Америка вә хитай һәрбий айропиланлири охшаш вақитта тәйвән тәвәликигә киргән
2021.01.31

Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң ейтишичә, шу җай вақти йәкшәнбә күни, америкиниң бир данә разведка айропилани вә хитайниң бир нәччә һәрбий айропилани тәйвәнниң һава мудапиә пәрқләндүрүш райониниң ғәрбий җәнуб бурҗикигә бирла вақитта киргән.
Өткән һәптә тәйвән даирилири хитайниң тәйвән һава бошлуқиға күрәшчи вә бомбардиманчи айропиланлирини көп қетим йоллиғанлиқини доклат қилған. Шу әснада америка “теодор розвелт” намлиқ авиаматкисини тәйвән боғузи арқилиқ җәнубий деңизға әвәткән.
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң ейтишичә, йәкшәнбә күни җәмий йәттә хитай айропилани тәйвән контроллуқидики пратас арилиға йеқин деңиз районида һәрикәт елип барған.
Хитай айропиланлири киргән районға америкиниң бир данә разведка айропиланиму охшаш вақитта учуп киргән.
Хитай алдинқи һәптә тәйвәнгә болған һәрбий бесимни күчәйткән вә “мустәқиллиқ уруш дегәнлик” дәп тәйвәнни агаһландурған. 23-январ америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси нед прайс хитайни тәйвәнгә тәһдит селишни тохтитишқа чақирған иди.
Хитай өткән икки һәптидин буян тәйвән һава бошлуқиға бир нәччә қетим үсүп кирип, тәйвән боғузи вәзийитини җиддийләштүргән болсиму, әмма америка һәрбий айропилани билән охшаш районда охшаш вақитта доқурушуп қалмиған икән.