Нөвәттики америка-хитай мунасивитидә йеңи өзгиришләр йүз бериватамду?

Мухбиримиз меһрибан
2021.10.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Ақсарай хитайдин корона вирусниң дәсләпки юқумиға аит мәлуматларни ашкарилашни тәләп қилди Президент җо байдинниң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җәке сулливан.
Social Media

Америка президентиниң дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җек сулливан 6-өктәбир хитай ташқий ишлар хизмити комитети ишханисиниң мудири яң җйечи билән сөһбәтләшкән.

Мәлум болушичә, бу учришиш бу йил 9-сентәбир күни америка президенти җов байден билән хитай рәиси ши җинпиңниң телефон сөһбитидин кейин, икки дөләтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң йәнә бир қетимлиқ муһим сөһбити һесаблинидикән.

Америкадики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, сөһбәттә икки тәрәп күңүл бөлидиған мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурулғанлиқини билдүрди.

Яң җйәнли әпәндиниң қаршичә, бу сөһбәт америка-хитай оттурсидики мунасивәтләргә мәлум дәриҗидә өзгириш елип келиши мумкин икән.

У байдин һөкүмити дәвридә америка-хитай мунасивити қаршилиқ, риқабәт вә һәмкарлиқтин ибарәт 3 линийә бойичә давамлишиш мумкинликини билдүрди. У мундақ деди: “байдин һөкүмитиниң ташқий сияситидин қариғанда, американиң хитай билән болған мунасивитини 3 линийәгә бөлүш мумкин. Буларниң бирси қаршилишиш, иккинчиси риқабәтлишиш, үчинчиси өз-ара һәмкарлишиш мунасивити. Бу йәрдики һәмкарлиқ мунасивитидә байден һөкүмити йәр шари һава келиматиниң өзгириш мәсилисини әң муһим мәсилиләрниң бири дәп қарайду. Шуңа бу мәсилидә у хитай билән һәмкарлишишни тәшәббус қилиду. Әлвәттә, бу хил һәмкарлиқта йәнә ядро қораллар мәсилиси, шималий корийә мәсилиси, нөвәттә йүз бериватқан вирус юқуми мәсилиси қатарлиқларниму тилға елиш мумкин.”

Яң җйәнли әпәнди хитай һөкүмитиниңму икки дөләт һәмкарлиқиға еһтияҗи барлиқини билдүрүп, мундақ деди: “әлвәттә, хитай һөкүмитиму америка билән болған қаршилишиш түпәйлидин өзиниң хәлқарада давамлиқ йетим қелишини халимайду. Шуңа һазирқи вәзийәттә икки тәрәпниң чекиниш арзуси ипадиләнгәндәк көрүниватиду. Мана бу немә үчүн йеқинда байден билән ши җинпиң сөһбәт өткүзгәндин кейин, җек сулливан билән яң җйечиниң мәхпи сөһбәт өткүзгәнликиниң сәвәби, дәп қарисақ болиду.”

Яң җйәнли әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи сөһбәттин кейин байден билән ши җинпиңниң бу йил ахиричә көрүшүши яки екранлиқ учришиши, икки дөләт мунасивитиниң нормаллишиш вәзийитини яритиши мумкин икән.

Мәзкур сөһбәт һәққидики хәвәрләрдә, сөһбәтниң мәзмуни тилға елинмиған болсиму, әмма җек сулливан билән яң җйечи оттурсидики сөһбәт җәрянида йәнә уйғурлар мәсилиси, хоңкоң мәсилиси вә тәйвән боғузидики вәзийәт қатарлиқ темиларниңму тилға елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Яң җйәнли әпәнди бу һәқтики соалимизға җавап берип, мана бу нуқтилар байден һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивитидә мәлум җәһәттә өз-ара қаршилишиш мәйданиниңму мәвҗутлуқини көрситип бериду, деди.

Яң җйәнли мундақ деди: “байден һөкүмити бу мәсилиләрдә американиң қиммәт қаришида чиң туридиғанлиқини ипадиләватиду. Бу хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси, шинҗаңдики уйғур мәсилиси, хоңкуң мәсилиси, тәйвән мәсилиси вә җәнубий деңиз мәсилиси қатарлиқларда өз ипадисини тапиду. Байден һөкүмити 9 айдин буянқи ташқий сиясиитидә бу нуқтиларда өзиниң қәтий позитсийәсини ипадиләватиду. Бу униң хитай билән болған сода мунасивитиниму өз ичигә алиду. Шуңа мән бу җәһәттә американиң мәйданида өзгириш болиду, дәп қаримаймән.”

Америка-хитай мунасивитини йеқиндин көзитип келиватқан уйғур билим адәмлиридин түркийәдики истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини биз билән ортақлашти.

Әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, байден һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин буян, хитай билән болған мунасивәттә хитайни истратегийәлик рәқип дәп бәлгилигән. Шуңа икки дөләт оттурсидики мунасивәттә американиң мәйдани һәм һәмкарлиқ һәм тақабил туруш болидикән.

Әркин әкрәм әпәндиниң қаршичә, америка-хитай юқири дәриҗиликләр сөһбити хәлқараға байдин һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивитидә илгирики данолд трамп һөкүмитигә охшимиған һалда мәлум дәриҗидә юмшаш вәзийити яритидиғанлиқидин бишарәт беридикән.

Әркин әпәнди йәнә икки дөләт оттурсидики мунасивәттә ихтилап болидиған мәсилиләрниң йәнә давамлиқ мәвҗут болидиғаниқиниму тәкитләп өтти.

Униң билдүрүшичә, икки тәрәп мунасивитидә хоңкуң мәсилиси, уйғур мәсилиси, тәйвән мәсилиси қатарлиқ мәсилиләрдики талаш-тартишлар йәнила давам қилидикән. Америка хитай билән болған мунасивитидә йоқириқи мәсилиләрдә чекинмәйдиғанлиқини ипадилимәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.