Америка ташқи ишлар министирлиқи “2024-йиллиқ адәм әткәсчилики доклати” да уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә тәпсилий тохталған
2024.06.25
Америка ташқи ишлар министирлиқи 24-июн күни, дуняниң һәрқайси җайлирида йүз бериватқан адәм әткәсчилики әһвалиға аит йиллиқ доклатини елан қилди. Америка ташқи ишлар министирлиқи бу доклатида, адәм әткәсчилики вәзийити билән һәрқайси һөкүмәтләр вә алақидар тәрәпләрниң униңға қарши туруш тиришчанлиқини баһалап чиқидиған болуп, доклатта американи өз ичигә алған 188 дөләтниң әһвали баһалап чиқилған вә рәткә турғузулған.
Хитай мәзкур доклатта адәм әткәсчилики мәсилиси җәһәттә әң начар дөләтләр һесаблинидиған “3-дәриҗилик дөләтләр” қатариға тизилған болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритиватқан дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәк сияситини өзгәртмәслики, униң бу категорийәгә киргүзүлүшидики әң асаслиқ амил болуп қалған.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2024-йиллиқ доклати америка ташқи ишлар министири антоний билинкин тәрипидин елан қилинған. У сөзидә, “һазир адәм әткәсчилириниң пән-техниканиң күчидин пайдилинип, әткәсчиликниң даириси, көлими вә сүритини күчәйтиватқанлиқини, шуңа бу йиллиқ доклатта рәқәмлик технологийә арқилиқ қилиниватқан адәм әткәсчиликиниң нуқтилиқ йорутулғанлиқи” ни дегән.
У доклаттики сөзидә йәнә “адәм әткәсчиликиниң чириклик вә зораванлиқни күчәйтип, нормал иқтисадни бурмилайдиғанлиқи, әмгәкчиләргә зиян селип, барлиқ инсанларниң әркинликтин ибарәт асасий кишилик һоқуқиға еғир дәхли-тәруз қилидиғанлиқи” ни билдүргән.
Мәлум болушичә, һазир дуня миқясида тәхминән 27 милйон киши адәм әткәсчиликиниң зиянкәшликигә учраватқан болуп, әткәсчиләр мәйли һөкүмәтләр болсун мәйли хусусийлар болсун, һәммиси охшаш зорлуқ васитиси арқилиқ бир гуруппа инсанларниң чәткә қеқилиши вә яки аҗизлиқидин пайда алмақтикән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатиниң хитайға аит қисмида көрситилишичә, хитай һөкүмити бу доклат тәйярланған мәзгилдә, “уйғур елидики уйғурлар вә шундақла қазақ, қирғиз қатарлиқ башқа аз санлиқ милләт әзалириға йүргүзүватқан халиғанчә тутқун вә түрмигә солашни һәмдә кәң көләмлик мәҗбурий әмгәктин ибарәт һөкүмәт сияситини давамлиқ йолға қойған.”
Доклатта, хитай һөкүмити йәнә асия, оттура шәрқ, африқа вә явропадики бир қанчә дөләттики “бир бәлбағ бир йол” қурулуши һәм шундақла хитай билән мунасивәтлик болған башқа қурулуш түрлиридики мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ дәп әйибләнгән. Униңда дейилишичә, қурулуш пиланиға қатнашқан шәрқий җәнубий асия, оттура шәрқ вә латин америкаси дөләтлиридә әмгәкчиләр һоқуқи қаттиқ дәпсәндә қилинған. юқири мааш вәдиси билән алдап келингән ишчиларниң һоқуқини дәпсәндә қилиш, исмена қошуп ишлитиш, қорқутуш, тәһдит селиш, хизмәт вә турмуш шараитиниң начар болуши, һәрикәт вә алақә әркинликиниң чәклинишидәк ақивәтләр келип чиққан. Хитай һөкүмити бу дөләтләрдә ишчи қобул қилиш хизмәтлирини йетәрлик назарәт қилмиған, тохтам вә әмгәк шараитини тәкшүрмигән вә шу дөләтләрдики әлчиханиларниң експлататсийә қилинғанларни пәрқләндүрүш яки ярдәм бериштә изчил мувәппәқийәтсиз болуп кәлгән.
Америка ташқи ишлар министирлиқи адәм әткәсчиликигә аит йиллиқ доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи, лагер түзүми, лагерлардики тән җазаси, меңә ююш, туғмас қилиш, мәҗбурий әмгәк қатарлиқлар һәққидә тәпсилий тохталған.
