Америка-хитай сөһбити йәнә бир қетим қатмаллиққа чүшүп қалди

Мухбиримиз әзиз
2021.07.26
Америка-хитай сөһбити йәнә бир қетим қатмаллиққа чүшүп қалди Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири венди шерман(Wendy Sherman) ханим хитай тәрәп билән сөһбәт өткүзүватқан көрүнүш. 2021-Йили 26-июл, нәнҗиң, хитай.
AP

Америка-хитай мунасивитидә йеқинқи мәзгилләрдә көрүлүватқан җиддийчилик байден һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин буян дуч кәлгән әң чоң синақлардин бири болуп қалғанлиқи мәлум. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири венди шерман ханимниң бу қетимқи асия сәпиридә бу мәсилә йәнә бир қетим күнтәртипкә қоюлди һәмдә америка һөкүмитиниң “биз һечким җәң қиливатқинимиз йоқ. Биз пәқәт адил һалда риқабәтлишишни қарши алимиз” дегән мәйдани йәнә бир қетим тәкитләнди. Болупму хитай һөкүмитиниң тохтавсиз давам қиливатқан әқлий мүлүк оғрилиқи, уйғур диярида йеңи бир мәйдан қирғинчилиқни башлиши қатарлиқ мәсилиләр түпәйлидин һәтта “һәрбий тоқунуш келип чиқиши мумкин” дегән тәхминләргә сәвәб болғудәк җиддийилик шәкиллиниватқанда байдин һөкүмити йәнә бир қетим “килимат өзгириши вә таҗсиман вирусниң мәнбәси қатарлиқ зор вә ортақ мәсилиләрдә һәмкарлишиш” хаһишини ипадилиди. Әмма йеңи нөвәтлик америка һөкүмити ишқа чүшкәндин буянқи хитайға әвәтилгән әң юқири дәриҗилик америка әмәлдари болған шерман ханим билән болған сөһбәт башлинипла хитай һөкүмитиниң барчә әйибләрни америка артип қоюши билән сөһбәт һә дегәндә нәтиҗисиз ахирлашти.

25-Июл күни хитайниң тйәнҗин шәһиридә өткүзүлгән бу қетимқи алий дәриҗилик башлиқлар сөһбити тезла дунядики һәрқайси чоң ахбарат васитилириниң баш бетидин орун алди. Һәммидинму бәкрәк кишиләрниң диққитини тартқини хитайниң муавин ташқи ишлар министири шйе феңниң “америка һөкүмити ғайәт зор дәриҗидә хата йетәклиниватқан тәпәккур механизмини һәмдә бәкла хәтәрлик болған сиясәтлирини өзгәртиши лазим. Йәнә келип бизниң ички ишлиримизға арилишишни тохтитиши керәк” дейиши болди. Хитай вәкиллириниң “америка бизгә тәсәввурдики дүшмән қатарида муамилә қилмақта” дейиши болса хитай тәрәпниң бу мәсилидики мәвқәсини йәнә бир қетим ашкара көрситип бәрди.

Бу қетимқи сөһбәт һәққидә һәрқайси ахбарат васитилири, җүмлидин “нйо-йорк вақти”, “бирләшмә агентлиқ”, “йерим арал (әл җәзирә)” қатарлиқлар елан қилған мәлуматларда көрситилишичә, бу қетимқи сөһбәттә әқлий мүлүк оғрилиқиға четишлиқ, дәп әйибләнгән хуавей гуруһиниң малийә директори миң вәнҗуни өткүзүп бериш тәлипини бикар қилиш, хитай әмәлдарлириға қоюлған ембарголарни әмәлдин қалдуруш, уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ мәсилиси, таҗсиман вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш қатарлиқлар муһим сөһбәт темииси болған. Әмма хитай тәрәпниң һә дегәндила америка һөкүмитигә бир қатар йолсиз тәләпләрни қоюши билән сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашқан.

