Америка әлчиси мишел тәйлир: “америка уйғурларниң мәсилисини унтуп қалмайду”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.12.10
roshen-michele-taylor.jpg Американиң җәнвәдики хәлқаралиқ органларға мәсул әлчилики билән уйғур һәрикити тәшкилати, йәршари қоғдаш мәсулийити мәркизи вә хәлқаралиқ инсан һәқлири мулазимити қатарлиқ 4 орун бирликтә уюштурған бу паалийәтниң X тики тәшвиқати. 2024-Йили декабир.
X/@CUyghurs

9-Декабир күни җәнвәдә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни дуня җамаәтчиликиниң сәмигә селиш мәқситидә филим қоюш һәмдә сөһбәт йиғини уюштурулған. Американиң җәнвәдики хәлқаралиқ органларға мәсул әлчилики билән уйғур һәрикити тәшкилати, йәршари қоғдаш мәсулийити мәркизи вә хәлқаралиқ инсан һәқлири мулазимити қатарлиқ 4 орун бирликтә уюштурған бу паалийәткә американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә турушлуқ даимий әлчиси мишел тәйлир ханим қатнишип сөз қилған.

У сөзидә американиң уйғурлар билән бир сәптә турушни давам қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ дегән:

“биз уйғурлар вә шинҗаң уйғур аптоном районидики башқа аз санлиқ милләтләр билән һәр даим бир сәптә туримиз. Бүгүнки бу паалийәт пәқәтла рошән аббас вә униң һәдиси дохтур гүлшән аббас һәққидики филимни қоюш әмәс, бәлки бизниң шинҗаңдики вә дуняниң һәрқайси җайлиридики зулумға учриған барлиқ кишиләргә уларни унтуп қалмиғанлиқимиз һәққидә күчлүк әскәртиш беришни мәқсәт қилиду.”

Мишел тәйлир ханим сөзи давамида сабиқ кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң ишханиси тәрипидин уйғур елидики вәзийәт баһалап чиқилған доклат елан қилинғанлиқиға икки йилдин ашқанлиқи вә бу доклатта уйғур елидә йүз бериватқанларниң “инсанийәткә қарши җинайәт” тин ибарәт хәлқаралиқ җинайәт шәкилләндүрүши мумкинлики һәққидә хуласә чиқирилғанлиқини әслитип туруп йәнә мунуларни дегән:

“2022-йили 9-айда, америка б д т да кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң бу диққәт қозғайдиған баһаси һәққидә муназирә елип бериш қарарини оттуриға қойди. Әйни чағда бу тәдбирни қоллимайдиған дөләтләрму сөз қилип, шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрниң начар вәзийитини қаттиқ тәнқид қилди һәм хитай үстидин хәлқаралиқ әйибләш пәйда қилишқа тиришти. Бу йил күздә, кишилик һоқуқ кеңишидә, мән 10 дөләткә вакалитән бирләшмә баянат елан қилип, хитайни алий комиссар ишханиси билән һәмкарлишип туруп, 2022-йилдики баһалашта оттуриға қоюлған тәвсийәләрни иҗра қилишқа чақирдим. Икки йилдин кейинки бүгүнки күндиму хитай хәлқ җумһурийити доклатниң нәтиҗисини вә һәқиқәтләрни давамлиқ рәт қиливатиду.”

Мишел тәйлир сөзи давамида американиң бу җәһәттики тиришчанлиқлирини давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп мунуларни дегән:

“америка, уйғур мусулманлири дуч келиватқан бу үмидсиз кишилик һоқуқ вәзийитини унтуп қалмиди вә унтуп қалмайду. Кишилик һоқуқ кеңишиниң қолида бу мәсилиләрни һәл қилидиған нурғун чариләр бар. Адаләтсизлик мәйли қайси җайда йүз бәрсун, биз уни чоқум әйиблишимиз керәк. Һечқандақ дөләт адаләттин үстүн әмәс.”

Мишел тәйлир ханимниң сөзидин кейин, паалийәттә рошән аббас ханимниң тутқундики һәдиси гүлшән аббасниң мәсилиси йорутулған “һәдәмни издәп” намлиқ филим қоюлған вә арқидин уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә бир сөһбәт пирограммиси уюштурулған.

“ғайиб қилинғанларниң һекайиси” дәп аталған бу сөһбәт пирограммисиға рошән аббас ханим билән бирликтә, һәдиси гүлшән аббас ханимниң америкадики қизи зиба мурат вә филим ишлигүчи җавад мир қатарлиқлар қатнишип сөз қилған.

Рошән аббас ханим йиғин аңлиғучилириға “уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зулумниң бир күнму тохтап қалмиғанлиқини” тәкитлигән вә хәлқарадин бу һәқтә йәниму көп хизмәтләрни қилиши, һәрқайси дөләтләрниң бу мәсилидә йәниму актип тәдбир қоллиниши лазимлиқини билдүргән.

Рошән аббас ханим радийомизға қилған сөзидә, уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күнидә өткүзүлгән бу паалийәткә американиң кишилик һоқуқ кеңишидә турушлуқ даимий әлчиси мишел тәйлир ханимниң биваситә келип қатнишишиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

У йәнә, 9-декабир күни ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни мунасивити билән өткүзүлгән бир қатар паалийәтләр арқилиқ уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни тохтитиш, һөр вә әркин яшаш ирадисиниң йәнә бир қетим намаян қилинғанлиқини ейтти.

“ғайиб қилинғанларниң һекайиси” дәп нам берилгән бу паалийәткә америка вә башқа бир қисим дөләтләрниң б д т дики дипломатлири, кишилик һоқуқ органлири мутәхәссислири, паалийәтчиләр, шуниңдәк бу мәсилигә қизиқидиған көплигән кишиләр қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.