Мутәхәссисләр америка һөкүмитидин чегра һалқиған бастурушқа қарши тәдбир елишни тәләп қилди

Мухбиримиз ирадә
2023.05.12
nuri-turkel_0512 Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл әпәнди, 2023-йили 10-май
uscirf.gov

10-Май күни америка хәлқара диний әркинлик комитетида “диний етиқад әркинликиниң чегра һалқиған бастурушқа учриши” һәққидә бир гуваһлиқ аңлаш йиғини ечилған.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәлниң риясәтчиликидә ечилған бу йиғинда, әркинлик сарийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, пуқралар тәҗрибиханиси қатарлиқ кишилик һоқуқ органлириниң тәтқиқатчилири қатнишип гуваһлиқ бәргән.

Йиғинға йәнә америка кеңәш палата әзаси җеф меркилий билән америка ташқий ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул муавин ярдәмчи катипи скот бусби (Scott Busby) му қатнишип, соалларға җаваб бәргән.

Йиғинда ечилиш сөзи қилған америка кеңәш палата әзаси җеф меркилий мустәбит һөкүмәтләрниң дин вә етиқад әркинликини чәкләш урунушиниң һазир пәқәт өз дөләт чеграсида тохтап қалмай, бәлки чәт әлләргичә, җүмлидин америка тупрақлириғичә кеңәйгәнликини, буниң билән америкада туруватқан уйғур, тибәт вә хитай өктичилириниң мәйли интернет торида яки биваситә һалда болсун, хитай компартийәсиниң паракәндә қилишиға учраватқанлиқини илгири сүргән. У йәнә һазир иран, русийә, сәуди әрәбистан қатарлиқ мустәбит һакимийәтләрниңму чегра һалқиған бастурушини күчәйткәнликини әскәрткән. У, мустәбит түзүмләрниң әркин демократик дөләтләргә қолини созуш вәқәлириниң сәл қарашқа болмайдиған дәриҗидә көпәйгәнликини әскәртип, буниңға тақабил турушниң йоллирини дәрһал тепип чиқишимиз керәк, деди. У, бу гуваһлиқ аңлаш йиғининиң ечилиш сәвәби вә мәқситиниңму буниңға чарә тепиш икәнликини билдүрди.

Америка кеңәш палата әзаси җиф меркилий(Jeff Merkley) әпәнди, 2023-йили 10-май
Америка кеңәш палата әзаси җиф меркилий(Jeff Merkley) әпәнди, 2023-йили 10-май
uscirf.gov

Арқидин мәзкур комитетниң рәиси нури түркәл әпәнди сөз қилди. Уму чегра һалқиған бастуруш қилмишиниң сәл қарашқа болмайдиған җиддий хәвпкә айланғанлиқини, хитайниң америка тупрақлирида қурған сақчи понкитлирини мисал қилиш арқилиқ изаһлап өтти. У сөзидә хитайдин башқа йәнә сәуди әрәбистан, түркийә қатарлиқ дөләтләр һөкүмәтлириниң хәлқара сақчи тәшкилатиниң қизил башлиқ уқтурушини өктичиләрни бастуридиған қоралға айландурувелиш вәқәлириниму тилға алди.

Йиғинда хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари ерик уланд (Eric Ueland) сөз қилип, чегра һалқиған бастурушқа тақабил туруш үчүн, америка һөкүмитиниң чоқум башламчилиқ рол ойниши лазимлиқини тәкитлиди. У, буниң үчүн америка елишқа тегишлик зөрүр қәдәмләрни чүшәндүрүп өтти. У, америка дөләт мәҗлисидики марку робийо вә меркилий қатарлиқ мәҗлис әзалири оттуриға қойған “чегра һалқиған бастурушқа қарши туруш сиясити қанун лайиһәси” ни тезидин мақуллашни, америка һөкүмитиниң хәлқарадики шерик дөләтләр билән бу мәсилидә һәмкарлишип, кәң көләмдә тақабил турушни ишқа ашурушини тәләп қилди. У йәнә америка ширкәтлириниң чегра һалқиған бастурушни техника билән тәминләш яки уйғур мәҗбурий әмгикини қоллиниш қатарлиқ васитиләр билән зулумға шерик болушиниң алдини елиш һәмдә бундақ қилғанларни җазалашниң йоллирини тепиши һәққидә тәклип бәрди.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул муавин ярдәмчи катипи скот бусби (Scott Busby) әпәнди. 2023-Йили 10-май.
Америка ташқий ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул муавин ярдәмчи катипи скот бусби (Scott Busby) әпәнди. 2023-Йили 10-май.
uscirf.gov

У сөзидә һәм мәзкур комитетниң рәиси нури түркәлниң уйғурлар үчүн қиливатқан хизмити сәвәбидин хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған бастурушиға биваситә учриған бири икәнликиниму әскәртип, униң бу йолда қилған пидакарлиқиға рәһмәт ейтти.