Униңда мундақ дейилгән: “хитай даирилири дөләт ичи вә сиртидики адәм әткәсчилики җинайи қилмишлирини давамлиқ садир қилди. Җүмлидин, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайитини давамлаштурди. Йеңидин гүллиниватқан техникиларни ишлитип кәмситиш характерлик назарәт қилиш, етник-ирқий архиплаштуруш тәдбирлирини йолға қойди, аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий әмгәк лагерлирида давамлиқ ишқа салди. Һөкүмәт давамлиқ һалда уйғурларниң саяһәт әркинликини чәкләп, уларниң паспорт елишиға чәклимә қоймақта. Бу уларниң халиғанчә тутқун вә дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәккә дучар болуш хәвпини ашурмақта.”
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң қаришичә, хитай һөкүмити 2017-йилдин 2019-йилғичә болған арилиқта бир милйондин артуқ уйғурни асас қилған райондики қазақ, қирғиз қатарлиқ милләтләрни 1200 гә йеқин лагерға, йәни “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” дәп атиливатқан орунларға солиған. Улар бир қисим кишиләрни лагер ичидики әмгәк орунлирида тиккүчилик қатарлиқ ишларға мәҗбурлиған.
Бу кишиләр лагерлардики тутқун мәзгилидә вә аталмиш “оқуш пүттүрүш” тин кейин, һөкүмәткә қарашлиқ болған вә яки һөкүмәт тәрипидин һоқуқ берилгән тиҗарәт орунлирида әмгәккә селинған. Улар мәҗбурий әмгәккә селинған саһәләр интайин кәңри болуп, у хитай ичи вә хәлқараға тошулидиған кийим-кечәк, машина запчаслири, аяғ, гиләм, юң йип, йемәклик вә деңиз мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш, қурулуш материяллири, байрам безәклири, қуяш енергийәси материяллири полисийон вә башқа қайта һасил болидиған енергийә запчаслири, електиронлуқ мәһсулатлар, чач мәһсулатлири, тазилиқ буюмлири, маска, химийәлик буюмлар, дора вә башқа буюмларни өз ичигә алидикән.
Доклатта дейилишичә, хитай һөкүмити һазирғичә лагерға қамалған бир милйондин артуқ кишиниң кәм дегәндә 80000 нәпирини мәҗбурий әмгәккә селиш үчүн башқа өлкиләргә йөткигән, алаһәзәл йүз миңлиған кишини рәсмий йосунда әйибләп, уларни хитай миқясидики 100 дин артуқ шәһәрниң түрмисигә йөткигән болуп, уларму бу түрмиләрдә қошумчә мәҗбурий әмгәккә дуч кәлгән болуши мумкинкән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң мөлчәрлишичә, хитай һөкүмити лагерлардики аз сандики тутқунларни қоюп бәргән болсиму, бирақ тутқунларниң үчтин икки қисмини еғир қамақ җазалириға һөкүм қилған вә қалғанлирини аталмиш санаәт бағчилирида мәҗбурий әмгәккә әвәткән.
Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елида “йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәш” сияситини йолға қоюп, 2023-йили 1-айдин 9-айғичә болған арилиқта 3 милйон 550 миң әмгәк күчини уйғур елиниң ичи вә хитай өлкилиридики түрлүк деһқанчилиқ вә ишләпчиқириш орунлириға йөткигәнлики, биңтүәндә ишқа селиватқанлиқини баян қилиш билән биргә, һашар әмгикиниму тилға елип өткән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатиниң ахирида хитай һөкүмитигә “уйғур елидики лагерлар вә униңға қарашлиқ ишләпчиқириш орунлиридики тутқунларни дәрһал қоюп бериш, уларға төләм төләш; барлиқ мәҗбурий әмгәк түрлирини бикар қилиш, ишчи йөткәш сиясәтлирини бикар қилиш” қатарлиқ тәклипләрни бәргән. Улар йәнә, хитай һөкүмитини уйғурларға қаритиватқан түрлүк бастуруш вә зиянкәшлик сиясәтлирини бикар қилишқа чақирған.
Доклаттин мәлум болушичә, адәм әткәсчилики зәһәр әткәсчилики, қорал әткәсчиликидин қалса үчинчи чоң хәлқара җинайәт болуп, инсанларни алдаш, мәҗбурлаш, қорқутуш васитилири арқилиқ әмгәккә селиш, җинсий қул қилиш, һәтта адәм ичкий органлирини сетиш қатарлиқ җинайәтләрни өз ичигә алидикән.
Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен доклатниң тарқилиш мунасивити билән қилған баянатида, американиң адәм әткәсчиликигә қарши туруш тиришчанлиқини күчәйтидиғанлиқини, әмма буниң үчүн һөкүмәтләр, хәлқаралиқ органлар, иҗтимаий қурулушлар вә ширкәтләрниң ортақ һәрикәт қилишиниң интайин муһимлиқини билдүргән.