Америка һөкүмити америка ширкәтлирини уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қелиштин сақлиниш һәққидә йәнә агаһландурди
2023.09.28

Американиң бир қанчә һөкүмәт министирлиқи 26-сентәбир күни “шинҗаң тәминләш зәнҗири сода көрсәтмиси қошумчә һөҗҗити” ни елан қилип, америка ширкәтлирини уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қелиштин сақлинишқа йәнә бир қетим агаһландурған. Бу, америка ташқи ишлар министирлиқи, малийә министирлиқи, сода министирлиқи, ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи, әмгәк министирлиқи вә америка сода вәкили ишханисини өз ичигә алған бир қанчә һөкүмәт министирлиқлириниң 2020-йили 7-айдин бери, америка ширкәтлиригә қарита уйғур райониниң тәминләш зәнҗиригә мунасивәтлик бу хил сода агаһландурушини 3-қетим қайта елан қилиши болуп һесаблиниду.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 26-сентәбир елан қилған бу қетимқи сода көрсәтмиси қошумчә һөҗҗитидә бу қетим уйғур райони, шундақла пүтүн хитайдики мәҗбурий әмгәк вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә һәмдәмдә болуватқан орунларниң көлимини нәзәрдә тутқанда, америка ширкәтлириниң “тәминләш зәнҗири вә мәбләғдә шинҗаңға четилиш хәвпиниң артқанлиқи” алаһидә тәкитләнгән. Мәзкур һөҗҗәттә йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур районидики қорқунчлуқ дәпсәндичилики давам қиливатқанлиқи, бу дәпсәндичиликниң “дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк, зорлаш характерлик назарәт, мәҗбурий нопус контрол қилиш, балиларни аилисидин айриветиш, кәң көләмлик тутқун, һелиһәм давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрдики кишилик һоқуқниң башқа хорлаш шәкиллирини өз ичигә алидиғанлиқи” тәкитләнгән.
Американиң йеңи сода агаһландурушида көрситишичә, “бу дәпсәндичиликниң еғирлиқ дәриҗиси вә көлими нәзәрдә тутулғанда, шинҗаңға четишлиқ тәминләш зәнҗири, кархана яки мәбләғ селиштин чекинип чиқмиған ширкәт һәм шәхсләрниң америка қануниға хилаплиқ қилиш хәвпи юқири” икән. Вашингтондики “йәр шари адил әмгәк вә хәлқара әмгәк һоқуқи мунбири” тәшкилатиниң мәҗбурий әмгәк пирограмма директори алисон гил (Allison Gill) ниң көрситишичә, америка һөкүмитиниң мәзкур сода агаһландуруши сода саһәсигә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ тәминләш зәнҗириниң көлими һәққидә муһим сигнал бәргән.
Алисон гил 27-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “мениңчә, бу сода көрсәтмиси һөҗҗитиниң муһим нуқтиси, униңда 2021-йилдин бери қолға кәлгән йеңи тәтқиқатлар бирләштүрүлгән. Бу, нурғун йәр шари тәминләш зәнҗирлириниң уйғур районидики мәҗбурий әмгәк билән болған алақисини ашкарилап бериду. Биз буниңдин күнтахта тәминләш зәнҗири, полисиликон тәминләш зәнҗири, доригәрлик, PVC вә аптомобил тәминләш зәнҗирлириниң алақисини көрәләймиз. ”
Алисон гилниң қәйт қилишичә, мәзкур һөҗҗәт сода саһәсигә тәминләш зәнҗиридики уйғур мәҗбурий әмгикиниң четилиш көлимини намаян қилип бәргән. Алисон гил мундақ дәйду: “биз йәнә буниңдин йеқинқи икки йил мабәйнидики тәтқиқатлардин еришкән шамал чақпәлики, калтсий карбон, буғдай, яңақ қатарлиқ мәһсулатларниң алақисини көрәләймиз. Шуңа бу һөҗҗәт, сода саһәсигә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ тәминләш зәнҗириниң көлиминиң қанчилик икәнликини көрситип бериш билән бир вақитта, америка һөкүмитиниң нурғун тәминләш зәнҗирлиридә йошурун мәҗбурий әмгәк хәвпиниң мәвҗутлуқини етирап қилғанлиқини көрситип бәргән. ”
Бу һөҗҗәттә йәнә уйғур райони билән сода алақиси болған мәбләғ салғучилар, учур мулазимити қилғучилар, васитичиләр, илмий тәтқиқат орни вә илмий мулазимити билән тәминлигүчиләрни өз ичигә алған барлиқ ширкәт вә шәхсләр, әгәр бу райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қатнашқан орун вә шәхсләргә четилса, буниң улар үчүн “җиддий нупуз, иқтисад, қануний җавабкарлиқ хәвпи барлиқи” алаһидә тәкитләнгән.
