Америка явропадики урушни аяғлаштуруп, диққәтни хитайға қаратмақчи болған
2025.02.15

Америка пирезиденти доналд трамп, украина уруши билән исраилийә-хамас тоқунушини сөһбәт вә дипломатийә арқилиқ һәл қилидиғанлиқини көп қетим билдүргән болуп, алдинқи һәптә исраилийә пирезиденти нетанияхо билән ақсарайда көрүшкән болса, бу һәптә русийә пирезиденти виладимир путин вә украина пирезиденти виладимир зелниски билән телефонда көрүшкән.
Америка пирезиденти доналд трамп 12-феврал өзиниң X һесабида елан қилған учурида, русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонда көрүшкәнликини, униң билән украина вә оттура шәрқ мәсилиси, енергийә, сүний әқил вә доллар тоғрулуқ сөзләшкәнликини билдүргән. Униң қәйт қилишичә, путин украина урушини тохтитиш үчүн америка тәрәп билән дәрһал сөһбәтлишишкә қошулған. Икки тәрәп йәнә пат йеқинда өзара дөләт зияритидә болушқа келишкән.
Пирезидент доналд трамп йәнә шу күни X һесабида елан қилған учурида, украина пирезиденти виладимир зелниски билән украинадики уруш тоғрулуқ сөзләшкәнликини, тәрәпләр сөһбитиниң 14-феврал (җүмә) күнигә бекитилгәнликини, американиң муавин пирезиденти J. D Вәнс билән америка ташқи ишлар министири марко рубийо башчилиқидики бир өмәкниң бу сөһбәткә қатнишидиғанлиқини билдүргән.
Америка дөләт мудапиә министири пет һегсет 13-феврал күни бирюсселда натоға әза дөләтләр мудапиә министирлири йиғиниға қатнашқанда қилған сөзидә пирезидент трампниң, украинада болуватқан қанлиқ урушни аяғлаштуруп тинчлиқ бәрпа қилиш тәшәббусини тәкитлигән. У русийә билән украинани сөһбәт үстилигә елип келишниң нөвәттики әң муһим иш икәнликини, украинаниң буниңдин кейин натоға әза болмайдиғанлиқини, 2014-йилдин илгирики чеграсини әслигә кәлтүрәлмәйдиғанлиқини, америка армийәсиниң украинаға орунлашмайдиғанлиқини вә украинадики урушқа американиң пул чиқармайдиғанлиқини билдүргән. Пет һегсет украинаниң натоға әза болушиниң бу мәсилиниң сөһбәт арқилиқ һәл болушиға пайдиси болмайдиғанлиқини оттуриға қойған.
13-Феврал CNN торида елан қилинған бир мақалидә, пирезидент доналд трампниң украинадики урушни аяғлаштуруш үчүн русийәниң “украинани натоға әза қилмаслиқ, украинаниң 2014-йилдин илгирики чеграсини әслигә кәлтүрмәслик, украинаға һәрбий ярдәм бәрмәслик” дегәндәк тәләплиригә мақул болушидики мәқсәтниң, американиң асаслиқ һәрбий нишанини явропадин хитайға йөткәш икәнлики оттуриға қоюлған.
“америка авази” ниң хәвәр қилишичә, пет һегсет 11-феврал германийәдә американиң явропадики қоманданлиқ баш иштабида таратқуларниң зияритини қобул қилғанда хитай тоғрулуқ сөз қилип: “хитайниң нийити яман, у өз әтрапидики районларғила әмәс, латин америкаси билән африқағиму чишини биләватиду. Америка әркин дуняниң йетәкчиси болуш сүпити билән, өз мәнпәәтини қоғдаш билән бирликтә, асаслиқ күчини коммунист хитайниң һинди-тинч окян райони вә дуняниң башқа җайлиридики хирислириға тақабил турушқа мәркәзләштүриду”.
Түркийә һаҗәттәпә университети дотсенти, тарих пәнлири доктори вә вәзийәт анализчиси әркин әкрәм америка билән хитайдәк күчлүк дөләтләр арисида асанлиқчә җәң болмайдиғанлиқини, әмма һәрбий риқабәт вә бу җәңгә тәйярлиқ қилишниң давамлишидиғанлиқини билдүрди.
7-Феврал, америка дөләт мудапиә министирлиқида өткүзүлгән йиғинда, пет һегсет американиң йәнила хитай вә русийә қатарлиқ дөләтләр билән “ис-түтәксиз уруш” ичидә туруватқанлиқини, дөләтләр ара тоқунушни кәлтүрүп чиқириш еһтимали болған тор һуҗуми, ялған учур тарқитиш, иқтисадий җаза қатарлиқларниң давамлиқ мәвҗут болидиғанлиқини билдүргән. У бу йиғин арқилиқ хитайға сигнал бериватқанлиқини тәкитләп, “һинди-тинч окян районида талаш-тартиш давамлиқ мәвҗут болиду” дегәниди.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи тор бетидә елан қилинған бу хәвәрдин мәлум болушичә, пет һегсет бу йиғинда йәнә, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң буниңдин кейинки асаслиқ вәзиписиниң хитай тәһдитигә қарши дөләт мудапиә күчини, болупму һинди-тинч окян районидики һәрбий күчини ашуруш икәнликини, униң үчүн мәзкур райондики иттипақдашлири билән һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқи, америка армийәсини техиму илғар, заманиви армийә қилип қуруп чиқидиғанлиқини, интернет вә сүний әқил техникисиға алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини билдүргән.
