Аляскаға йеқинлашқан хитай вә русийә бомбардиманчи айропиланлири һәрбий тоқунуш әндишисини күчәйтмәктә
2024.07.26
Йеқинда хитай билән русийәниң бомбардиманчи айропиланлири америкиниң аляска иштатиға йеқинлишип, “һава бошлуқини чарлаш” елип барған болуп, бу һәрикәт хитай-русийә һәмкарлиқиниң күчийиватқанлиқини көрситиш билән биргә, америка башчилиқидики һәрбий иттипаққа тәһдит дәп қаралмақта.
Шималий америка һава мудапиә қоманданлиқ иштаби (NORAD) ниң дейишичә, америка вә канада күрәшчи айропиланлири 24-июл аляска иштатиға йеқин хәлқара һава бошлуқида икки русийә вә икки хитай бомбардиманчи айропиланини тосувалған.
Америка дөләт мудапиә министири лойд остин (Lloyd Austin) пәйшәнбә күни бу һәқтә инкас қайтуруп, русийә билән хитайниң бомбардиманчи айропилани тунҗи қетим аляска деңиз қирғиқидики хәлқара һава бошлуқида учқанлиқини, бу һәрикәтниң хитай-русийә һәрбий һәмкарлиқниң йеңи аламити икәнликини вә буниңдин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Хитай билән русийә өзлириниң русийә билән аляскини айрип туридиған бириң деңизи бошлуқида “бирләшмә чарлаш” елип барғанлиқини етирап қилған.
Америкидики сиясий анализчи доктор гордон чаң (Gordon Chang) бу һәқтики көз қаришини билдүрүп мундақ деди: “хитай билән русийә америкини қорқутмақчи болуватиду. Буниң әң яхши усули аляскиға йеқин йәргә ядро қораллирини тошуш иқтидариға игә бомбардиманчи айропилан әвәтиш. Бу қетим хитай билән русийә буни қилди. Улар америкиға әгәр асияда уруш йүз бәрсә, бу пәқәт хитайға қарши болмайдиғанлиқини, русийәму буниңға қатнишидиғанлиқини билдүрди. Бу әлвәттә күчлүк сигнал”.
Хитай дөләт мудапиә министирлиқи бу “бирләшмә чарлаш” һәққидә баянат берип мундақ дегән: “хитай билән русийә һава армийәси йиллиқ һәмкарлиқ пиланиниң бир қисми сүпитидә бириң деңизиниң һава бошлуқида ‛бирләшмә истратегийәлик һава чарлаш әтрити‚ тәшкиллиди. Бу һәрикәт үчинчи тәрәпкә қаритилмиған, нөвәттики хәлқара вә район вәзийити билән мунасивити йоқ”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу баянатқа қошулмайдиғанлиқини ейтип, бу һәрикәтниң америкини биваситә нишан қилмисиму, лекин америкиға күчлүк сигнал бәргәнликини алаһидә тилға алди. У мундақ деди:
“әгәр (хитай баянатчиси) җаң шявгаң дегәндәк чарлаш үчинчи тәрәпкә қаритилмиған болса, ундақта немишқа америкини әндишиләндүрди? у чарлаш үчинчи тәрәпни, йәни америкини биваситә нишан қилмисиму, хитай билән русийәниң бу хәлқара бошлуқтики һәмкарлиқи америкиға сигнал бериду. Хитай билән русийәниң һәмкарлиқи барғансери күчийиватиду, улар өзини америкиниң орниға қоймақта. Демәкчимәнки, хитай билән русийә бирлишип елип барған бу чарлаш америкиға васитилик учур, йәни сигнал бериду. Шуниң билән бир вақитта улар америкиниң чеграсида күч көрситиватиду”.