Мәзкур һөҗҗәттә қәйт қилишичә, бу хил нопуз, иқтисад вә қануний җавабкарлиқ хәвпи, мәҗбурий әмгәк вә назарәт системисиға четилишни өз ичигә елиш билән бир вақитта йәнә буниң биләнла чәклинип қалмайдикән. Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишлар директори лоиза грев, бу һөҗҗәттә гәрчә америка уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклигән болсиму, лекин хитайниң сияситидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқи алаһидә тәкитләнгәнликини билдүрди.
Лоиза грев 27-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “бу һөҗҗәттә (америка) ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ арқилиқ, хитай тавар ишләпчиқарғучилириға қарита бесим ишләткән болсиму, лекин хитай һөкүмитиниң сияситини өзгәртиштә һечқандақ қәдәм басмиғанлиқи алаһидә қәйт қилинған. ‛хитайниң сияситини өзгәртиш, хәлқара тәминләш зәнҗириниң дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәктә булғинишини ташлаш һәққидики чақириқларға көз юмғанлиқи‚ , америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2023-йиллиқ ‛адәм қачақчилиқи‚ тоғрисидики доклатидиму алаһидә тәкитләнгән” дәп көрсәтти. Лоиза гревниң қәйт қилишичә, нөвәттә хитай өзиниң сияситини өзгәртиш орниға хәлқара әндишиләргә қарши системилиқ тәшвиқат һәрикити елип бармақта икән.
Лоиза грев мундақ деди: “һөҗҗәттә қәйт қилинғинидәк, хитай буниң орниға хәлқара әндишиләргә қарши системилиқ һәрикәт елип бармақта. Униң бу һәрикити инкар қилиш, сиясий ғәрәзлик илимий тәтқиқат, пахта ишләпчиқиришиға аит сахта санлиқ мәлуматларни тарқитиш, йәрлик тәшвиқат һәрикити вә хәлқара ширкәтләргә бесим ишлитиш қатарлиқларни өз ичигә алиду. ”
“йәр шари адил әмгәк вә хәлқара әмгәк һоқуқи мунбири” тәшкилатидики алисон гилниң ейтишичә, бу һөҗҗәт барлиқ ширкәтләргә уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қалмаслиқ һәққидә күчлүк сигнал бериш билән бир вақитта, америка һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши туруш васитилирини бир йәргә муҗәссәмләштүргән икән.
Алисон гил мундақ дәйду: “әлвәттә, биз пахта вә пәмидурниң тәминләш зәнҗирини билимиз. Лекин мән мәһсулат импорт қилидиған һәммә ширкәт уйғур мәҗбурий әмгикиниң хәвпидин толуқ хәвәрдар, шундақла тәминләш зәнҗириниң хәритисини толуқ чүшиниду, дәп дәп қаримаймән. Мениңчә, бу һөҗҗәт барлиқ ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикини ишлитиши яки униңға четилишиға болмайдиғанлиқи һәққидә техиму күчлүк сигнал бәрди. ”
Америка һөкүмитиниң мәзкур сода агаһландуруши, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң уйғур районидики 3 чоң хитай тоқумичилиқ ширкитигә ембарго йүргүзгән охшаш бир күндә елан қилинди. Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи 26-сентәбир күни “шинҗаң җуңтәй һәссидарлиқ чәклик ширкити” , “тәңритағ юң тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити” вә “шинҗаң тйәнмйән ул тоқумичилиқ чәклик ширкити” ниң мәһсулатлириниң америкаға импорт қилиниши чәклинидиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур министирлиқниң тәкитлишичә, бу ширкәтләр хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғурларни нишан қилған дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк пирограммилириға қатнашқан икән. Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң министири алиһандро майоркасниң 26-сентәбир елан қилған бу һәқтики баянатида, “биз пайда-мәнпәәт үчүн мәҗбурий әмгәкни ишлитип, кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилған ширкәтләргә йол қоймаймиз” дейилгән. Һалбуки, хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә салғанлиқиға аит рәт қилғусиз күчлүк дәлилләр мәвҗут болсиму, лекин хитай һөкүмити уйғур районида мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқини изчил рәт қилип кәлмәктә.