USCIRF Хитайниң америкадики лобийчилиқ паалийәтлирини чәкләшни тәләп қилди
2024.01.11
Америка хәлқара диний әркинлик комитети, йәни USCIRF йеқинда йеңи сиясәт тәвсийә доклати елан қилип, дөләт мәҗлисиниң қанун чиқириш арқилиқ, хитайниң Hikvision йәни хәйкаң ширкитигә охшаш, уйғурларни бастурушта хитай һөкүмитигә һәмкарлашқан хитай технологийә ширкәтлириниң америка дөләт мәҗлисидики лобийчилиқ паалийәтлирини чәкләшни тәләп қилған. Америка хәлқара диний әркинлик комитети йеңи доклатида тәкитлишичә, ялғуз техиму очуқ ашкара болушнила тәләп қилиш, сабиқ америка дөләт мәҗлиси әзалирини өз ичигә алған лобийчиларни хитай херидарлириниң мәнпәәтигә вәкиллик қилиштин тосушта йетәрлик болмайдикән. Доклатта, сабиқ америка дөләт мәҗлиси әзалириниң хитай технологийә ширкити Hikvision, йәни хәйкаң ширкити үчүн лобийчилиқ қилғанлиқи, һалбуки америка һөкүмитиниң хәйкаң ширкитини уйғур районидики җаза лагерлириға қамалған уйғур вә башқа түркий мусулманларниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинишиға қатнашқанлиқи сәвәблик җазалиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
“вашингтон почтиси” гезити илгири сабиқ америка авам палата әзаси антони мофет, сабиқ кеңәш палата әзаси дәйвид виттер вә барбара боксерни лобийчилиққа ялливалғанлиқи, барбара боксерниң кейинрәк буниңдин ваз кәчкәнликини билдүргәниди. Доклатта тәкитлинишичә, “хитай һөкүмити муһаҗирәттики диний топларни, сиясий өктичиләрни, хитай билән алақиси болған башқа кишиләрни, җүмлидин уйғур мусулманлирини, тибәт буддистлирини, фалүнгоңчиларни тохтавсиз назарәт қилмақта, паракәндә қилмақта вә қорқутмақта” икән. Доклатта, хитай һөкүмитиниң бу хил яман ғәрәзлик сиясий лобийчилиқ паалийитиниң “диний әркинлик вә кәң даиридики кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилиш” билән бир вақитта, “американиң дөләт мәнпәәти вә игилик һоқуқиға тәһдит пәйда қилғанлиқи” , бу, американиң “тегишлик диққәт бериши вә әмили сиясий инкас қайтурушини тәқәзза қиливатқанлиқи” тәкитләнгән. “америка хәлқара диний әркинлик комитети” ниң рәиси абраһам купер (Abraham Cooper) 10-январ бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилип, ташқи сиясәттики башқа җиддий мәсилиләрниң алдинқи орунға қоюлуши, даим диний әркинлик вә кишилик һоқуқниң чәттә қелишини кәлтүрүп чиқидиғанлиқи, буниңдин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.
Абраһам купер мундақ дәйду: “шуңа, американиң дунядики йетәкчи күч болуш сүпитидә, униң ачқучлуқ иқтисадий шерики болған хитай билән болған мунасивәттә, оттуридики җиддийликни пәсәйтидиған, нисбәтән иҗабий муһит яритидиған бир позитсийәдә болуши зерикишлик болсиму, муһим. Әмма диний әркинликни, техиму кәң мәнидин инсанниң қәдир-қиммити вә кишилик һоқуқни илгири сүрүш вә қоғдаш ишлириға арилишиватқан биз үчүн ейтқанда, биз буниңдин пәвқуладдә әндишә қилимиз. Чүнки, бихәтәрлик вә килимат өзгиришини өз ичигә алған ташқи сиясәттә алдинқи орунда башқа мәсилиләр даим диний әркинлик вә кишилик һоқуқ әндишилириниң бир чәттә қелишини кәлтүрүп чиқириду” .
Абраһам куперниң ейтишичә, буниң нәтиҗиси хитайниң кишилик һоқуқ, диний әркинлик мәсилилиридики тәнқидләргә писәнт қилмаслиқини кәлтүрүп чиқиридикән. Абраһам купер: “буниң нәтиҗисидә, мәйли америка, әнглийә яки башқа дөләтләр болсун, хитай коммунист һөкүмити униң диний әркинлик вә кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилишиға қаритилған тәнқидләрни һәқиқий рәвиштә диққәткә алмайватиду. Шуңа, демократик дөләтләр зөрүр болған җиддий позитсийә тутуши керәк” дәп көрсәтти.