У йәнә хитай, русийә қатарлиқ дөләтләр билән гио-сиясий риқабәтни һәр заман биринчи орунға қойидиғанлиқини, һәрбий қисимда ислаһат елип баридиғанлиқини, америка дөләт мудапиә министирлиқида мәвҗут болған үнүмсиз чиқим, биһудә чиқимларни қисқартидиғанлиқини, дөләт мудапиәси хамчотидин үнүмлүк пайдилинишқа әһмийәт беридиғанлиқини ейтқан.
Мәлум болушичә, американиң дөләт мудапиә хамчоти дуня бойичә әң көп болуп, 2023-йили 1 тириллийон америка доллиридин ашқан. Бундақ болушидики сәвәб, хитай билән русийәниң һәрбий тәһдити давамлиқ күчийип маңған.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң америка билән хитай оттурисида тоқунуш болуш-болмаслиқиниң хитайниң һәдидин ешиш-ашмаслиқиға бағлиқ икәнликини билдүрүп мундақ дәйду: “хитай америкаға шилтиң етиватқан, американиң әқлий мүлүклирини оғрилаватқан, америкаға фентанил сетиватқан, шундақла америкаға қарши хәлқ уруши қозғаватқан бир дөләт. Бу, америка билән болған мунасивәтниң нәгә меңишини хитай бәлгиләйду дегәнликтур. Әгәр хитай пәйлидин йенип, хәтәрлик һәрикәтлирини тохтатса, униң билән яхши өтимиз; әгәр һәрикитини давамлаштурса, мунасивитимиз қийинлишиду”.
Хитай тәрәп болса, американиң һинди-тинч окян районидики һәрбий хираҗитини көпәйтиш яки иттипақдашлирини қозғитиш һәрикәтлирини тәнқидләп келиватқан болуп, 8-феврал күни “хитай һәрбий ишлири” тори, пирезидент трампниң америка үнүмдарлиқ министири елон маскни америка дөләт мудапиә министирлиқиниң хамчотини ениқлашқа буйруғанлиқи һәққидә хәвәр елан қилған. Хитайниң “сина” ториму бу һәқтә хәвәр берип, “американиң дөләт мудапиәсигә аҗритидиған пули америкадики һәрбий санаәт хоҗайинлириниң мәнпәәтигә четилиду. Елон маскниң SpaceX ширкити америка армийәси билән нәччә милярд долларлиқ тохтам имзалиди, шуңа униң америка дөләт мудапиә министирлиқиниң һесабини тәкшүрүши чоқум күчлүк ғулғула қозғайду” дегән. Бу хәвәрдә йәнә, елон маскниң американиң F-35 типилиқ күрәшчи айропиланидин рази болмиғанлиқи, буниңға мәбләғ селиши тохтитип, сүний әқил билән адәмсиз учқуларни тәрәққий қилдурушқа хамчот аҗритиш керәкликини билдүргәнлики йезилған. Хитай мәтбуатлири елон маскниң көз қаришини тәшвиқ қилип, “буниңдин кейинки урушниң йүзлинишини сүний әқил билән адәмсиз учқу бәлгиләйду” дегән.
Анализчи гордон чаң бу һәқтә мундақ дәйду:
“тәһлилчиләрниң қаришичә, сүний әқил америка билән хитайниң кәлгүсидики һәрбий риқабитигә наһайити чоң тәсир көрситиду, чүнки у, бу икки дөләт оттурисидики барлиқ риқабәткә тәсир көрситиду. Кәлгүсидә қайси дөләт әң илғар сүний әқил техникисини игилисә, җаһанни шу сорайду”.
Америкадики сиясий анализчи андерс кор бу һәқтә радийомизға бәргән язмичә җавабида мундақ дәйду: “һазир америка вә башқа дөләтләр бир қисим дөләт мудапиә чиқимини, сүний әқил билән адәмсиз учқуни бирләштүрүш техникисиға мәбләғ селишқа ишлитиватиду. Америка, әнглийә, украина қатарлиқ дөләтләр йәнә лазер нурлуқ қоралларға охшаш техникилиқ қоралларға қарши мудапиәни күчләндүридиған юқири техникиларни тәрәққий қилдуруватиду”.
Доктор әркин әкрәмниң билдүрүшичә, тарихтин бери юқири техника вә иқтисад күчигә игә болған әнглийә билән америка дуняни сорап кәлгән болса, һазир буниңға хитай қетилмақчи болған, шуңа хитай 4-санаәт дәври болған сүний әқилдә америка билән риқабәтләшмәктә икән.