Антоний билинкен: “хитай тәһдитигә қарши әтраплиқ истратегийә түзүп чиқип мәҗлискә йоллашқа капаләтлик қилимән”
2024.05.28

Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиниң гуваһлиқ йиғинида хитай тәһдитигә қарши әтраплиқ истратегийә түзүп чиқип мәҗлискә йоллашқа капаләтлик қилидиғанлиқини билдүргән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң рәсмий тор һесабидин бәргән хәвиригә асасланғанда, 2022-йили 5-айниң 21-күни америка ташқи ишлар министири антоний билинкен (Antony Blinken) америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетида ташқи ишлар министирлиқиниң паалийәтлири, америка дипломатийәси, дуняви қийинчилиқлар вә америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2025-йиллиқ хамчот тәлипи қатарлиқ мәзмунларда доклат бәргән. Шуниң билән бир вақитта билинкен америка кеңәш палата әзалириниң пәрқлиқ темилардики соаллириға җаваб бәргән. Бу йиғинда, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитай тәһдитигә қарши әтраплиқ истратегийәсини түзүп мәҗлискә елип келиши вә уни тездин иҗра қилиши һәққидә билинкенгә чақириқ қилинған.
Америка-хитай мунасивитидики йириклик йеқинқи йилларда давамлиқ әвҗигә чиқиватқан болуп, нөвәттә бу йирикликниң американиң дөләт мәнпәәти үчүн түрлүк қийинчилиқ вә хәтәрләрни елип келиватқанлиқи америка дөләт мәҗлисиниң алдиға қоюлған әң муһим вә җиддий мәсилиләрдин икәнлики мәлум. Бу түпәйли америка дөләт мәҗлиси 2022-йили америка кеңәш палата әзаси мит ромней (Mitt Romney) тонуштурған “дөләт мудапиә һоқуқ қануни” ни қобул қилғаниди. Бу қанунға асасланғанда, америка ташқи ишлар министирлиқиниң қисқа вақит ичидә күнсери ешиватқан хитай тәһдитигә тақабил туруш һәққидики истратегийәсини түзүп мәҗлискә елип келиши тәләп қилинғаниди. “дөләт мудапиә һоқуқ қануни” ниң қобул қилинғанлиқиға узун болсиму, америка ташқи ишлар министирлиқи хитай тәһдитигә тақабил туруш һәққидики әтраплиқ истратегийәсини түзүп мәҗлискә елип кәлмигән. Бу сәвәб билән америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиниң йиғинида мит ромней билинкенни тәнқид қилған вә тездин хитай тәһдитигә тақабил туруш һәққидики истратегийәсини түзүп мәҗлискә елип келишни тәләп қилған.
Америкадики вәзийәт анализчиси гордон чаң (Gordon G. Chang) Әпәнди америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетида өткүзүлгән бу йиғин вә мит ромнейниң билинкендин тәләп қилған хитай тәһдитигә қарши истратегийә түзүп чиқиши тәлипи һәққидә сөз қилип мундақ деди:
‛дөләт мудапиә һоқуқи қануни‚ болса америка ташқи ишлар министирлиқидин икки шәкилдә, бири мәхпий, иккинчи бири мәхпий болмиған шәкилдә хитай тәһдитигә қарши истратегийә түзүшни тәләп қилиду. Бу қанун қобул болуп 10 ай өтти, лекин байден һөкүмити хитай тәһдитигә қарши истратегийә түзүп мәҗлискә елип кәлгини йоқ. Шуңа мит ромней америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетидики йиғинда америка ташқи ишлар министири антоний билинкенгә бу қанунға әмәл қилишини ейтти. Мән буни йеқиндин көзитиватимән. Нәтиҗиси қандақ болиду йеқинда көримиз. Америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетида ечилған бу йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқниң хамчот тәлипи асаслиқ мәсилә болмиди. Хитай тәһдитигә қарши истратегийә түзүп чиқиш вә үни тездин иҗра қилиш болса музакирә қилинған муһим мәсилиләрдин бири болди. Бу испат аңлаш йиғинида һеч болмиғанда хитай тәһдитигә қарши истратегийә түзүп чиқиш мәсилиси оттуриға қуюлди. Кеңәш палата әзаси ромней бу пурсәтни ишлитип, америка һөкүмитиниң истратегийәсини оттуриға қоймиғанлиқини гәвдиләндүрди”.