Бу қетимқи сөһбәт қатмаллиқ ичидә нәтиҗисиз ахирлашқандин кейин 26-июл күни бирләшмә агентлиқ венди шерман ханим билән телефон зиярити өткүзгән. Зиярәттә шерман ханим йәнә бир қетим америка һөкүмитиниң әркин вә адил болған риқабәткә тәйяр икәнликини, өзлириниң бу мәсилини тоқунушқа айландуруш нийитидә әмәсликини тәкитлигән. Әмма униң билдүрүшичә, бу қетимқи сөһбәттә икки тәрәп оттурисида үмид қилинған мусапигә йәткили болидиған бирәр қәдәм елишниң имканийити мәвҗут болмиған. Шундақла хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи мәсилисини “бизниң ички ишлиримизға арилашқанлиқ” дәп әйиблишини тәнқидләп “биз хитай тәрәпни кишилик һоқуқниң ички мәсилә әмәс, бәлки хитай тәрәпму имза қойған дуняви мәсилә икәнликини чүшәнсикән, дәп ойлиған идуқ. Әпсус ишлар ундақ болмиди” дегән. Шуниңдәк җов байден билән ши җинпиңниң йеқин кәлгүсидә учришиши тоғрисида һечқандақ музакирә болмиғанлиқини тәкитлигән.

“муһапизәтчи” гезитиниң 26-июлдики хәвиридә ейтилишичә, сөһбәттин кейин хитайниң ташқи ишлар министири ваң йи хитай һөкүмити контроллуқидики “сумурғ” телевизийәсиниң зияритини қобул қилған. Зиярәттә у америка тәрәпни “өзини ака чағлап, башқиларға бесим ишләтти” дегән. Шуниңдәк “америка башқа дөләтләргә баравәр муамилә қилишни өгинәлмигән болса бизниң хәлқара җамаәт билән бирликтә америкаға буни өгитип қоюш мәҗбурийитимиз бар, дәп қараймиз” дегән. Хитай һөкүмитиниң бу хилдики һакавурлуқ вә қопаллиқ билән толған муамилиси һәққидә тохталғанда хоңкоң университетиниң профессори виллий лам “буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, икки тәрәп оттурисидики бу пикир ихтилави бир қетимлиқ сөһбәт билән һәл болидиған мәсилиләр әмәс” дегән. Шундақла хоңкоң мәсилиси, уйғурларниң қирғинчилиққа учриши, тәйвәндики һәрбий һаләтниң җиддийлишиши, ембарго йүргүзүш қатарлиқларниң һәр икки тәрәп охшашла йол қоялмайдиған ишлар икәнликини билдүргән. Бәзи анализчилар болса мушу хил реаллиқни көздә тутуп “америка-хитай мунасивити йеқин кәлгүсидә һечқандақ илгириләшкә еришәлмәйду” дәп хуласә чиқарған.

Бу қетимқи сөһбәттә хитай тәрәп алаһидә тәкитлигән бир нуқта америка һөкүмити уйғур дияридики бир қисим хитай әмәлдарлириға елан қилған ембарго чарилирини һәмдә хитайларға қаритилған виза чәклимисини бикар қилиш тәлипи болған. Гәрчә әйни вақитта хитай һөкүмити өзлириниңму буниңға мас һалда ембарго тәдбирлирини алғанлиқини җакарлиған һәмдә бир қисим америка сиясийонлириға ембарго елан қилған болсиму, бу хил ембарго чарилириниң ‍америка әмәлдарлириға ‍әмәс, бәлки хитай әмәлдарлириға хели обданла тәсир көрсәткәнлики алға сүрүлмәктикән.

Икки тәрәпниң дәсләпки сөһбити 2021-йили март ейида американиң аляска штатида өткүзүлгәндиму америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән хитай ташқи ишлар министири ваң йи икки тәрәп мунасивитини нормаллаштурушқа даир һечқандақ илгириләш пәйда қилалмиғаниди. Һәрқайси ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә ейтилшиичә, адәттә күлгүнчәк көрүнидиған венди шерман ханим тйәнҗин сөһбити җәрянида қилчиликму тәбәссум ипадисини көрсәтмигән.

Нөвәттә икки тәрәп мунасивитиниң бундин кейин қандақ сәлбий тәрәпләргә қарап йүзлинидиғанлиқи һәққидә түрлүк тәхминләр вә муһакимиләр көпләп оттуриға чиқмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.