Америка дөләт мәҗлиси әзалири оттура асия әллирини уйғурларни хитайға қайтуруп бериш қилмишини ахирлаштурушқа чақирди
2021.10.24

21-Өктәбир, том малиновиский вә яң ким башламчилиқидики 16 нәпәр америка дөләт мәҗлиси әзаси америка ташқи ишлар министири билинкенгә имзалиқ мәктуп йоллап, уни мәркизий асия һөкүмәтлири билән һәмкарлишип, уларниң уйғур қатарлиқ милләтләрни хитайға қайтуруп бериш қилмишини ахирлаштурушқа чақирған.
Мәктупта мундақ дейилгән: “биз сизгә хитай һөкүмитиниң уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа түркий хәлқләрни бастуруши һәққидә мәктуп йоллап, хитайдин қачқанларниң башқа һөкүмәтләр тәрипидин мәҗбурий хитайға қайтурулуш вә қолға елиниш қисмитигә йолуқмаслиқини капаләтлик қилишниң җиддий еһтияҗлиқ икәнликини гәвдиләндүрмәкчимиз.”
Мәктупта уйғур елигә селинған җаза лагерлиридики уйғур вә башқа аз санлиқларниң таяқ-тоқмақ, басқунчилиқ, җинсий хорлуқ, мәҗбурий туғмас қилишни өз ичигә алған қорқунчлуқ қисмәтләргә дуч кәлгәнлики көрситилгән.
Мәктупта тилға елинишичә, бурун тутулған яки тутулуштин қорқуп уйғур елидин қечип чиққан бир қисим кишиләр районда әвҗ алған зиянкәшликләрни дуняға ашкарилашқа ярдәм бәргәнлики үчүн, хитай даирилири бу кишиләрни тәһдит дәп қарап, буларниң авазларни җимиқтуруш үчүн нәччә он йилдин буян уларни қайтуруп кетиш һәрикитини қанат яйдурған.
Мәлум болушичә, 2014-йилдин буян 1327 нәпәр уйғур вә башқа түрк ирқидики хитай пуқраси 20 дөләттин тутуп кетилгән яки қайтурулған.
Мәктупта йәнә, бу санларниң тутуп турулуватқан яки мәҗбурий қайтурулғанларниң пәқәт бир қисмиға вәкиллик қилидиғанлиқи ейтилған.
Мәктупта хитайдин қечип кәлгәнләргә баш панаһ болған бир қисим оттура асия әллири мәдһийәләнгән вә мундақ дейилгән: “биз қошна дөләтләрниң шинҗаңдин қечип кәлгән шәхсләрни охшимиған дәриҗидә қоғдиғанлиқини билимиз, биз уларниң хитайдики бастуруштин қачқанларни қоғдашни таллиғанлиқини алқишлаймиз. Әмма қайтуруп бәрмәслик принсипи, панаһлиқ тилигүчиләрниң һоқуқи вә зиянкәшликтин қачқан уйғур вә түркий хәлқлирини қоғдаш истиснасиз иҗра қилиниши керәк. Барлиқ һөкүмәтләр уйғурлар вә шинҗаңдики бастуруштин қачқан башқа түркий хәлқләрниң башқа җайлардин бихәтәр панаһ җай тапалайдиғанлиқини омумйүзлүк капаләткә игә қилиши керәк.”
Мәктуп америка ташқи ишлар министири антоний билинкенгә биваситә йолланғандин башқа йәнә, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан вә таҗикистанларниң америкида турушлуқ баш әлчилиригә қошуп йолланған.