Доклатта йәнә америка һөкүмити вә униң шериклириниң хитайға қарита һалқилиқ техникиларни експорт қилишни контрол қилишни давамлиқ күчәйтиши тәләп қилинған. Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити дөләт ичи вә сиртида технологийәлик истибдатлиқни әмәлийләштүрүш вә тәрәққий қилдурушта йетәкчи рол ойнаватқан болуп, “әқиллиқ шәһәр” технологийәсини әсәбийлик билән йолға қоюш арқилиқ хитайда кәң көләмлик назарәт елип бармақтикән. Доклатта мундақ дейилиду: “хитай һөкүмити бу назарәт техникиси арқилиқ пүтүн мәмликәттә хиристиян вә фалүнгоңчиларни өз ичигә алған диний гуруппиларни нишанға алмақта. Етник вә диний аз санлиқ милләт райони болған шинҗаң билән тибәттә, бу хил технологийә һөкүмәтниң уйғур вә башқа түркий мусулманларни, тибәт буддистлирини шиддәтлик бастурушида ачқучлуқ рол ойнап кәлди. Бастурушта милйонлиған уйғур җаза лагерлириға қамалди, тән җазаси, басқунчилиқ, мәҗбурий туғмас қилиш вә бала чүшүрүшкә учриди”.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси абраһам куперниң 10-январ радийомизға тәкитлишичә, хитай техника истибдатлиқи америка һөкүмити диққәт қилишқа тегишлик ачқучлуқ мәсилиләрниң бири икән.
Абраһам купер мундақ дәйду: “нуқтилиқ диққәт қилишқа тегишлик ачқучлуқ саһә-хитайниң технологийәдин пайдилинип, техника истибдатлиқини йолға қоюш вә илгири сүрүштә йетәкчи рол ойнаватқанлиқидур. Хитай даирилири дөләт ичидила әмәс, дөләт сиртидиму сүний әқил, чоң санлиқ мәлумат амбири, бийологийәлик учур йиғиш, чирай, йүрүш-туруш, аваз тонуш техникисини өз ичигә алған ‛әқиллиқ шәһәр‚ технологийәсини әсәбийлик билән йолға қоюп кәлди. (Даириләр) бу арқилиқ пүтүн хитай миқясида назарәт елип берип, хиристиянларни, фалүнгочиларни вә уйғур, тибәтләр қатарлиқ етник-диний гуруппиларни нишанға алмақта”.
Абраһам куперниң ейтишичә, нөвәттә хитай “әқиллиқ шәһәр” намидики техника истибдатлиқини 100 дин артуқ дөләткә експорт қилмақтикән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң мәзкур доклати, пирезидент байден өткән йили 11-айда хитай рәиси ши җинпиң билән сан-франсискода учришип, икки тәрәп һәрбий алақини әслигә кәлтүрүшкә, икки тәрәп арисидики ихтилапларни ‛мәсулийәтчанлиқ билән башқуруш‚ қа келишкән, икки тәрәп мунасивити юмшашқа қарап меңиватқан бир пәйттә елан қилинди. Америкадики уйғур сиясий анализчилириниң қәйт қилишичә, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң доклатидики пикирләр “һәқлиқ әндишиләр” икән. Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси, сиясий анализчи илшат һәсән 11-январ бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, хитайға “нормал дөләт” сүпитидә муамилә қилишниң тоғра әмәсликини көрсәтти. Илшат һәсәнниң қаришичә, американиң һазирқи лобийчилиқ қануни хитайдәк “бинормал дөләтләр” ниң паалийитини үнүмлүк чәклийәлмәйдикән. У, бу нуқтида америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң һәқлиқ икәнликини, хитайниң лобийчилиқ паалийитини тосуш үчүн дөләт мәҗлисиниң техиму күчлүк қанунларни чиқиришиниң бир зөрүрийәткә айланғанлиқини билдүрди.
Лекин, америка хәлқара диний әркинлик комитети өзиниң 6 бәтлик сиясәт тәвсийә доклатида, сода, килимат өзгириши, бихәтәрлик қатарлиқ ташқи сиясәттики җиддий мәсилиләр, шуниңдәк хитай билән болған истратегийәлик риқабәтни “мәсулийәтчанлиқ билән башқуруш, хитай билән болған ортақ мәнпәәттики һалқилиқ мәсилиләрдә һәмкарлишиши” көп һалларда кишилик һоқуқ, диний әркинлик мәсилилириниң чәттә қелишини кәлтүрүп чиқарған болсиму, әмма һөкүмәтниң шерик дөләтләр вә иттипақдашлар билән хитайниң қилмишини җавабкарлиққа тартишта бәзи җиддий һәрикәтләрни бирликтә елип барғанлиқиниму муәййәнләштүргән.
Доклатта, хитайға нишанлиқ ембарго йүргүзүш, бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш, хитайниң қилмишини ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт, дәп бекитиш, пикирдаш дөләтләр билән хитайни б д т да тәнқидләш, униңға бесим ишлитиш қоллинилғанлиқи көрситилгән. Униңда йәнә америка әдлийә министирлиқиниң америкадики уйғур вә тибәтләргә қарита чегра һалқиған бастуруш һәрикәтлиридә болған хитай агентлирини қануни җавабкарлиққа тартиш қатарлиқ бәзи җиддий һәрикәтләрни қолланғанлиқи билдүрүлгән.