Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2023-йиллиқ доклатида уйғур қирғинчилиқи алаһидә орун алди
2023.03.21

Кишилик һоқуқ мәсилиси америка ташқи сияситидә һәрқачан мәркизий темиларниң бири болуп келиватқан болуп, бу һал уларниң һәр йиллиқ доклатида изчил өз әксини тепип келиватқанлиқи мәлум. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 198 дөләт вә район һәққидики 2022-йиллиқ кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидики доклати 20-март күни елан қилинғандин кейин хитайниң бу саһәдики әһвалида дәпсәндичилик қилмишиниң техиму еғирлашқанлиқи җанлиқ намаян болди.
Бу йиллиқ доклатта хитай һөкүмитиниң һакиммутләқлиқ вә диктаторлуқ тәбиитиниң бир күчлүк дәлили сүпитидә уйғур қирғинчилиқи вә хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики инсанийәткә қарши җинайәтлири алаһидә оттуриға қоюлди. Болупму бу қилмишларниң һазирму изчил давам қиливатқанлиқи, шу қатарда милйондин артуқ кишиниң халиғанчә қолға елиниши вә қамаққа һөкүм қилиниши, мәҗбурий туғмас қиливетиш, мәҗбурий һамилә чүшүрүш, җинсий хорлуқ, көләмләшкән мәҗбурий әмгәк қатарлиқларға мас һалда диний етиқад әркинлики, сөз вә йөткилиш әркинлики қатарлиқларниңму тартивелинғанлиқи тәпсилий мисаллар вә пакитлар бойичә шәрһиләнди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ доклатида алаһидә тәкитләнгән бир нуқта нөвәттә ташқи дуняға мәлум болуватқан уйғур дияридики шәхсләрниң халиғанчә қолға елиниши, халиғанчә ғайиб қиливетилиши, роһий вә җисманий қийнаққа учриши, җүмлидин 2017-йилидин буян аз дегәндиму бир милйондин артуқ уйғурниң түрмиләргә вә “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларға қамилишиниң бирдәк хитай мәркизий һөкүмити бир қоллуқ пиланлиған вә иҗра қилған қилмишлар икәнлики, буниң қандақтур йәрликниң өз алдиға оттуриға чиқарған ишлар әмәслики ениқ баян қилинди.
Доклатта әркин асия радийоси дәлиллигән бир қатар пакитлар, шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң доклатлиридики “инсанийәткә қарши җинайәт” ниң бири нәқ уйғур дияридики тутқунларниң қамақтики вақтида өлүп кетиши болуп һесаблиниду. Шу қатарда лагерға елип кетилгәндин кейин җәсити қайтуруп берилгән кишиләрдин яқуп һәсән, зәйнәпхан мәмтимин, абдурәшид обул қатарлиқ кишиләрниң исми мисал елинса, йәнә нурғунлиған кишиләрниң лагердин “қоюп берилгән” дин кейин бирнәччә күн яки бирнәччә һәптә ичидә җан үзгәнлики әскәртилиду.
Доклатта уйғур дияридики роһий вә җисманий қийнақларниң иҗрачиси дәл хитай һөкүмитиниң “қанунчилиқ қурулуши” сепидики хадимлар икәнлики, уларниң лагер тутқунлириға қарита ток калтикигә бесиш, суға тунҗуқтуруш, коллектип басқунчилиқ қилиш, намәлум теббий дориларни йейишкә мәҗбурлаш қатарлиқ қилмишларни иҗра қилидиғанлиқи орун алди. Болупму хитай һөкүмити “қайта тәрбийәләш мәркизи” дәп ативалған лагерларниң маддий шараити, җүмлидин камерларға пут қойғудәк йәр қалмиғучә адәм қамаш, һайванғиму бәрмәйдиған йемәкликни йейишкә мәҗбурлаш, кариват йетишмигәнликтин дақ йәрдә янчә ухлаш, сап һава яки су дегәнниң болмаслиқи, халиғанчә һаҗәткә чиқалмаслиқ, әң әқәллий теббий шараит дегәнниңму йоқлуқи қатарлиқ сәвәбләр арқисида лагерға қамалған кишиләрниң һәммисила узун өтмәй йерим җан инсанларға айлинип қалидиғанлиқи, бу һалниң “сиясий” дәп қаралған мәһбусларға техиму шундақ болидиғанлиқи мәхсус баян қилинди. Шу қатарда илһам тохти, раһилә давут, хуштар иса (долқун әйсаниң иниси), гүлшән аббас, әкбәр әсәт қатарлиқлар бу хил “сиясий мәһбуслар” ниң мисали қатарида тилға елинди.