Фудән университетиниң хәлқара сиясәт пирофессори шен йи өзиниң обзорида мундақ дегән: “хитайниң бу һәрикити хитайниң күчини намаян қилип америкиниң бәзи қарарлирини өзгәртишигә сәвәб болиду; хитайниң америка билән үнүмлүк истратегийәлик оюн ойнаш вә истратегийәлик муқимлиқни сақлаш иқтидарини ашуриду. Бу системиниң үзлүксиз яхшилинишиға әгишип, у америкини үнүмлүк һалда қарарлирини өзгәртишкә мәҗбурлайду”.
Шималий америка һава мудапиә қоманданлиқ иштаби алияскаға йеқинлашқан хитай вә русийә бомбардиманчи айропиланлириниң америка яки канаданиң игилик һоқуқлуқ һава тәвәликигә кирмигәнликини вә тәһдит һесабланмайдиғанлиқини көрсәткән. Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң шималий қутуп сияситигә мәсул муавин ярдәмчи катипи ирис фергусон (Iris Ferguson) мундақ дегән: “биз хитай-русийә һәмкарлиқниң күнсери күчийиватқанлиқини көргинимиздә, болупму һәрбий нуқтидин қариғанда униң мәлум дәриҗидә тәһдити барлиқини, лекин диққәт қилишқа тегишлики икәнликини чүшиниватимән”.
Ундақта хитай билән русийәниң америкиниң аляскиға йеқин йәргә “һава бошлуқини чарлаш” үчүн ядро қораллирини тошуш иқтидариға игә бомбардиманчи айропилан әвәтиши америка үчүн тәһдит шәкилләндүрәмду?
Доктор гордон чаң әпәнди соалимизға җаваб берип мундақ деди: “әлвәттә, америкиниң аляска һава бошлуқиға йеқин бир йәрдә хитай билән русийәниң бирләшмә чарлаш елиш бериши америка үчүн тәһдит. Болупму русийәликләр билән хитайниң ядро қораллирини тошуш иқтидариға игә бомбардиманчи айропиланни бу чарлашта қоллиниши пәвқуладдә хәтәрлик бир әһвал. Биз айропиланларниң ичидә немә барлиқини билмәймиз. Әлвәттә, бу бир тәһдит. Биз хитай вә русийәниң елип барған паалийәтлириниң характери һәққидә аммиға техиму очуқ вә растчил болушимиз керәк. Бу хил әһвалда хитайлар вә руслар бизни улардин қорқти дәп ойлайду. Әлвәттә биз уларниң бундақ ойлап қелишини халимаймиз. Әлвәттә, бу чарлаш тинч окяндики җиддийлик билән мунасивәтлик”.
Хитай вә русийәниң күнсери күчийиватқан һәрбий иттипақи шималий атлантик әһди тәшкилатидики вә асия-тинч окяндики дөләтләрниң әндишисини қозғиғанлиқи мәлум. Шималий атлантик әһди тәшкилати (NATO) хитай билән русийәниң “чәксиз шериклик мунасивити” вә хитайниң русийәниң мудапиә санаитини кәң көләмдә қоллиши сәвәбидин хитайни русийәниң украинаға қарши урушиниң “һәл қилғуч һәрикәтләндүргүч күчи” дәп қариғаниди.
Шималий атлантик әһди тәшкилати 10-июл вашингтонда натоға әза 32 дөләт рәһбириниң тәстиқлиши билән “нато рәһбәрлириниң вашингтон хитабнамиси” елан қилинған болуп, хитабнамидә хитайниң натониң бихәтәрликигә биваситә тәһдит елип кәлгәнлики җакарланғаниди.
Доктор һенрик шаҗивски вә гордон чаң қатарлиқлар хитай вә русийәниң америкиниң аляскиға йеқин йәргә бомбардиманчи айропилан әвәтишини тинч окян вә шималий қутупта күнсери күчийиватқан җиддийликтин айрип қарашқа болмайдиғанлиқини алаһидә тилған алди. Шуниң билән бир вақитта, хитай вә русийәниң америка билән шималий қутуп районидики гиу-сияси риқабәттә үстүнлүккә еришиш үчүн бу һәрикәтни елип барғанлиқини илгири сүрди.