Америка “йеңи сода көрсәтмиси” елан қилип америка шеркәтлирини уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четилип қалмаслиққа агаһландурди
2021.07.13
Америка ташқи ишлар минситирлиқи бүгүн йәни 13-июл күни американиң малийә министирлиқи, сода министирлиқи, америка дөләт бихәтәрлик министирлиқи, америка әмгәк министирлиқи вә америка сода вәкиллири ишханиси қатарлиқ 5 һөкүмәт аппарати билән бирликтә уйғур елидики тәминләш зәнҗирлиригә мунасивәтлик йеңи сода көрсәтмисини елан қилди.
Мәзкур сода көрсәтмиси хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши елип бериливатқан җинайи қилмишлириға вә униң районда мәҗбурий әмгәкни күнсери күчийиватқанлиқиға қарита елан қилинған болуп, америка ташқи ишлар министири баянатчиси нед прайс бу һәқтики баянатида мундақ дегән: “райондики муәссәсәләрниң шинҗаң вә хитай тәвәсидики мәҗбурий әмгәк вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ икәнликини нәзәрдә тутқанда бу йеңиланған көрсәтмә шинҗаңға четишлиқ тәминләш зәнҗирлири вә мәбләғ мунасивәтлири болған орунларни хәвпниң зорийиватқанлиқи һәққидә агаһландуриду.”
Америка ташқи ишлар министири блинкен бүгүн тивиттерда мәзкур көрсәтмә һәққидә тохтилип мундақ дегән:
“бүгүн биз шинҗаң тәминләш зәнҗиригә мунасивәтлик йеңиланған сода көрсәтмисини елан қилдуқ. Бу көрсәтмә америка карханилириниң өзтәминләш зәнҗирлириниң мәҗбурий әмгәк яки башқа кишилик һоқуқдәпсәндичилики билән булғанмиған болушиғакапаләтлик қилишиға ярдәм бериду”.
Америкадики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директорисофиричардсонниң қаришичә бу көрсәтминиң илгирикиләрдин пәрқлиқ һалда йәниму көп һөкүмәт аппаратиниңқошулуши билән елан қилиниши диққәт қозғайдикән. У мундақ дәйду: “бу йеңиланған көрсәтмә йәнә икки һөкүмәт оргининиң қошулуши билән җәмий 6 һөкүмәт аппарати тәрипидин бирликтә елан қилинған. Бу интайин муһим, чүнки бу американиң шинҗаңға четишлиқ мәҗбурий әмгәккә тақабил туруш җәһәттики қанун-низамлирини йәниму күчләндүриду. У шундақла америка ширкәтлирини мәҗбурий әмгәккә четилип қалмаслиқи үчүн интайин тәпсилий вә әтраплиқ мәлумат билән тәминләйду”.
Баянатта көрситилишичә йеңиланған сода көрсәтмиисдә йәр алған мәзмунлар төвәндикиләрни өз ичигә алидикән:
“көрсәтмигә ортақ имза қойған әмгәк министирлиқи вә америка сода вәкиллири ишханиси тәминлигән учурларни, хитай һөкүмитиниңирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқи һәққидики уқтурушни, назарәт вә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ хитай ширкәтләргә мәбләғ селишниң хәтәрлири һәққидики конкрет учурларни, райондики тәминат зәнҗирлири вә мәбләғ селиш орунлири билән иш қилишниң хәтәр вә йошурун тәсирлиригә мунасивәтлик күчәйтилгән тәвсийәләрни өз ичигә алиду. Бу пәқәт назарәт қилиш биләнла чәкләнмәйду. Америка һөкүмитиниң шинҗаң вә униңға мунасивәтлик мәсилиләрдики иҗра қилиш һәрикәтлириниң йеңиланған тизимлики йәнәшинҗаңға четишлиқ көп қутуплуқ тәминләш зәнҗирлиригә аит учурлар вә шундақла башқа дөләтләрниң бу һәқтики алақидар назарәт қилип башқуруш бәлгилимилири һәм тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәккә аит учурлар қатарлиқларни өз ичигә алиду”.
Софиричардсон ханимниң көрситишичә, көрсәтминиң әң муһим нуқтисиуниңда америка ширкәтлири мәҗбурий әмгәккә четилип қелиштин қаттиқ агаһландурулғаникән. У мундақ деди:
“муһим болғини бу көрсәтмидә америка ширкәтлири мәҗбурий әмгәк ишлитидиған тәминләш зәнҗирлиригә четилип қелишниң ақивити һәққидә қаттиқ агаһландурулған. Қисқиси, америкадики 6 һөкүмәт оргини бирликтә ширкәтләргә ‛билмәй қаптимәндейишкә әмди һәққиң йоқ‚ дәватиду. Йәни сән у йәрдин чекинип чиқишла әмәс, бәлки америка қанунлириға хилаплиқ қиливатқан болушуң вә у йәрдики һәрикәтлириң үчүн америкада җазалинишиң мумкин, дәп агаһландуруватиду. Мана бу интайин муһим”.
