Уйғурларни қутқузуш америкада диндин һалқиған ортақ инсанпәрвәрлик чақириқиға айланмақта (2)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.04.19
abdul-malik-mujahit.jpg Америкадики тәсири күчлүк мусулман рәһбәрлиридин имам малик муҗаһид әпәнди вашингтон шәһиридә өткүзүлгән “уйғур әркинлик марши” намайишида сөз қилмақта. 2019-Йили 6-март.
RFA/Eziz

Америкадики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилиридин башқа американиң охшимиған җайлирида яшаватқан уйғурлар мәйли шәхсий яки аммиви паалийәтләрдә болсун вә яки иҗтимаий тартқу һәмдә түрлүк ахбарат васитилиридә болсун хитай лагерлириға қамалған авазсиз уйғурларниң авази болмақта.

Лос-анжелиста яшайдиған бир христиан аял зияритимизни қобул қилип, өзиниң йеқинқи бир йәкшәнбә күни черкавда өткүзүлгән уйғурларға ярдәм бериш паалийитидә уйғурлар дуч келиватқан зулумни рәсмий чүшәнгәнликини баян қилди. У аял бу паалийәттә лагерға қамалған уруқ-туғқанлириниң сүритини тутуп туруп гуваһлиқ бәргән уйғурларниң һекайилирини нәқ мәйдандин аңлиған. У бу паалийәт җәрянида уйғурлар учраватқан зулумларни таратқулардики хәвәрләргә қариғандиму җанлиқ һәм биваситә һалда чүшәнгәнлики билдүрди:

“хелидин бери уйғурлар һәққидики хәвәрләрни аңлап келиватқан идим. Әлвәттә, уйғурларниң мәсилисини биләттим, әмма мәһәллимиздики чоң черкавда өткүзүлгән паалийәттә хитай зулуминиң қурбанлири болған уйғурлар билән йүзму йүз учраштим. Улар билән дәрқәмтә олтуруп, уларниң яш төкүп туруп сөзлигән һекайилирини аңлидим. Уларниң дәп бәргәнлири маңа вә черкавимизға келиватқан көпчиликкә биваситә тәсир қилди. Уйғурлар һәқиқәтәнму йүрәкни езидиған еғир бир вәзийәттә икән. Әлвәттә, биз бу ечинишлиқ һекайиләрни аңлиғандин кейин уларға асанлиқ тиләп дуа қилиштуқ. Мениңчә, бу купайә қилмайду, әмәлий һәрикәт қилишимиз зөрүр дәп ойлаймән.”

Бу ханим йәнә хитай реҗими астидики уйғурлар йүзлиниватқан хәтәр шунчә җиддий болсиму, әмма дуняниң инкасиниң йетәрлик болмайватқанлиқини әскәртип өтти. У яратқучиниң уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр арқилиқ инсанларни синаватқанлиқини, буни уйғурлар вә яки башқа мусулманларла әмәс, бәлки һәр қандақ динға етиқад қилғучи инсанларниң чүшинип йетиши керәкликини тилға алди:

“яратқучи уйғурларниң қийин әһвали арқилиқ бир азабни йүрүкимизгә салди. Әмди биз һәргиз пәрвасиз йүрәлмәймиз!”
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң юқири бесимлиқ сиясити тибәт аптоном районидиму давам қилмақта. Хитайниң илгири тибәт аптоном райониға тәйинлигән партком секретари чен чүәнго уйғур аптоном райониға йөткәп келингәндин буян у илгири тибәттә йолға қойған қаттиқ сиясәтлирини уйғур диярида синақ қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Чен чүәнгониң икки йилдин буян уйғур диярида йүргүзүватқан қаттиқ қол сиясәтлири хитайдила әмәс, һәтта пүтүн дунядики инсанлар учраватқан әң еғир кишилик һоқуқ кризиси дәп қаралмақта.

Бу нуқтини америкадики тибәт учур мәркизиниң тәтқиқатчиси, дуня тибәт парламентиниң сабиқ парламент әзалиридин лабсаң шастериму алаһидә тәкитләйду: 

“уйғурларниң вәзийити һазир толиму җиддий болмақта. Биз бу йәрдә нәччә он адәмниң түрмигә қамалғанлиқиниң гепини қилмайватимиз, бәлки бир-икки милйон, һәтта униңдинму көп адәмниң әркинликтин мәһрум қалдурулуп, йепиқ лагерларға қамилишидәк еғир мәсилә үстидә сөзләватимиз. Бу пүтүн дунядики һөкүмәтләр вә дөләт рәһбәрлириниң җиддий һәрикәт қоллинишиға тегишлик бир мәсилә. Улар хитай билән мунасип һалда дипломатик учришиш вә диалоглар елип берип, бу кризисниң ахирлишишиға түрткә болуши лазим. Тибәтләрму хитай һөкүмитиниң һәр җәһәттин охшашла бастурушиға учрап келиватқан бир милләт, әмма һазирниң өзидә уйғурларниң вәзийити һәммидин җиддий, һәтта тибәтләрниңкидин нәччә һәссә еғир дәп қараймән.” 

У йәнә дунядики тибәтләрни уйғурларни қутқузуш һәрикитигә җиддий вә йеқиндин аваз қошушқа дәвәт қилип келиватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

“уйғурлар әң ярдәмгә моһтаҗ мушундақ бир җиддий пәйттә биз тибәтләр уйғурларни қоллап, улар билән бирликтә техиму коп һәмкарлиқларни елип баралаймиз. Чүнки биз охшаш бир хитай һакимийити тәрипидин диний етиқади әркинлики, сөз вә пикир әркинликидин мәһрум қеливатимиз, инсаний һәқ-һоқуқлиримиз бастурулушқа учраватиду. Шуңа бу зулумлардин қутулушниң истратегийәлири вә йоллирини бирликтә издәп, мәсилини һәл қилишта һәмкарлишишимиз лазим.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.