Мутәхәссисләр:“хитайға хушхәвәр болған ишлар уйғурлар үчүн шум хәвәрдур”
2025.03.20
Америка пирезиденти доналд трамп 14-мартта елан қилған иҗраийә буйруқиға бинаән “америка дуняви таратқулар агентлиқи” (USAGM) қармиқидики хәлқаралиқ ахбарат органлириниң мәблиғини тоңлитиш вә уларни қисқартип ихчамлаш хизмити рәсмий башланған болуп, шу күндин етибарән бу әһвал тездин дуня ахбарат саһәсидики қизиқ темиларниң биригә айланди. явропа вә америка тәвәсидики көплигән ахбаратлар буниң пайда-зийини һәққидики түрлүк мулаһизиләрни оқурмәнләргә сунушқа башлиғанда хитай ахбарат саһәси тездин буниңға алқиш яғдуруп,буни “аҗайип зор хушхәвәр” дәп тәрипләшкә өтти.
“бу радийолар тақилиши керәк иди!”
Хитай һөкүмитиниң канийи һесаблинидиған “йәр шари вақти гезити” ниң 17-марттики обзор мақалисидә бу һал алаһидә алқишлинип “булар һәмишә дөлитимиз һәққидә сахта учурларни тарқитиш билән мәшғул болуп кәлгән иди. Уларниң тақилиши наһайити яхши бир иш” дейилгән. Шуниңдәк “америка авази” ни алаһидә мисалға елип “бу радийо әмәлийәттә ялғанчилиқ завути иди. Уни бурунла тақиветиш лазим иди” дегән.Мәзкур гезитниң сабиқ баш муһәррири ху шиҗин тездин өзиниң иҗтимаий таратқу һесабида бу тоғрисида сөз қилип “әмди ‛америка авази‚ паләч һалға чүшүп қалди! дөлитимизгә әшәддийләрчә өчмәнлики болған ‛әркин асия радийоси‚ му шундақ болди. Бу қалтис хушхәвәр” дәп язған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи чақирған мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирлар “америка авази” вә “әркин асия радийоси” ниң мәблиғини тоңлитип қоюш мәсилиси тоғрисида соал сориғанда министирлиқниң баянатчиси мав ниң “сиз тилға алған бу таратқуларниң дөлитимиз һәққидә ялған-явидақларни тарқитип йүргини һечкимгә сир әмәс” дәп җаваб бәргән.
Хитай һөкүмитиниң бу хилдики алқишлири ялғуз хитай дөлити биләнла чәклинип қалғини йоқ.Йиллардин буян “хитайниң беқиндиси” дәп қарилип кәлгән камбоджаға қириқ йилдин бери “төмүр мушт” билән һөкүмранлиқ қилип кәлгән мустәбит хун сен (Hun Sen) буни қарши алидиғанлиқини ашкара баян қилған. “җәнубий хитай әтигәнлик гезити”ниң 18-марттики обзорида ейтилишичә, хун сен бу һәқтә тохтилип “бу әмәлийәттә сахта хәвәр, ялғанчилиқ, һәқиқәтни бурмилаш вә дуня миқясида паракәндичилик пәйда қилишта актип рол ойнап кәлгән тәшвиқат машинисиға пирезидент трампниң хатимә беришидур” дегән.
Хитай һөкүмити өткән бирнәччә йилда ғайәт зор малийә күчи вә адәм күчи сәрп қилиш бәдилигә иҗра қилип кәлгән “хитай һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш”, “шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш” дегәндәк тәшвиқатларда актип рол ойнап кәлгән чәтәллик “тор чолпанлири” му буни бир чоң ғәниймәт пурсәт, дәп билгәнлики мәлум. Йиллардин буян шаңхәйдә яшап келиватқан йеңи зеландийәлик яш анди борам (Andy Boreham) “хитай һәққидики мәлуматлар” намида хитайни мәдһийәләш мәзмунидики учурларни тарқитип кәлгән кишиләрниң бири болуп, бу қетимқи иҗраийә буйруқи елан қилинған һаман буниңға әң актип аваз қошқан. У өзиниң X һесабида учур йоллап “өткән һәптә вашингтон шәһиридики хитайға қарши бәтбәширә тәшвиқат органлири тақалди. ‛америка авази‚ вә ‛әркин асия радийоси‚ ниң қара сайиси мәңгүлүккә ғайиб болди” дәп язған.