Америка кеңәш палата әзаси мит ромней америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиниң йиғинида америка ташқи ишлар министири антоний билинкенгә мундақ дегән:
“хитайниң арзуси дуняни башқуруш-һәрбий, иқтисадий, гео-сиясий җәһәттә дуняни контрол қилиш. Хитайниң чоң истратегийәсини үнүмлүк ишлитиватқанлиқини көрүватимиз. Мән төвәндә хитайниң иҗра қиливатқан тактикилирини сөзләп өтимән. Хитай муһим кәсипләрни монопол қиливатиду. Куңзи институтлири қуруп өзиниң сиясәтлирини тәшвиқ қиливатиду. Тор системиси вә һалқилиқ ул әслиһәлиримизгә зиян бериватиду. Хәлқара тәшкилатлардики рәһбәрлик орниға киривелип тәсирини күчәйтиватиду. Һәрбий әслиһәлиримизниң әтрапидики терилғу йәрләрни сетивелиш, дунядики асаслиқ хам әшяларни монопол қилиш, америка ширкәтлиридин техника оғрилаш елип бериватиду. Америка вә башқа ғәрб әллири оттурисида ихтилап чиқириватиду. Шуңа мән америка ташқи ишлар министирлиқиниң тездин хитай тәһдитигә тақабил туруш һәққидики әтраплиқ истратегийәсини түзүп мәҗлискә елип келишни тәләп қилимән”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори доктор һенрик шаҗивск (Henryk Szadziewski) бир йил бурун мәҗлистә қобул қилинған қанунниң роһи бойичә америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитай тәһдитигә қарши әтраплиқ истратегийә түзүп, буни мәҗлискә әвәтиш мәҗбурийити барлиқни илгири сүрди. У мундақ деди:
“маһийәттә ‛дөләт мудапиә һоқуқи қануни‚ америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайға қарши туруш үчүн әтраплиқ истратегийә оттуриға қуюшини тәләп қилиду. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитай тәһдитигә қарши истратегийә оттуриға қуюши бәк кечикти. Тәләп қилинған мәхпий истратегийәни яки истратегийәниң мәхпий болмиған қисқичә мәзмунини мәҗлискә әвәткини йоқ. Йәни һечбир шәкилдә хитайға қарши әтраплиқ истратегийә түзүп мәҗлискә елип кәлгини йоқ. ‛дөләт мудапиә һоқуқи қануни‚ бойичә америка ташқи ишлар министирлиқи хадимлириниң хитайға қарши әтраплиқ истратегийә түзүп мәҗлискә әвәтиши тәләп қилиниду. Шуңа америка ташқи ишлар министири антоний билинкен америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиға бу алаһидә истратегийәниң оттуриға чиқмиғанлиқи тоғрисида чүшәнчә беришкә мәҗбур болди. Америка ташқи ишлар министири антоний билинкенниң бесим астида, мәҗбурийәтләрни қанун бойичә ада қилиши тәләп қилинди”.
Америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетидики йиғинда антоний билинкен кеңәш палата әзаси мит ромнейниң тәлипигә инкас қайтуруп, хитай тәһдитигә қарши әтраплиқ истратегийә түзүп чиқип мәҗлискә йоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән:
“алди билән, сизниң хитайниң дунядики һәрбий, иқтисадий, дипломатик үстүнлүкни яки һөкүмранлиқ орнини қолға кәлтүрүш үчүн қиливатқан ишлири һәққидики сөзлириңизгә қошулимән. Шуниң билән биргә сизниң қилған хизмәтлириңизгә рәһмәт ейтимән. Хитай тәһдитигә қарши әтраплиқ истратегийә түзүп чиқип мәҗлискә йоллашқа капаләтлик қилимән”.
Америка кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетидики йиғинда йәнә кеңәш палата әзаси дик дурбин (Dick Durbin) антоний билинкендин наһәқ тутқун қилинип хитай түрмисидә йетиватқан гүлшән аббас қатарлиқ тутқунларни қутқузушини тәләп қилған.
Америка кеңәш палатаси қармиқидики ташқи ишлар комитетиниң асаслиқ вәзиписи америка һөкүмитиниң ташқи мунасивәт ишлириға даир қанунларни мақуллаш һәмдә дипломатийә саһәсини назарәт қилиш һесаблиниду.