Йиғинда йәнә америка ташқий ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул муавин ярдәмчи катипи скот бусби сөз қилди. У сөзидә америка ташқий ишлар министирлиқиниң 2022-йили 11-айда хитай, русийә, сәуди әрәбистан вә иран қатарлиқ 12 дөләтни алаһидә диққәт қилишқа тегишлик дөләтләр тизимликигә киргүзгәнликини, бу дөләтләр һөкүмәтлириниң дәл мушундақ чегра һалқиған бастуруш билән шуғуллиниватқан дөләтләр икәнликини ейтти. У америка ташқий ишлар министирлиқиниң һазир бу мәсилигә тақабил туруш үчүн һөкүмәтниң барлиқ аппаратлири билән һәмкарлишиш, бу һәқтә мәхсус доклат тәйярлаш вә елан қилиш, һәрқайси дөләтләрдики дипломатларни чегра һалқиған бастуруш һәққидә тәрбийәләш, тәдбир бәлгиләш қатарлиқ ишларни қиливатқанлиқини ейтти. У йәнә америка ташқий ишлар министирлиқиниң чегра һалқиған бастуруш билән шуғуллиниватқан дөләтләрдики мунасивәтлик хадимларға виза бәрмәслик, җаза тәдбири қоюш, хәлқарадики шериклири билән бу җәһәттә ортақ һәрикәт қилиштәк тиришчанлиқларни көрситип, зораван, мустәбит һөкүмәтләрни чекиндүрүватқанлиқини ейтти. У сөзидә, “америка һәргизму чегра һалқиған бастурушни қобул қилмайду вә буниңға һәрхил амаллар билән тақабил туриду. Биз бу җәһәттики хизмәтлиримизни тохтимай давамлаштуримиз” деди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси җулий мисләп(Julie Millsap) ханим. 2023-Йили 10-май.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси җулий мисләп(Julie Millsap) ханим. 2023-Йили 10-май.
uscirf.gov

Сикот басби әпәндиниң сөзидин кейин, комитет рәиси нури түркәл униңдин соал сориди. У хитай һөкүмитиниң америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң өзини өз ичигә алған бир қисим комитет әзалири һәм шундақла йәнә америка ташқий ишлар министирлиқиниң сабиқ диний ишлар әлчиси сам бровнбәк, сабиқ америка ташқий ишлар министири майк помпейо қатарлиқларға өч елиш характеридики җаза тәдбири қойғанлиқини, һәмдә йәнә әркин асия радийосиниң уйғурчә бөлүмидики бир қисим мухбирларниң юртлиридики аилә тавабатлириниң уларниң хизмити сәвәбидин җазаланғанлиқини әскәртип, америка ташқий ишлар министирлиқиниң буниңға қарита конкрет бир тәдбир алған яки алмиғанлиқини сориди.

Скот басби алди билән “америка һөкүмити хитайниң бу җаза тәдбирлирини вә бундақ бесим һәрикәтлирини қаттиқ әйибләйду” деди. Арқидин у америка ташқий ишлар министирлиқиниң юқириқи ишларда қоли бар кишиләрни тепип чиқиш үчүн издиниватқанлиқини вә бу мәсилидә мәсулийити барларни виза чәклимиси, иқтисадий җаза қоюш қатарлиқ васитиләр билән җазалашқа тиришидиғанлиқини ейтти. У йәнә бу җәһәттики дипломатик тиришчанлиқларниңму давам қилидиғанлиқини ейтти.

Мәзкур йиғинда, һәрқайси кишилик һоқуқ органлиридин кәлгән мутәхәссисләр охшимиған дөләт һөкүмәтлириниң чегра һалқиған бастуруш қилмишлири һәққидә мәлумат бәрди.

Йиғинда уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси җулий мисләп ханим сөз қилип, чәт әлләрдә, җүмлидин америкада яшаватқан уйғурларниң сәргүзәштлирини тонуштуруп өтти. У буниңда дохтур гүлшән аббас ханимниң америкадин қайтқандин кейин сиңлиси рошән аббас ханимниң паалийити сәвәблик тутқун қилиниши һәмдә йәнә нури түркәл әпәндиниң юртидики аписиға паспорт берилмәй, униң америкадики пәрзәнтлири билән җәм болушиға йол қоюлмайватқанлиқидәк мисалларни сөзләп өтти. У шундақла өзиниң уйғурларниң давасини қиливатқан, уйғур болмиған бир америкалиқ болуш сүпити биләнму хитай һөкүмитиниң тор арқилиқ қилған һақарәтлиригә учриғанлиқини, хитай вәтәндиши болған йолдишиниң хитайдики аилисиниң тәқибләшкә учриғанлиқини баян қилип, америка һөкүмитиниң хитайниң чегра һалқиған бастуруш һәрикитигә чоқум тақабил турушини тәләп қилди.

Йиғинда сөз қилған һәрқайси комитет әзалири вә кишилик һоқуқ мутәхәссислири бирдәк хитай, русийә, иран, сәуди әрәбистан, мисир қатарлиқ мустәбит һакимийәтләрниң демократик дөләтләр тупрақлирида қиливатқан бастурушлириға кәң көләмдә тақабил турушниң муһимлиқини тәкитләшти.

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.