Америка пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗиси бир қисим уйғурларни шадландурди
2024.11.07
Пүтүн дуня көз тикиватқан америка пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗиси 6-ноябир сәһәрдә мәлум болғандин кейин сабиқ пирезидент доналд трампниң 2025-йили 20-январда ақ сарайға көчүп кирип иш беҗиридиғанлиқи муқимлашти. Бу қетимқи сайламниң дуня вәзийити толиму мурәккәплишиватқан бир пәйткә тоғра келиши, җүмлидин америка-хитай мунасивити, русийә-украина уруши қатарлиқ зор вәқәләр уйғур қирғинчилиқиниң чуқанлирини бесип кетиши түпәйлидин муһаҗирәттики уйғурларму бу сайламға йеқиндин диққәт қилип келиватқаниди. Бу һал америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи аз санлиқлар рәһбири мич мәкконел (Mitch McConnell) ниң “бу қетимқи сайлам 2-дуня урушидин буянқи әң хәтәрлик пәйткә тоғра кәлди” дегән сөзлиридиму әкс әткән болуп, доналд трамп дәвридә уйғур қирғинчилиқиниң рәсмий етирап қилиниши билән зич бағланған һалда бу һәқтә көплигән соалларға дуч кәлмәктә.
Уйғур елидики қирғинчилиқ 2017-йиллиридин башлап рәсмий һалда ташқи дуняға билинишкә башлиғандин кейин һәр тәрәплимә тиришчанлиқлар, мутәхәссисләрниң доклатлири, лагер шаһитлириниң баянлири вә америка һөкүмити топлиған учурлар асасида 2021-йили 19-январ күни америка ташқи ишлар министири майк помпейо (Mike Pompeo) әпәнди “хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлири қирғинчилиқтур” дегән тарихий һөкүмни елан қилди. Бу күн дәл трамп һөкүмити ақсарайдин айрилип, байден һөкүмити уларниң орнини елишқа бир күн қалған вақит болғачқа бу тарихий қарарниң ақивити қандақ болидиғанлиқи һәққидә түрлүк әндишиләрму оттуриға чиққаниди. Һалбуки йеңидин ташқи ишлар министири болған антони билинкин (Antony Blinken) бу һәқтики гуваһлиқ йиғинида бу қарар һәққидики соалларға җаваб берип: “бу мәсилидә мениң қараримму мушундақ” дейиш арқилиқ буниң америка һөкүмити үчүн өзгәрмәс қарар болидиғанлиқини билдүрди.
Дәрвәқә шуниңдин кейинки төт йилда байден һөкүмити бу һәқтә бәзи әмәлий қәдәмләрни алди. Алди билән уйғурлар һәққидә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” вә “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” намлиқ қанунлар рәсмий ишқа ешип, уйғур қирғинчилиқидики ядролуқ мәзмунлар қанун бойичә бир яқлиқ қилинидиған темилар дәриҗисигә көтүрүлди. Америка вәтән хәвпсизлик министирлиқи вә ташқи ишлар министирлиқи бу саһә бойичә бир қатар әмәлий хизмәтләрни вуҗудқа чиқарди. Шу сәвәбтинму уйғурларға мунасивәтлик ашу бир қатар тәрәққиятларға асас салған җумһурийәтчиләр партийәсиниң йеңидин һакимийәт бешиға қайтип келиши муһаҗирәттики көп қисим уйғурларни хушал қилған вәқәләрдин болуп қалди. Бу һәқтә сөз болғанда америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир сайлам нәтиҗисиниң уйғурлар үчүн кичиккинә болсиму хәйрлик ишларға сәвәб болушиниң муһим икәнликини алаһидә тәкитләйду.
Уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарар сабиқ пирезидент трамп дәвридә елан қилинған һәмдә байден һөкүмити бу қарарни давамлаштуруп иҗра қилғанлиқтәк реаллиқ дуня уйғур қурултийи (д у қ) иҗраийә комитетиниң рәиси, уйғур һәрикитиниң директори рошән аббасниң бу һәқтики чүшәнчисидә муһим салмақни игиләйду. Шуңа у йеңидин иш башлаш алдида турған трамп һөкүмитиниң бу қарарни иҗра қилиш саһәсидә техиму күчлүк тәдбирләрни оттуриға чиқиришиға болған үмидварлиқини зияритимиз җәрянида алаһидә әскәртти.
Трамп һөкүмити изчил тәкитләп келиватқан мәсилә “қанунсиз көчмәнләр” вә америка чеграсиниң мустәһкәм болуши һәққидики мәсилиләргә четилидиған болуп, мушу сәвәбтин бу қетимқи сайламда доналд трампниң йеңип чиқиши америка тәвәсидә сиясий панаһлиқ илтимаси билән туруватқан бир қисим уйғурларни әндишигә селип қойғанлиқи мәлум. Әмма әлфидар илтәбирниң қаришичә, бу хил әндишә пүтүнләй орунсиз. Чүнки доналд трамп тәкитләватқан “көчмәнләр” мәсилиси қанунсиз һалда “там атлап” киривалған көчмәнләргә қаритилған болуп, уйғурлардәк қирғинчилиққа дуч келип панаһлиқ илтимаси сунған уйғурлар бу хил “қанунсиз көчмәнләр” дин пүтүнләй пәрқ қилиду.
Муһаҗирәттики уйғур даваси ташқи җәһәттә һәрқачан чәт әл һөкүмәтлириниң биваситә яки васитилик қоллашлириға моһтаҗ болидиғанлиқини әскәрткән рошән аббас бу қетимқи сайлам нәтиҗисиниң уйғур давасиға бәлгилик дәриҗидә пайдилиқ болушини үмид қилиду. Униң қаришичә, америка-хитай мунасивити нөвәттә иқтисадий вә сиясий сәвәбләр түпәйлидин йириклишиватқанда бу һал васитилик һалда уйғур давасиға бәзи иҗабий пурсәтләрни ата қилиши мумкин.
Нөвәттә америка пирезидентлиқ сайлими дунядики һәрқайси ахбарат васитилириниң баш бәтлиридин орун еливатқан болуп, буниңға мунасивәтлик көплигән мәсилиләр тоғрисида охшимиған мәвқәдики пикирләр оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум.