Америка уйғур җамаити бу йиллиқ норузда лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ вә гүлбаһар хативаҗи ханимларни күтүвалди

Мухбиримиз нуриман
2023.03.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
noruz-amerika-uaa-1.jpg Американиң вирҗинийә штатниң фәйирфәкис шәһиригә җайлашқан “уйғур мәркизи” дә өткүзүлгән норуз паалийитидә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар ханим сөзлимәктә. 2023-Йили 21-март.
Photo: RFA

21-Март күни кәч саәт йәттиләрдә вирҗинийә шитатниң фәйирфәкис шәһиригә җайлашқан “уйғур мәркизи” дә наһайити өзгичә бир паалийәт өткүзүлди. Паалийәткә қатнашқан уйғур җамаитиниң арисида әтләс көйнәк кийгән ханимлар, бадам доппа, канивай көйнәк кийгән әпәндиләр тизилған үстәлләргә норуз еши тарқитивататти. Залниң алди тәрипигә “норуз мубарәк” дегән хәтләр есилған иди.

Бу паалийәт пәқәтла бу йиллиқ норуз байримини тәбрикләш мурасими болуп қалмастин, бәлки явропа әллиридин кәлгән лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ билән гүлбаһар хативаҗи ханимларни күтүвелиш паалийити иди.

Униңдин башқа сәһниниң арқа тәрипигә гүлбаһар хативаҗи ханимниң лагер һәққидә бәргән гуваһлиқлири асасида йезилған “хитай лагеридин һаят қалғучи” намлиқ китаби, японийәлик картонист томоми шимизуниң лагер шаһит қәлбинур сидиқ ханимниң кәчмишлирини тәсвирлигән “мениң һаятимда йүз бәргән ишлар” намлиқ тез сизмилиқ картон китаби вә радийомиз мухбири гүлчиһрә хоҗаниң йеқинда нәширдин чиққан “ташму чүшкән йеридә әзиз” намлиқ китаблири тизип қоюлған иди.

Паалийәт алди билән җамаәт чоңлириниң норузлуқ тәбриклири билән башланди. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар ханим бүгүнки паалийәтниң лагер шаһитлирини күтүвелиш, норуз байримини тәбирикләш вә шундақла китап имзалаш қатарлиқ мәзмунларда елип берилидиғанлқини уқтурди. Арқидин қәлбинур ханим билән гүлбаһар ханимға гүл тәқдим қилинди. Улар сәһнигә чиқип, пүтүн дунядики уйғурларға өзлириниң норузлуқ саламлирни йоллиди.

Американиң вирҗинийә штатниң фәйирфәкис шәһиригә җайлашқан “уйғур мәркизи” дә өткүзүлгән норуз паалийитидә лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ ханим сөзлимәктә. 2023-Йили 21-март.
Американиң вирҗинийә штатниң фәйирфәкис шәһиригә җайлашқан “уйғур мәркизи” дә өткүзүлгән норуз паалийитидә лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ ханим сөзлимәктә. 2023-Йили 21-март.

Қәлбинур ханим, норуз байримини тәбрикләватқан пүтүн дунядики башқа милләтләргә охшашла уйғурларниңму әслидә лагерларда әмәс, бәлки өз өйидә аилиси билән бирликтә хатирҗәм байрам өткүзүши керәкликини ейтқанда, пүтүн җамәәт җимҗитлиққа чөмди. Қәлбинур ханим өзиниң бүгүн лагердики ечинишлиқ кәчмишлирини әмәс, бәлки барлиқ уйғурларниң норузлуқ байримини тәбиркләп шеир оқуп бәргүси барлиқини йтти. У, қизғин алқишлар ичидә “норуз кәлди” намлиқ шеирни декламатсийә қилип бәрди.

Норуз кәлди баһарға байрам,

Ләрзан чиққан шамалға байрам.

Сахавәттин дили яйриған,

Мискин ғрип аҗизға байрам.

Арқидин гүлбаһар хативаҗи сөз қилип, һәммәйләнниң норуз байримини тәбирклиди, шундақла өзлириниң узундин буян берип киливатқан вә америкада бәрмәкчи болған гуваһлиқлириниң лагерларда азаб чекиватқан хәлқинң азабтин қутулушиға яридими болушини үмд қилидиғанлиқни билдүрди.

Игилишимизчә, нөвәттә голландийәдә турушлуқ қәлбинур сидиқ ханим билән фирансийәдә турушлуқ гүлбаһар ханимни америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши американиң һөкүмәт орунлирида гуваһлиқ бериш үчүн тәклип қилған икән.

Паалийәт җәрянида уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими зубәйрә шәмсидин ханим сөз қилип, лагер шаһитлириниң юртида қалған уруқ-туғқанлириниң хәвп астида қилишиға қаримастин миллити үчүн қилған пидаркарлиқлириға рәһмәт ейтти.

Паалийәткә қатнашқан уйғур җамаити қизғин чаваклири билән лагер шаһитлириға болған һөрмитини вә рәһмитини ипадиләшти.

Американиң вирҗинийә штатниң фәйирфәкис шәһиригә җайлашқан “уйғур мәркизи” дә өткүзүлгән норуз паалийитидә лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи ханим сөзлимәктә. 2023-Йили 21-март.
Американиң вирҗинийә штатниң фәйирфәкис шәһиригә җайлашқан “уйғур мәркизи” дә өткүзүлгән норуз паалийитидә лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи ханим сөзлимәктә. 2023-Йили 21-март.

Униңдин кейин паалийәтнң күнтәртипи бойичә уйғур ана тил мәктипиниң оқуғучилири норурға аталған балилар номурлирини орундиди.

Ахирида паалийәткә қатнашқан уйғур җамаити гүлбаһар хативаҗи, қәлбинур сидиқ вә гүлчиһрә хоҗа қатарлиқларниң китаблирини ствелип, уларға қоллайдиғанлиқни билдүрүшти.

Қәлбинур сидиқ ханим уйғур районида башланғуч мәктәптә 30 йилға йеқин хитай тили оқутқучиси болған болуп, лагерлар ечилғандин кейин үрүмчидики мәлум лагерда оқутқучилиқ қилған. 2019-Йили өктәбирдә лагердин қутулуп чиққандин голландийәгә йәрләшкән.

Гүлбаһар хативаҗи ханим 2016-йили 11-айдин 2019-йили язғичә хитайниң қарамайда қурған лагериға қамалған болуп, 2019-йили 8-айда фирансийәдики қизи билән җәм болған.

Бу икки лагер шаһити явропада турушлуқ башқа лагер шаһитлири билән бирликтә дунядики һәр қайси дөләтләрниң парламенитлирида лагерларға қамалған уйғурлар учраватқан инсан қилипидин чиққан қийн-қистақлар, шундақла хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчлиқи һәққидә изчил һалда гуваһлиқ берип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.