Американиң б д т дики баянати уйғур тәшкилатлириниң қарши елишиға еришти

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.01.24
jenwe-namayish-4 Намайиш ахирида тибәт вә уйғур намайишчилар хатирә сүрәткә чүшти. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
RFA/Hebibulla Izchi

Б д т ниң җәнвәдики баш шитабида ечиливатқан хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә универсал қәрәллик қарап чиқиш йиғинида американиң б д т дики баш әлчиси мишел тәйлор хитайниң уйғур, тибәт, хоңкоң вә башқа аз санлиқ милләтләргә вә диний гуруппиларға қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини қаттиқ әйиблиди. Шуниң билән бир вақитта у йәнә хитай һөкүмитигә 8 түрлүк тәләпни оттуриға қойди. Баш әлчи мишел тәйлорниң бу баянати американиң б д т дики әлчиликиниң тор бетидә вә баш әлчиниң екис (X) һесабида инглизчә, уйғурчә, хитайчә, тибәтчә тилларда бирла вақитта елан қилинди.

Б д т дики 45-нөвәтлик хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини көздин кәчүрүш йиғини ахирида уйғур вәкилләр хатирә сүрәттә. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
Б д т дики 45-нөвәтлик хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини көздин кәчүрүш йиғини ахирида уйғур вәкилләр хатирә сүрәттә. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
RFA/Hebibulla Izchi

Америка баш әлчисиниң б д т йиғинида елан қилған күчлүк баянати дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтлириниң қарши елишиға еришти. Бу мунасивәт билән уйғур кишилик һоқуқ қурулушниң тәтқиқатчиси петер ервин зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Петир ервин мундақ деди: “хитайниң шәрқий түркистандики уйғур вә башқа милләтләргә қарита йүргүзүватқан бастурушлири, мәҗбурий әмгәк вә ассимилятсийә қилиш системисини ахирлаштуруш, шундақла хәлқара сәһниләрдә хитайға қарши бесимни күчәйтиш үчүн американиң бу баянати толиму муһим әһмийәткә игә. Гәрчә бу қетимқи йиғинда нәтиҗә биз күткәндәк болмиған болсиму, әмма хитайни әйибләйдиған дөләтләр саниниң ешиши, шундақла американиң б д т күчлүк тәвсийәләрни оттуриға қоюши бизни үмидләндүриду. Болупму американиң хитайниң шәрқий түркистандики бастурушлирини ирқий қирғинчилиқ дәп очуқ тилға елиши, бу қетим шиветсарийәниңму буни инсанийәткә қарши җинайәт дәп тәкитлиши бизни техиму үмидләндүриду! ”

Намайиш үчүн әтигәндә мюнхендин йетип кәлгән уйғурлар д у қ рәиси долқун әйса билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
Намайиш үчүн әтигәндә мюнхендин йетип кәлгән уйғурлар д у қ рәиси долқун әйса билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
RFA/Hebibulla Izchi

‏Баш әлчи мишел тәйлорниң 8 түрлүк баянатида мунулар баян қилинған:

‏1. Шинҗаң, тибәт вә хоңкоңни өз ичигә алған вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хизмәт гуруппилири тилға алған халиғанчә қолға елинған барлиқ тутқунларни қоюп бериш;

‏2. Шинҗаң, тибәт вә хоңкоңни өз ичигә алған хитайдики вә чәт әлләрдики шәхсләргә қаритилған паракәндичилик селиш, назарәт қилиш вә тәһдит селишни тохтитиш;

‏3. Инсанларниң мәдәнийити, тили, дини яки етиқадиға болған кәмситишни тохтитиш; тибәт вә шинҗаңдики ятақлиқ мәктәпләрни өз ичигә алған мәҗбурий ассимилятсийә қилиш сиясәтлирини ахирлаштуруш;

‏4. Пүтүн хитай миқясидики қийнаш, туралғу җайиға наһәқ нәзәрбәнд қилиш вә зиянкәшлик қилишни тохтитиш;

‏5. Шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий той қилдуруш, туғут чәкләш, туғмас қиливетиш, бала чүшүрүш вә аилиләрни мәҗбурий айриветишни тохтитиш;

‏6. Хоңкоңдики дөләт хәвпсизлики қанунини өз ичигә алған дөләт хәвпсизлики, җасуслуққа қарши туруш, террорлуққа қарши туруш яки топилаң чиқиришқа қутратқулуқ қилиш қанунлириға охшаш мүҗмәл дөләт қанунлирини бикар қилиш;

‏7. Хоңкоң вә макавни өз ичигә алған аяллар, әр-аяллар һәмҗинс вә ғәйрий җинслиқ инсанлар, әмгәкчиләр, шундақла деһқан ишләмчиләргә қаритилған бастуруш тәдбирлирини ахирлаштуруш;

‏8. Болупму шинҗаң вә тибәткә б д т ниң тосалғусиз вә әһмийәтлик зиярәт қилишиға йол қоюш.

Б д т дики 45-нөвәтлик хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини көздин кәчүрүш йиғини мәзгилидә д у қ рәиси долқун әйса әпәнди б д т алдидики намайишчиларға сөзлимәктә. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
Б д т дики 45-нөвәтлик хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини көздин кәчүрүш йиғини мәзгилидә д у қ рәиси долқун әйса әпәнди б д т алдидики намайишчиларға сөзлимәктә. 2024-Йили 23-январ, җәнвә.
AFP

‏Баянатта йәнә мунулар тәкитләнгән: “биз шинҗаңда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни; пүтүн хитай миқясида, җүмлидин ички моңғул, тибәттә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини; хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә асасий әркинликниң йоқитиши вә чәт әлләрдики шәхсләрни җимиқтуруш үчүн йүргүзүлгән чегра һалқиған бастурушларни әйибләймиз. ”

Америка баш әлчиси мишел тәйлорниң юқириқи 8 түрлүк баянатиға инкас қайтурған петер ервин йәнә мунуларни тәкитлиди: “бу қетим хитайниң иттипақдашлири хитайниң мәҗбурлиши яки мәнпәәт бериши билән хитайниң пайдисиға баянат бәрди. Булар хитайниң иқтисадий тузиқиға чүшүп қалған яки ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушиға әза болған дөләтләрдур. Һалбуки биз бу қетим йәнә б д т ға әза он нәччә дөләтниң хитайға қарши наһайити күчлүк баянатларни бәргәнликигиму шаһит болдуқ. ”

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиму американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси мишел тәйлор ханимниң хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисидики баянатини қарши алидиғанлиқини билдүрди. У, америка баш әлчиси тәйлор ханимниң б д т дики йиғинда хитайниң уйғур районида елип бериватқанлириниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини ениқ тәкитлиши, хитайға берилгән бир күчлүк сигнал, деди.

Американиң б д т дики баш әлчиси мешил тәйлор ханим өзиниң екис (X) тики шәхсий һесабида, “хитай һөкүмити уйғур, қазақ вә башқа милләтләргә қарита йүргүзүватқан бастуруш сияситини ахирлаштуруши керәк” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.