Дәрвәқә анди борамниң бу иштин гүлқәқәлири ечилип кәткәнлики дөләтлик аммиви радийо (NPR) ниң “қанлиқ шәнбә” темисидики обзорида алаһидә тәнқидлинип “әркин асия радийоси хитай һөкүмитиниң уйғурларға салған зулумлирини паш қилиш вә хәлқараниң диққитини бу мәсилигә бурашта муһим рол ойниған. Хитай һөкүмитиниң контроллуқида инглизчә нәшр қилинидиған ‛шаңхәй гезити‚ ниң ‛мухбири‚ буни ‛бәкму есил хәвәр‚ дәп атиған” дейилиду.
“һәқиқәтниң нурлири хунүклишиш алдида турмақта”
Хитай һөкүмитиниң бу һәқтики мәдһийәлири оттуриға чиққан һаман ғәрб дунясидики нопузлуқ ахбарат васитилири үчүн хәвәр темиси болуп қалған. Болупму хитай һөкүмитиниң узун йиллардин буян түрлүк чариләр биләнму йоқитишқа қурби йәтмәйватқан бу ахбарат васитилириниң әмдиликтә тақилип қелиш хәвпигә дуч келишидин хитайниң ашкара хушал болғанлиқи буниңдики мәркизий нуқта болған. “ню-йорк вақти гезити” ниң 18-марттики обзорида “америка авази” вә “әркин асия радийоси” ниң нәччә он йилдин буян хитай һөкүмити садир қилип келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини паш қилип кәлгәнлики, шу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң бу икки орунға әзәлдин қарши икәнлики ейтилиду.
Апторниң қаришичә, хитай һөкүмити ғәрб дуняси, җүмлидин америка тәсириниң хитайға сиңип киришидин бәкму еһтият қилип кәлгән болуп, йиллардин буян бу ахбарат васитилириниң радийо долқунлирини қалаймиқанлаштуруш вә тосуп қоюш үчүн ғайәт зор адәм күчи вә малийә күчи аҗритип кәлгән. BBC Ниң 18-марттики обзорида болса “әркин асия радийоси” ниң уйғур елидики зор көләмлик тутқун вә лагер системисини тунҗи болуп паш қилған ахбарат органлиридин бири икәнлики алаһидә әскәртилиду. Бу һәқтә уларға сөз қилғанлар бу хилдики ахбарат органлириниң тақилип қелиши маһийәттә һәқиқәтни паш қилғучи күчләрниң көмүлүп қелиши, шуниңдәк зулмәтниң һимайичилириниң һәммила йәрни өз баянлири билән толдурушиға йол ечип беридиғанлиқини, буниң билән адаләт нурлириниң хирәлишип қелиши йирақ әмәсликини алаһидә әскәртиду. Бу һәқтә сөз болғанда “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас “әркин асия радийоси йиллардин буян хитайниң көзигә қадалған мих болуп кәлгән. Шуңа бундақ хәвәрдин улар хушал болиду” дәйду.
Бу һәқтики зияритимиз җәрянида җорҗтавн университетиниң пирофессори җеймис милвард әпәнди “әркин асия радийоси” уйғур бөлүминиң сиясий вә мәдәнийәт җәһәтләрдики ролиға алаһидә юқири баһа бериду.
“буниңдики сәвәбләрниң бири, әркин асия радийоси уйғур ели яки шинҗаңда йүз бәргән нурғунлиған ишларни паш қилған болуп, хитай компартийәси кишиләрниң бу ишларни билишини халимайтти. Иккинчиси, әркин асия радийоси шунчә қийин шараиттиму охшимиған йоллар арқилиқ бу җайда уйғурларға немиләрниң болуватқанлиқини дуняға, шуниңдәк дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға тоғра хәвәр шәклидә оттуриға чиқарди.Техиму муһими, хитай һөкүмити өткән йилларда уйғурларни вә уйғур мәдәнийитини ассимилятсийә қилип хитай мәдәнийитигә қошуветишниң қәстигә чүшкән. Әднаси кишиләрниң уйғур тили өгинишини чәкләп, уйғур мәдәнийитиниң кейинки әвладларға йәткүзүлүшигә тосқунлуқ қилип кәлгән. Әркин асия радийоси болса бу тилни сақлап қелиш билән биргә бу тилда сиясий вә мәдәнийәт саһәсигә даир көплигән материялларни чиқарди. Бу мәнидин алғанда уйғур бөлүм әмәлийәттә дунядики уйғур мәдәнийитиниң мәркизи болуп қалған. Әмма хитай һөкүмити бундақ бир мәркәзниң мәвҗут болушини зинһар халимайду.”
