Консерватиплар иттипақиниң йиллиқ йиғинида хитай темиси әң асаслиқ орунни игилигән

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.02.28
Консерватиплар иттипақиниң йиллиқ йиғинида хитай темиси әң асаслиқ орунни игилигән Сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо әпәндим америка консерватиплар иттипақиниң 2021-йиллиқ сиясий һәрикәт йиғинида сөздә. 2021-Йили 27-феврал. Флорида, америка.
Photo: RFA

Америка консерватиплар иттипақиниң 2021-йиллиқ сиясий һәрикәт йиғинида хитайға тақабил туруш темиси әң асаслиқ орунни игилигән.

“политико” гезитиниң хәвәр қилишичә, 26-февралдин буян филорида штатида ечиливатқан йиғинда “хитай америкиға бузғунчилиқ қиливатиду”, “америка сода гуруһи хитайға тәслим болди” қатарлиқ темиларда нутуқ сөзләнгән.

Кеңәш палатаси әзаси том скот җүмә күни сөзлигән нутқида хитайниң өз пуқралирини өлтүриватқанлиини тилға алған вә мундақ дегән: “мән коммунист хитайға пайда йәткүзүп, америка ишчилириға зиян салидиған йәниму көп начар сода келишимлиригә йол қоймаймән. Вухән вируси һәққидә һәқиқәтни ашкарилиғанлиқи үчүнла хитай өз пуқралирини түрмигә ташлиди вә өлтүрди.”

Хәвәргә қариғанда, бу иштин хәвәрдар бир киши бу йил орландода өткүзүлидиған мәзкур йиғинни пиланлаш җәрянида тәшкиллигүчиләрниң хитай һәққидә он нәччә гуруппа юмилақ үстәл муһакимиси орунлаштурушни пилан қилғанлиқини ейтқан.

Мәлум болушичә, 28-февралғичә давам қилидиған мәзкур йиғинда йәнә, хитайниң хубей өлкисидин тарқалған корона вируси темисиму хитайға мунасивәтлик муназириләрдә оттуриға чиқиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.