Америкадин кәлгән паалийәтчи яшлар әнқәрәдә сиясий партийә рәһбәрлири билән сөһбәтләшти
2024.08.14
13-Авғуст күни америкадики корнел университети хәлқара мунасивәтлири кәспи оқуғучиси зилалә мәмәт, тибәт оқуғучи қиз тсәтан намдол (tsetan namdol), кәшмирлик паалийәтчи һашам хан (Hasham Khan) вә калифорнийәлик уйғур паалийәтчи яш мәрдан мәхмут қатарлиқлардин тәркиб тапқан бир һәйәт әнқәрәдә “ийи” партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси ахмәт камил әрозан, аммиви тәшкилатларға мәсул муавин рәиси алпәр ақдоған, түркийә парламентидики гуруппа мәсули сатуқ буғра қавунҗу әпәнди вә “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси үмид ярдим билән көрүшүп, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити, түркийәниң уйғур, тибәт вә кәшмир сиясити тоғрисида соаллар сориди.
Мәзкур партийәләр мәсуллири өз партийәлириниң вә түркийәниң уйғур мәсилисигә болған сияситини баян қилди. Улар түрк хәлқиниң уйғурларни қоллайдиғанлиқини, лекин түркийә һөкүмитиниң хитайға бесим ишлитәлмәйватқанлиқини, һәтта сүкүттә туруватқанлиқини тәкитләшти.
Қурулғандин буян уйғур мәсилисини изчил һалда түркийә парламентида вә хәлқара сорунларда оттуриға қоюп келиватқан “ийи” партийәсиниң парламент әзалириниң түркийә парламентидики мәсули сатуқ буғра қавунҗу учришиш ахирида мунуларни деди: “бүгүн бу яшлар билән учрашқанлиқимиздин бәк хурсән болдум. Бу яшлар билән шәрқий түркистан тоғрисида сөзләштуқ. Уйғурлар дучар болуватқан еғир бесим тоғрисида сөзләштуқ. Бу мәсилиниң түркийәниң күн тәртипидә техиму көп орун елиши үчүн немиләрни қилалаймиз? бу тоғрилиқ музакирә елип бардуқ.”
Сатуқ буғра қавунҗу әпәнди сөһбәтниң яхши өткәнликини баян қилип мундақ деди: “биз билән көрүшкән яшлар пәқәт шәрқий түркистанлиқларла әмәс, тибәт вә кәшмирлик оқуғучиларму бар икән. Улар өз мәсилилири һәққидә пикир баян қилди. Музакирә ахирида бу һәқтә бундин кейин немиләрни қилсақ үнүмлүк болидиғанлиқи ениқ болди.”
Ийи партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси ахмәт камил әрозан әпәнди учришиш ахирида соалимизға җаваб берип мундақ деди: “бу яшларниң бизгә зиярәткә кәлгәнликидин хурсән болдуқ. Биз елип барған сөһбәт җәрянида бу яшларниң өз дәваси тоғрисида мәлуматқа игә икәнликини көрүп наһайити хурсән болдум. Уйғур мәсилиси, кәшмир мәсилиси вә тибәт мәсилиси бир-биригә охшимайду. Мениң демәкчи болғиним тарихниң өзигә хас қанунийити бар. Күткәнлириңларни әмәлгә ашуралмисаңларму үмидсизләнмәй, изчил һалда нишанға йетиш үчүн күрәш қилишиңларни үмид қилимән. Бизниң партийәмиз һәр даим силәрниң авазиңлар болиду.”
Барлиқ учришиш ахирлашқандин кейин зилалә мәмәт бу қетимқи түркийә зиярити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “биз истанбул билән әнқәрәгә зиярәт елип бардуқ. Биз түркийәдә уйғур мәдәнийитини қандақ сақлинип қалғанлиқини билиш үчүн кәлгәнидуқ. Истанбулдики уйғур балилириниң мәктәплирини екскурсийә қилдуқ, уйғур тәшкилатлирини зиярәт қилдуқ. Уйғурларниң өз мәдәнийитини қоғдап қалғанлиқини көрүп интайин хурсән болдуқ.”
Калифорнийәлик уйғур паалийәтчи яш мәрдан мәхмут түрк сиясий партийәләрниң мәсуллири вә парламент әзалири билән көрүшкәндин кейинки тәсиратини баян қилди. У, мундақ деди: “түрк сиясәтчиләр билән көрүшкәнликимиздин интайин хурсән болдуқ. Улар билән сөзлишиш җәрянида улар бизгә мустәқил болушниң ундақ асан болмайдиғанлиқини, лекин узун муддәт күрәш қилиш керәкликини деди. Биз көрүшкән сиясий партийәләр уйғурларниң мустәқиллиқини арзу қилидикән, лекин буни әмәлгә ашуруш үчүн күрәш қилиш керәкликини ейтишти.”
Яш тибәт паалийәтчи қиз тсәтан намдол өз тәсиратини баян қилип мундақ деди: “мениң түркийәгә тунҗи қетим келишим. Мән истанбулниң зәйтинбурну, сәфакөй вә селимпаша дегән җайлиридики уйғурларни көрүп өзүмни уйғур болуп қалғандәк һес қилдим. Мән пүтүн учришишларда тибәт мәсилисини аңлаттим. Түркийәдә тибәтләрниң авази болғанлиқим үчүн интайин хурсән болдум.”
Мәзкур 4 нәпәр яшниң ейтишичә “америка уйғур яшлири” намидики бу яшлар гурупписи алдимиздики күнләрдә һиндистан вә тәйвәнгә берип уйғур, тибәт вә кәшмир мәсилисини аңлитидикән.