“америка дөләтлик тилавәт наштилиқ зияпити” дә уйғурлар үчүн дуа қилинди
2020.02.07

6-Феврал күни вашингтонда өткүзүлгән “америка дөләтлик наштилиқ зияпити” америкида 1953-йилидин башлап һәр йили бир қетим өткүзүп келиниватқан бир әнәниви паалийәт. Америка дөләт мәҗлисниң саһибханилиқида шундақла америкадики тәсири күчлүк сиясий вә христиан дини тәшкилати болған “аилә вә хәлқара фонди” намлиқ тәшкилатниң орунлаштурушидики бу зияпәткә американиң сиясәт, җәмийәт вә тиҗарәт саһәсидики сәрхилләр вә һәрқайси дөләтләрдин тәклип қилинған меһманлар қатнишип, өзиниң дуа-тиләклирини оттуриға қоюп, бирликтә дуа қилидиған муһим сорунларниң бири болуп һесаблиниду.
Бу қетимлиқ зияпәтниң уйғурлар үчүн алаһидә бир әһмийити бар болуп, бу йиғинға америкадики “уйғур һәрикити” намлиқ тәшкилатниң башлиқи рошән аббас ханим вә түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам тәклип билән қатнашти. Шундақла йәнә, америка авам палата рәиси нәнси пелоси ханим лагерларда қамилип ятқан уйғурлар үчүн дуа қилди.
Нәнси пелоси дуасида мундақ дегән: “әй тәңрим, бизниң бүгүнки наштида бу йәргә җәм болуп, диний етиқади сәвәблик җазаланған мәзлумларға, из-дерәксиз ғайиб болған вә өлтүрүлгән милйонлиған кишиләргә дуа қилишимизға имканийәт бәргиниң үчүн рәһмәт ейтимиз. Биз бәнчән ламаға вә өзиниң диний етиқадиға әгишип, хитайда түрмиләргә ташланған һәм ғайиб болған барлиқ тибәт буддистлириға дуа қилимиз. . . Биз өйлиридин мәҗбурий һалда җуда қилинип, хитайниң лагерлириға қамалған бир милйондин үч милйонғичә болған уйғурларға дуа қилимиз. Шундақла биз сәуди әрәбистанлиқ раиф бәдавиға, өзиниң пикирини әркин ипадиләп, түрмиләргә қамалған язғучи һәм әркин диний мутәпәккурларға дуа қилимиз!”.
Мәзкур зияпәттә дини әркинликниң кишилик һоқуқниң асаси икәнлики вә һәрбир инсанниң өз дини етиқади билән халиғанчә вә әркин һалда яшаш вә өз етиқадини яшнитиш һоқуқиға игә болуши керәклики тәкитләнди. Шуниң билән биргә, американиң илгирикигә охшашла буниңдин кейинму дуня миқясида диний етиқади сәвәбидин зулумға учраватқанларниң дәрдигә дәрман болуш, диний етиқад әркинликиниң дуня миқясида капаләткә игә қилиниши үчүн давамлиқ хизмәт қилидиғанлиқи тәкитләнди. Зияпәт җәрянида зияпәт әһлигә дуняниң һәрқайси җайлирида зулумға учраватқан һәр хил динларға тәвә милләт вә хәлқләрниң вәкиллири сүпитидә 11 киши видийо филими арқилиқ тонуштурулди. Улар ичидә рошән аббас ханим вә җәвһәр илһам болуп, икки нәпәр уйғур орун алди.
Тонуштурушта, рошән аббас ханим, уйғурлар учраватқан зулумға диққәт тартиш үчүн қурулған “уйғур һәрикити” тәшкилати башлиқи, дейилди. Җәвһәр илһам болса, “хитайдики уйғурлар вә хитайлар арисидики өз-ара чүшинишни чоңқурлаштуруш үчүн язған язмилири сәвәблик бейҗиң айродромида қолға елинған илһам тохтиниң қизи” икәнлики тонуштурулди.
Қисқа видийо филими аяғлашқандин кейин, зияпәт башқурғучиси төвәндикиләрни деди: “биз бүгүн юқирида екранда көрситилгәнләрниң бир қисимлирини бу зияпитимизгә алаһидә тәклип қилдуқ. Биз бу арқилиқ һәрбириңларға шуни демәкчимизки, силәрниң дәрдиңлар әмди бир сир әмәс. Биз силәрни билимиз вә силәр үчүн дуа қилимиз, силәр вә дуняниң һәрқайси җайлирида дини сәвәбидин зиянкәшликкә учраватқанларниң һәқиқий әркинлики үчүн хизмәт қилимиз. Биз җумһурийәтчиләр, демократлар, дөләт мәҗлиси вә һөкүмәт һәммимиз силәргә дуа қилимиз”.
Арқидин риясәтчиниң юқиридики видийода көрситилгән кишиләрни орнидин турушқа дәвәт қилиши билән зал ичидә гүлдүрас алқиш садалири яңриди.
Рошән аббас ханим бүгүн бизниң зияритимизни қобул қилип өзиниң шу минутлардики һессиятини ортақлашти.
У, алқиш садалири ичидә өзиниң һәм қайғурғанлиқини һәм үмидкә толғанлиқини ейтти. Рошән ханим сөзидә: “уйғурларниң мәсилисиниң бүгүнкидәк сәвийәдә тонулуши үчүн лагерға қамалған 1-3 милйон әтрапида хәлқимиз зор бәдәл төлиди” деди. Бирақ у шуниң билән биргә өзиниң чәксиз үмидкә толғанлиқини, уйғурларниң әмди ялғуз әмәсликини һес қилғанлиқини билдүрди.
Мәзкур зияпәткә йәнә дуняниң 140 қа йеқин дөләт вә районлиридин кәлгән сиясәтчиләр, муһим әрбаблар вә шундақла дөләт президентлириму қатнашқан болуп, бундақ бир сорунда уйғур мәсилисиниң оттуриға қоюлуши американиң дөләт ичи вә сиртиға қаратқан сиясәтлиридә уйғур мәсилисини алға сүридиғанлиқиниң ипадиси, дәп қарашқа болидикән.
Җәвһәр илһам бүгүн радийомизға бу һәқтә елхәт арқилиқ қайтурған инкасида: “мән өзүмниң бу зияпәткә қатнашқанлиқимдин интайин шәрәп һес қилдим, чүнки уйғурлар миллий вә дини кимлики сәвәбидин учраватқан зулум йорутулған бу зияпәттә америка вә дунядики 140 дин ошуқ дөләт вә райондин кәлгән кишиләр ортақ һалда уйғурлар үчүн җүмлидин лагерларға қамалған уйғур қериндашлиримиз үчүн дуа қилди” деди.
Рошән ханим буниң әһмийитиниң интайин зорлуқини тәкитлиди.
Америка президенти доналд трамп, муавин президенти майк пәнс, авам палата рәиси нәнси пелоси ханим вә дөләт мәҗлис әзалири шундақла йәнә һәрқайси штатлардин кәлгән штат башлиқлири, кенийә президенти вә сабиқ баш министири, албанийә президенти вә шундақла косова баш министири қатарлиқ юқири дәриҗилик затлар қатнашқан бу зияпәт америкиниң тәрәққияти, тинчлиқи шундақла дуня тинчлиқи үчүн күч чиқириватқан һәрсаһә кишилиригә дуа қилиш вә шундақла йәниму гүзәл бир дуня қуруп чиқиш үчүн яхши тиләкләрни тиләш билән аяғлашти.