Америка ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатида бу һәқтә очуқ қилип мундақ йезилған: “хитай һөкүмити шинҗаң уйғур аптоном райони вә башқа җайларда дәһшәтлик зиянкәшликни давамлаштурупуйғурлар вә қазақ вә қирғиз қатарлиқ башқа аз санлиқ милләт әзалиринитәқиблиди. Бу зиянкәшликләр кәң көләмлик болуп, у дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәк вә назарәт қилиш, нопусни мәҗбурий контрол қилиш тәдбирлирини вә балиларни аилидин айриш, кәң көләмлик тутушқатарлиқ ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни өз ичигә алиду”.
Ташқи ишлар баянатчиси недпрайсбаянатида мана бу еғир зораванлиқлар сәвәбидин ширкәтләрниң у йәрдә иш қилишиниң ақивитиниң еғир болидиғанлиқини әскәртти. У мундақ деди:
“бу зораванлиқларниң дәриҗиси вә даирисини көздә тутқанда, райондики тәминләш зәнҗирлиридин, қурулуш пиланлиридин вә яки мәбләғ пиланлиридин қол үзмәйватқан кархана вә шәхсләр интайин юқири еһтималда америка қанунлириға хилаплиқ қиливатқан болуши мумкин”.
Софиричардсон ханимниң ейтишичә бүгүн елан қилинған көрсәтмә мәҗбурлаш күчигә игә болмисиму әмма у буниң ақивити болмайдиғанлиқидин дерәк бәрмәйдикән. У мундақ дәйду: “бу көрсәтминиң мәҗбурлаш күчи йоқ, бирақ унтуп қалмаслиқимиз керәкки, американиң 6 һөкүмәт оргини әгәр буни кәң көләмдә иҗра қилишни пилан қилмиған болса бирликтә бундақ көрсәтмини елан қилип олтурмиған болатти”.
Америка диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нурийтүркәл америка һөкүмитиниң бу қарарини қарши алди. У бүгүн тивиттер арқилиқ елан қилған баянатида “биз америка һөкүмитиниң шинҗаң тәминләш зәнҗири сода көрсәтмиисни йеңилап, америка ширкәтлиригә бу һәқтә техиму очуқ йол көрсәткәнликини қарши алимиз. Бу комиетитимиз узундин буян тәшәббус қилип келиватқан уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң заманиви қуллуқиға қарши туруш күришидики муһим қәдәмләрниң бири болуп һесаблиниду” деди.
Бүгүн йәнә, явропа иттипақи комитети вә явропа ташқи һәрикәт мулазимити бөлүмиму (EEAS) явропа иттипақи ширкәтлирини мәҗбурий әмгәктин хали қилиш йолидики сода көрсәтмиисни елан қилди. явропа иттипақи комитетидин тарқитилған баянатта көрситилишичә, “бу көрсәтмә ширкәтләргә хәтәрни қандақ пәрқләндүрүш, алдини елиш, азайтиш вә қандақ һәл қилиш тоғрисида конкрет, әмәлий мәслиһәт бериш арқилиқ мәҗбурий әмгәкни сода зәнҗиридин йоқитиш” ни мәқсәт қилидикән.
Явропа иттипақи комитети иҗраийә муавин президенти вә сода ишлири комиссари валдисдомбровискис баянаттики сөзидә мундақ дегән: “дуняда мәҗбурий әмгәккә орун йоқ. Комитетимиз кишилик һоқуқни қоғдаштики техиму кәң хизмәтлиримизниң бир қисми сүпитидә бу өсмини (мәҗбурий әмгәк) йоқитишқа вәдә бәрди. . . Бүгүнки йетәкчи көрсәтмә билән биз явропа иттипақи ширкәтлириниң бу җәһәттики тиришчанлиқини қоллаймиз. Пат арида имканийәтлик сиҗил кархана башқуруш қанунимиз билән тегишлик тиришчанлиқимизни күчәйтимиз”.
Америка ташқи ишлар баянатчиси недпрайс бүгүн явропа иттипақиниңму америкаға мас қәдәмдә бу қарарни алғанлиқини әскәртти вә мундақ деди: “америка вә явропа иттипақиниңхәлқаралиқ тәминләш зәнҗирлиридә мәҗбурий әмгәк ишлитилиш мәсилиси һәққидики мәйдани охшаш. Биз бу мәсилини һәл қилиш үчүн һәмкарлишишқа тәйяр. Биз өз аппаратлиримиз, шериклиримиз, хусусий ширкәтләр вә дуняниң һәрқайси җайлиридики шерик вә һәмкарлашқучилиримиз билән биргә мәҗбурий әмгәктин халий болған ишәнчлик тәминләш зәнҗирлирини тәшәббус қилишни вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә диққәт тартишни давам қилимиз”.
Мәлум болушичә, йеқинда әнглийәдәчақирған г-7 дөләт башлиқлири йиғинида хәлқаралиқ тәминләш зәнҗирлиридә уйғурларниң мәҗбурий әмгики қатарлиқ һәрхил йосундики мәҗбурий әмгәкләрни йоқитиш тоғрисида пикир бирлики һасил қилған болуп, америка бу мәсилидә йетәкчи рол ойнашни давамлаштуридикән. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатида: “биз иттипақдашлиримиз вә шериклиримиз билән қоюқ маслишип, хитай һөкүмитиниңвәһшийликлири вә башқа зиянкәшликлири үчүн җавабкарлиққа тартилишини давамлиқ тәшәббус қилимиз” деди.