Мәбләғни тоңлитип қоюш һәққидики иҗраийә буйруқи елан қилинғандин кейин “әркин асия радийоси” ниң пирезиденти бәй фаң ханим бу һәқтә пикир билдүрүп “радийо мәблиғиниң тохтитип қоюлуши диктаторлар вә мустәбитләр, җүмлидин хитай компартийәси үчүн мукапаттур. Бизниң шинҗаң һәққидики бөсүш характерлик мәлуматлиримиз тунҗи қетимлиқ трамп һөкүмитиниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан қирғинчилиқни дуняға җакарлишиға сәвәб болған иди” дәйду.
“бу пәқәт хитайниң чомақчилириғила хушхәвәр болиду”
Радийо мәблиғиниң тоңлитип қоюлуши һәққидики хәвәрләр мәлум болғандин кейин һәр саһәниң зор диққитини қозғиған бир мәсилигә айланди. Йиллардин буян уйғурлар мәсилиси билән шуғуллинип кәлгән алимлардин пирофессор җеймис милвард (James Millward) өзиниң X һесабида учур йоллап “‛әркин асия радийоси‚ ниң уйғур бөлүми бизни уйғур райони һәққидики мәлуматлар билән тәминләп келиватқан әң яхши мәнбә һесаблиниду. Буни йоқ қиливетиш америка үчүнму, шундақла америка һөкүмити қоллашқа тегишлик болған уйғурлар үчүнму бир дәрд болиду. Ташқи ишлар министири рубийо әпәнди: сиз бу мәсилигә қандақ қарайсиз?” дәп язған.
Әркин асия радийосиниң мәблиғи кесилгәнлики һәққидики соални башқа мухбирларму худди мушу шәкилдә оттуриға қойғанлиқи мәлум. “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, уйғурлар мәсилисидә актип болуп келиватқан марко рубийодин бу соал соралғанда ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси таммий брус (Tammy Bruce) “бу иш техи муқимлишип кәткини йоқ” дәп җаваб бәргән. Әмма бу һәқтә тәпсилий тохталмиған.
Бу тема муһаҗирәттики уйғурлар арисидиму ғулғула қозғиғанлиқи мәлум. Болупму “әркин асия радийоси” қармиқидики уйғур бөлүминиң тақилиш еһтималлиқи тоғрисида бәзиләр инкас йезип “әгәр шундақ болса бу уйғурниң чәтәлдики бирдинбир рәсмий авазиниң өчүрүлүши болуп қалиду” дегән. Йәнә бәзиләр болса “радийониң тақилиши хитайниң уйғурларни йоқитишиға йешил чирағ йеқип бәргәнлик болиду” дегән. Бу тоғрисида сөз болғанда пирофессор җеймис милвард буниң ялғуз бир радийо истансисиниң тақилиши болмайдиғанлиқини, әксичә буниң зәрири техиму чоң болидиғанлиқини алаһидә әскәртиду.
“шүбһисизки, әркин асия радийосиниң уйғур бөлүми дуня миқясида уйғур тилида аңлитиш беридиған әң муһим радийо вә учур мулазимити һесаблиниду. Бу бөлүмдә пидакар, юқири мәлуматлиқ вә тиришчан мухбирлар қошуни мәвҗут. Әмди келип бу бөлүмниң қисқартилиши азғинә һөкүмәт хираҗитини теҗәп бериши мумкин. Әмма бу радийоға аҗритилған азғинә хираҗәткә селиштурғанда улар тәйярлап чиққан пирограммилар уни һәссиләп бесип чүшиду. Уларниң уйғурларға ата қилғини, шуниңдәк америка һөкүмитиниң ‛юмшақ күч‚ истратегийәсигә қошқан төһписи бәкла чоң иди.”
Рошән аббасниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттики ишлар үчүн тәнтәнә қилип кетиши һечқачан уларниң җинайәтлирини унтулдуралмайду. Шуниңдәк уларниң һәқиқәт нурлирини өчүрүш урунушлириму мәқситигә йетәлмәйду.
Нөвәттә бу мәсилә һәрқайси иҗтимаий таратқу мунбәрлиридә қизиқ талаш-тартишқа сәвәб болуватқан болуп, бәзиләр “трамп һөкүмити бу хилдики идеологийә күришиниң муһимлиқини чүшәнмәйдиған дәриҗидә әмәс. Улар буни бурунқидинму үнүмлүк шәкилдә һәл қилиши мумкин” дәп язғанлиқи мәлум.