Хитай һөкүмити “террорлуқ” вә “диний ашқунлуқ” дегәндәк бәтнам билән лагерларға қамивалған милйонларчә инсанниң қандақ кишиләр икәнлики һәққидиму доклатта алаһидә чүшәнчә берилгән. Болупму хитай һөкүмитиниң тутқун қилиштики сәвәблиридин “бәш вақ намаз оқуған”, “қуран” оқушни өгәнгән кишиләр, сақал-бурут қойғанлар, һеҗапланғанлар, диний исим қойғанлар дегәндәк түрләр хитай һөкүмитиниң “җинайәт” бойичә әмәс, әксичә миллий вә диний кимликни йоқитиш нишани бойичә зор тутқунни иҗра қиливатқанлиқини, бу кишиләрниң әң кичики 15 яш, чоңлириниң 73 яш икәнлики, бу тутқунларниң қачан қоюп берилиши һөкүмәт даирилири халиған вақитта әмәлгә ашидиғанлиқи дегәнләр мушуниң өзидинла уларниң тутқун қилинишида һечқандақ қануний тәртипниң мәвҗут әмәсликини васитилик һалда әкс әттүрүп бәргән.
Лагер тешидики уйғурларниң әһвалиму доклатта алаһидә орун игиләйду. Болупму хитай һөкүмитиниң торлашқан назарәт системиси, миңлиған юғури ениқлиқтики камераларниң уйғур диярида һәммила кишини 24 саәт көзитип туруватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики 23 милйон нопусниң чирайи, машина номур тахтиси дегәндәк учурлирини толуқ назарәт қилип чиққанлиқи һәмдә “қолға елишқа тегишлик кишиләр” гә бәлгә уруп чиққанлиқи, кейинчә буму йетишмәй милйонларчә хитай кадирни “туғқан болуш” намида уйғурларниң өйлиригичә орунлаштурғанлиқи, шу арқилиқ өзлириниң “террорлуқ” өлчәмлиридики ибадәт қилиш, диний китабларни оқуш, һарақ-тамакидин йирақ болуш дегәндәк ишларниң бар-йоқлуқини тәкшүрүши дегәнләрму баян қилинған. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң уйғур диярида ашкара һалда уйғурларни йәкләш вә кәмситиш обйектиға айландуруш қилмишиниң кәң омумлашқанлиқиму орун алған.
Бу йиллиқ доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң сөз вә нәшрият әркинлики, тор әркинлики, илмий тәтқиқат әркинлики, аяллар һоқуқи, намайиш әркинлики, диний етиқад әркинлики, йөткилиш әркинлики, әркин сайлам әркинлики дегәндәк һәқләрдин һечқайсисини иҗра қилмиғанлиқи, бу әһвалниң уйғурлар, тибәтләр вә башқа хитай болмиған милләтләргә техиму шундақ болғанлиқи баян қилинди.
Бу йиллиқ доклат елан қилинғандин кейин америка ташқи ишлар министири антони билинкен 20-март күни мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирди. Йиғинда у ениқ қилип бу йиллиқ доклатниң илгирики доклатларға охшашла америка ташқи сияситиниң муһим тәркиби қисми икәнликини көрситип беридиғанлиқини, кишилик һоқуқниң дуняви ишларға мәнсуп болуп, бирәр дөләт, дин яки пәлсәпәниң униңға өз алдиға тәбир берәлмәйдиғанлиқини, әксичә буниң пүтүн дунядики дөләтләргә охшаш икәнликини тилға елип “бу йиллиқ доклатниң мәқсити бирәр дөләткә тәрбийә бериш яки уни хиҗил қилиш әмәс. Әксичә дуняниң бу җәһәттә қандақ мәсилиләргә дуч келиватқанлиқини көрситип бериш” деди. У шу қатарда бу җәһәттики мәсилиләрни вәкиллик йосунда баян қилип “хитай һөкүмити уйғурларға қаритилған қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни һазирму давам қилдуруватиду” дәп көрсәтти.
Бу йиллиқ доклат елан қилинғандин кейин дуня миқясида зор тәсир қозғиған болуп, һәрқайси ахбарат васитилири бәс-бәстә бу һәқтә хәвәр бәрди. Нөвәттә бу һәқтики түрлүк мулаһизә вә муһакимиләр арқиму-арқидин оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум.