Америка-хитай мунасивитидики “хитай дүшмәнлики”: изчиллиқ вә өзгиришләр

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.01.30
biden-shi-2022-bali-arili.jpg Америка президенти җов байден билән хитай рәиси ши җинпиң һиндонезийәдә ечилған G20 йиғинида көрүшти. 2022-Йили 14-ноябир, бали арили.
Reuters

Америка-хитай мунасивити изчил хәлқара мунасивәт саһәсидики муһим темилардин болуп, һәрқачан хәлқара җамаәтниң диққәт-нәзиридә болуп келиватқанлиқи мәлум. Болупму буниңдин йерим әсир илгири сабиқ америка пирезиденти ричард никсонниң бейҗиңға беришидин башланған “достанә алақә” нәччә он йилға созулған узун мусапилик “гүллиниш” тин кейин тәдриҗий соғуқчилиққа орун алмаштурди. Буниңда һәммидинму бәкрәк диққәт қозғиған амил шу болдики, трамп һөкүмити дәвридә пәрдиси ечилған йириклик байдин һөкүмити дәвригә кәлгәндә техиму рошәнләшти. Шу қатарда “бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси” ни байқут қилиш һәмдә уйғур дияридики қирғинчилиққа четишлиқ шәхсләр вә ширкәтләргә җаза елан қилиш түпәйлидин икки тәрәп оттурисидики иқтисад, технологийә, һәрбий ишлар вә идеологийә саһәсидики сүркилиш техиму күчәйди. Һалбуки русийәниң украинаға таҗавуз қилиши, “хамас” қа қарши һәрбий һәрикәтләр, шималий корейәниң ядро синақлири қатарлиқ бир қатар вәқәләр америка һөкүмитиниң диққитини охшимиған нуқтиларға парчилаватқанда хитайниң изчил түрдә америка үчүн “дүшмән” лик орнида қариливатқанлиқи давамлиқ билинмәктә.

Патрик райдер:“хитай йәнила биз үчүн әң чоң хирис!”

Америка һөкүмитиниң, болупму америка һәрбий саһәсиниң хитайға қандақ қарашта болуватқанлиқи һәмдә болуши керәклики һәққидики мәйдани 24-январ күни йәнә бир қетим ашкара тәкитләнди. Шу күни америка дөләт мудапиә министирлиқи (“бәш бурҗәклик бина”) да өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида министирлиқниң баянатчиси, генерал майор патрик райдер (Patrick S. Ryder) Бу һәқтики соалларға җаваб берип “бизниң һинди-тинч окяндики қисимлиримиз дуняниң бирәр йеридики тоқунушқа тақабил турушқа әвәтилгини йоқ. Биз дуч келиватқан һазирқи баш хирис дәл хитай амилидур” дәп көрсәтти. Униң бу баянати дөләт мудапиә министири лойд астин (Lloyd Austin) ниң “хитай бизгә хирис қиливатқан әң зор күч. Бу һөкүм биз бүгүн, әтә яки кәлгүсидә һәрқачан дуч келиш еһтимали болған бир хирисни әслитиду” дегән сөзи билән бир йәрдин чиқиду.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи (“бәш бурҗәклик бина”) да өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида министирлиқниң баянатчиси, генерал майор патрик райдер (Patrick S. Ryder) Мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2024-Йили 9-январ, вашингтон.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи (“бәш бурҗәклик бина”) да өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида министирлиқниң баянатчиси, генерал майор патрик райдер (Patrick S. Ryder) Мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2024-Йили 9-январ, вашингтон.
AP Photo/Susan Walsh

Генерал майор патрик райдерниң бу хилдики сөзлири тасадипий оттуриға чиқип қалған һадисә әмәслики 2025-йиллиқ пирезидентлиқ сайлимиға қатнишиватқан никки халей (Nikki Haley) ниң сайлам нутқидиму алаһидә орун алған. У 17-январда бу һәқтә сөз қилип, өзиниң америка қошма штатлири (а қ ш) ниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дики баш әлчиси болған мәзгилдә немиләрни көргәнликини алаһидә тилға алди. Униң қаришичә, хитай һечқачан а қ ш ни “риқабәтчи” дәп қаримиған, әксичә ашкара һалда өзлири үчүн “дүшмән” дәп елан қилған. Шундақ болғаникән, өзлирини “дүшмән” дәп қараватқан бир дөләт билән муамилә қилишта америка һөкүмити җәзмән охшаш усулни қоллиниши лазим. Буниң үчүн хитайларниң америка тәвәсидә земин сетивелишини мәни қилиш, хитайлар сетивалған йәрләрни қайтурувелиш, алий мәктәпләрдики хитай тәсирини тазилаш қатарлиқлар буниңдики муһим тәдбирләр болуши керәк.

2025-Йиллиқ пирезидентлиқ сайлимиға қатнишиватқан никки халей (Nikki Haley) ханим сайлам нутқи сөзлимәктә. 2024-Йили 17-январ.
2025-Йиллиқ пирезидентлиқ сайлимиға қатнишиватқан никки халей (Nikki Haley) ханим сайлам нутқи сөзлимәктә. 2024-Йили 17-январ.
AP Photo/Robert F. Bukaty

Мутәхәссисләрниң қаришичә, америка һөкүмитиниң бу хилдики “хитай дүшмәнлики” қариши уштумтут оттуриға чиқип қалған һадисә әмәс. Алдинқи йерим әсирлик муамилә җәрянида америка изчил түрдә “хитай навада хәлқара алақә вә сода ториға иштирак қилса тәдриҗий һалда дуняниң тәсиридә әркинликкә қарап маңиду” дегән тәсәввурға ишәнгән. Әмма хитай америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң ярдимидә дуня сәһнисигә чиққандин кейин өзиниң тавар ишләпчиқириш механизмини күчәйткән, шуниңдәк армийәни заманивилаштурушқа зор күч сәрп қилған. Әмма хитай бай болғансери вә қудрәт тапқансери әркинликкә меңиш орниға, әркинликни боғушқа хуштар болған. Нәтиҗидә америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң хитай һәққидики үмидлири үзүл-кесил бәрбат болушқа йүзләнгән. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн трамп дәвридә башланған хитайға қарши мәйдан байдин һөкүмити дәвридиму баш мәвқәсини өзгәртмәстин давам қилған.

Икки тәрәп оттурисидики бу хил үмидкә толған муамилиниң йимирилиши тәйвән мәсилисидә һәммидинму бәкрәк өз ипадисини тапқанлиқи мәлум. Болупму русийәниң украинадики таҗавузчилиқи давам қиливатқанда хитайниң ғәрбниң ярдимидә қолға кәлгән қудрәтни ишқа селип тәйвәнгә һуҗум қилиш хәвпи һәмдә бу йеңи таҗавузчилиқ башлинип қалса америка үчүн “икки қейиққа минип қелиш” тәк начар вәзийәтниң шәкиллинип қелиши бу җәһәттики әндишини техиму күчәйткән. Америка һөкүмити хели бурунла ениқ қилип “хитай тәйвәнгә һуҗум қилса америка армийәси бу ишқа қораллиқ арилишиду” дәп җакарлиған. Лекин йеқинда америка тәвәсидики 52 нәпәр һәрбий мутәхәссис бу һәқтики реаллиқни баһалап “хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилғудәк вә уни ишғал қилғудәк һәрбий қуввити йоқ” дәп хуласә чиқарған иди.  Бу һәқтә сөз болғанда америка җамаитигә тонушлуқ болған сиясий анализчи гордон чаң буниңдики көплигән амиллар һәққидә тохтилип мундақ дәйду:

“тәйвән вәзийитигә кәлсәк, мениңчә хитай армийәси һазир бу җайда өз гөшини өзи йегүдәк болуп туруватиду. Чүнки улар 13-январдики сайламниң қандақ нәтиҗә билән аяғлашқанлиқини көрди. Шуңа хитайниң бу җайда қиливатқанлири терә тарақшитиштин башқа нәрсә әмәс. Бу җәһәтләрдин қариғанда буниңдин кейинки мәлум бир мәзгилдә тәйвән боғузи тинчлиқ вә муқимлиққа шаһит болуши мумкин. Мениң пәризимчә хитай қисқа бир мәзгил ичидә су вә қуруқлуқтин тәйвәнни ишғал қилишқа урунмаслиқи мумкин. Әмма мән филиппин әтрапида болуватқан ишлардин вайим йемәй туралмаймән. Чүнки бу җайда хитай рәсмий һалда дүшмәнләрчә һәрбий һәрикәтләрдә болуватиду. Гәрчә һөкүмитимиз хитайниң бу хил таҗавузи оттуриға чиққан һаман әйни вақиттики келишим бойичә буниңға қол тиқидиғанлиқини әскәртип келиватқан болсиму хитай йәнила өзи билгәнни қилип келиватиду. Бу бәкму хәтәрлик бир район. Әмма хитай һазир қайнаватқан бир қазанға охшап қеливатқан болуп, униң кейинки қәдәмдә немә қилмақчи икәнликигә кесип бирнәрсә дегилиму болмайду. Шуңа мениңчә һөкүмитимиз йәнила җәнубий хитай деңизи вә башқа җайлардики әң яман еһтималлиқларға тәйярлинип туруши лазим.”

“хитай дүшмәнлики” авам үчүнму ортақ қараш болмақта

Хитай һәққидики сәлбий чүшәнчиниң америка хәлқи арисида тездин өсүп бериватқанлиқи йеқиндин буян көпләп билиниватқанлиқи мәлум. Болупму хитайни “риқабәтчи” яки “дүшмән” дәп қараш мәсилисидә бу мәсилә техиму айдиң болмақта. Америка хәлқиниң нәзиридики “дүшмән” тизимликидә хитай, русийә, шималий корейә вә иран қатарлиқ дөләтләр баш рәттин орун алған болуп, йеқинқи мәзгилләрдә тамам болған 2023-йиллиқ рай синашларда бу мәсилә муһим тема болған. “пю” (Pew), “галлуп” (Gallup) қатарлиқ даңлиқ рай синаш мәркәзлири тамамлиған баһалашта 50 пирсәнт яки униңдин артуқ авам хитайни “баш дүшмән” дәп қариған; 30 пирсәнттин артуқ киши болса русийәни “иккинчи номурлуқ дүшмән” дәп баһалиған.  

Бу һәқтики баһалаш обзорлирида ейтилишичә, бу һал хитайниң уда үчинчи қетим америка җамаити тәрипидин “биринчи номурлуқ дүшмән” дәп қарилиши һесаблиниду. Пуқраларниң бу хил баһаси һөкүмәт тәрәпниң хитай һәққидики мәйданидин пәрқлиқ болуп, җумһурийәтчиләрниң 70 пирсәнттин көпрәки хитайни “баш дүшмән” дәп қариған; демократчилардин 30 пирсәнт киши хитайни “баш дүшмән” дегән. Бу һәқтики баһалашта көрситилишичә, хәлқ аммисиниң хитайни әң чоң дүшмән, дәп қаришида һәммигә тонушлуқ зор вәқәләр муһим рол ойниған. Җүмлидин җасуслуқ һава шари, кишилик һоқуқ мәсилилири, тәйвән боғузидики җиддийлик, таҗсиман вирусиниң изчил давам қиливатқан тәсири қатарлиқлар буниңдики муһим мәзмунлардин болуп қалған. Бу һәқтә сөз болғанда чикаго университетиниң пирофессори җон мершимер нөвәттә русийәни америка үчүн баш дүшмән, дәп қарашниң задила пут тирәп туралмайдиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

“һазир украинадики уруш вәзийитини нәзәрдә тутупла нурғун кишиләр русийәни америка үчүн биринчи дүшмән, дәп қарашқа майил болуватиду. Әмәлийәттә бу уруш украинани ‛шималий атлантик әһди тәшкилати‚ (NATO) ға елип кириш урунушиға қарши туруш сәвәбидин партлиди. Һазир русийә вә украина охшашла бәдәл төләватиду. Әмма русийәни америка үчүн баш дүшмән, дәп қараш пүтүнләй хата. Чүнки русийәни биз үчүн баш дүшмән, дейиштә чойлиға тохтиғудәк һечқандақ сәвәб йоқ. Русийә америка үчүн һечқандақ тәһдитму әмәс. Һазир бәзиләр русийә тоғрисида ‛улар шәрқий явропани ишғал қилғандин кейин ғәрбий явропаға йүрүш қилиду‚ дәп қараватиду. Әмәлийәттә русийәниң унчилик һәрбий қуввити йоқ. Мениңчә, уларниң бундақ бир нийитиму болған әмәс. Шуңа русийәни биз үчүн тәһдит, дейишимизниң һечқандақ орни йоқ”.

Хитайниң нөвәттә америка үчүн һәқиқий мәнидики дүшмәнгә айлиниватқанлиқи әнә шу йосунда барғансери көп саһәгә йейиливатқанлиқи мәлум. Әмма буниң сиясәт дәриҗисигә көтүрүлүши һәмдә америка һөкүмитиниң бу һәқтә рәсмий бир қарар елиши үчүн бәлгилик бир мусапә кетиши мумкин, дәп қаралмақта.

Мәлум болушичә, сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо (Mike Pompeo) вә сабиқ дөләт мудапиә министири леон панетта (Leon Panetta) 30-январда америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлидиған хитай һәққидики гуваһлиқ йиғинида гуваһлиқ беридиған болуп, буниңда “хитай дүшмәнлики” мәсилисиниң нөвәттики әһвали йәнә бир қетим қарап чиқилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.