи йил байрими билән тәбрикләп, мундақ деди: “шундақла шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң тез азад болуп, өзлириниң мустәқиллиқини қолға елишиға чин йүрәктин тиләкдашмән. Омумән түрк дунясида мундақ чүшәнчә бар. Ишта бирлик, пикирдә бирлик, ойда бирлик. Мушу бирлик әмәлгә ашқандила түрк дуняси мәлум бир юқири нәтиҗиләргә еришиду, дәп ойлаймән. Мән шәрқий түркистандики вәқәләрдин әндишә қилип туримән. Бир мәзгилләрдә президент болған әлихан төрә сағунийниң ‛түркистан қайғуси‚ китабида ‛көп вақит өтмәй, шундақ бир заман келидуки, түркий хәлқләр бирликкә тәйяр болуши керәк‚ дәп ейтқан иди. Әнә шу сағуний ейтқандак, түркий хәлқләр бирлишиши керәк.”

Төрәли қидир йәнә мушу йили қәдимий түркий хәлқләр антологийәсини тәйярлап, униңда түрк хәлқлири роһий җәһәттин бир туташ хәлқләр дегән идийәниң мәркәз қилинғанлиқини тәкитлиди. 

Дуня әзәрбәйҗанлири қурултийиниң қазақистандики вәкили мусобей норузоф әпәнди қазақистандики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, татар, башқурт қатарлиқ милләтләрниң әзәрбәйҗанларниң пикирдашлиқ күнини тәбрикләп кәлгәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “түрк кеңишиниң бакуда өткән ахирқи йиғинида мустәқил түрк дөләтлириниң рәһбәрлири бир баянат елан қилған иди. Униңда биз мәдәнийәт, иқтисадтин башқа йәнә өзимизниң һәмкарлиқини күчәйтишимиз керәк дейилгән. Һәр қайсимизниң һаятида сиясий бурулушлар йүз бериши мумкин. Шу вақитта мушундақ һәмкарлиқ һәммимизгә керәк болиду. Бизму һазир қайғулуқ хәвәрләргә игә болуватимиз. Хитай дөлити ичидә уйғур түрклири, уйғур қериндашлиримиз зулум ичидә яшаватиду. Биз, түрк дуняси, һәммимиз буниңға мунасивәтлик һалда бир пикирдә болушимиз керәк. Әнә шу уйғурларниң өз вәтинидә, өз йеридә азад яшишини халаймиз һәм шуниңға үмид қилимиз.” 

Зияритимизни қобул қилған “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийәт фондиниң рәиси, дуня түркий хәлқләр бирләшмисиниң әзаси карлин мәхпироф әпәнди мундақ деди: “әзәрбәйҗан хәлқи биз, уйғурларни, бешимизға еғир күн чүшкән пәйттә қоллап-қувәтләп, бизгә мәдәт бәрди. Һазир хәлқимизниң бешиға һәқиқәтәнму еғир зулум чүшти. Мениң хәлқим һазир һаят яки маматниң оттурида туриду. Шундақ еғир бир вақитта биз болупму қериндаш түркий хәлқләрниң һесдашлиқиға, ярдимигә интайин муһтаҗмиз. Мәнму өзүмниң хәлқи намидин қериндаш әзәрбәйҗан хәлқигә әркинлик, паравәнлиқ, чоң утуқлар тиләймән. Әзәрбәйҗан хәлқиниң техиму бирлишип, иттипақлишип, өзиниң миллий мәсилилирини һәл қилишиға тиләкдашмән.” 

Мәлуматларға қариғанда, дуня бойичә әзәрбәйҗанларниң омумий сани 50, 5 милйон, қазақистанда болса 100 миңға йеқин адәмни тәшкил қидидикән. Әзәрбәйҗанларниң қазақистанға дәсләп келиши совет һөкүмитиниң өткән әсирниң 30-йиллири кавказ хәлқлиригә нисбәтән елип барған тәқибләш сиясити нәтиҗисидә йүз бәргән икән.

Игилинишичә, 24-декабирда әзәрбәйҗан пайтәхти баку шәһириниң хитай әлчиханиси алдида фатима мамедова рәһбәрликидики дуня әзәрбәйҗанлири қурултийиниң бир гурупписи уйғур байриқини тутқан һалда хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгән. Намайишчилар хитай әлчиханисиниң қашаси астиға қара рәңлик гүлләрни тизип, уйғурлар үстидин елип бериливатқан қирғинчилиқни тохтитишни, лагерлардики барлиқ мәһбусларниң қоюп берилишини, уйғурларниң мәдәнийитигә, әнәнилиригә, диний вә кишилик һоқуқлириға һөрмәт билдүрүшни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.