Оттура-шәрқ институтида өткүзүлгән уйғурлар һәққидики йиғинниң мулаһизилири
2019.03.27
Уйғур дияридики зор көләмлик сиясий бастуруш һәрикити хәлқараниң зор диққитидә болуватқан шуниңдәк ислам дуняси уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләргә қарита сүкүт қиливатқан пәйттә вашингтон шәһиридики әң чоң ақиллар мәркизиниң бири болған “оттура-шәрқ институти” да “шинҗаңдики кризис вә оттура асияниң инкаси” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди.
26-Март күни ечилған бу йиғинда уйғурлар дуч келиватқан сиясий вә иҗтимаий мәсилиләрниң һазирқи әһвали һәмдә униң оттура асиядики башқа түркий тиллиқ җумһурийәтләргә көрситидиған тәсири шундақла уларниң бу мәсилә һәққидики инкаси тоғрилиқ мунасивәтлик алимлар вә мутәхәссисләр кәң-кушадә пикир баян қилди.
Бу қетимқи муһакимә йиғиниға америкадики оттура асия тәтқиқат саһәсидә бәлгилик шөһрәткә игә алим, җон хопкинис университети қармиқидики “оттура асия вә кавказ институти” ниң қурғучиси профессор фредрек стар әпәнди риясәтчилик қилди.
У алди билән “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән сөзниң өзидила уйғурлар дуч келиватқан асасий мәсилиләрниң әкс етидиғанлиқини, буниңдики “шинҗаң” дегән сөзниң “йеңи чегра” дегән мәнисила бу җайниң йеңидин ишғал қиливелинған макан икәнликини көрситидиғанлиқини, “уйғур” дегән сөзниң болса оттура асиядики әң қәдимий мәдәнийәт игиси болған бир хәлқниң нами икәнликини, “аптономийә” дегәнниң болса уйғурларға вәдә қилинған, әмма иҗра болмиған бир һадисә икәнликини бир-бирләп сөзләп келип мәһмуд қәшқәри вә йүсүп хас һаҗибтәк мәдәнийәт устазлирини йетиштүргән бир хәлқ нөвәттә дуч келиватқан реаллиқниң кишини толиму ечиндуридиғанлиқини тәкитлиди. Шуниңдәк әйни вақитта русийәдики түрлүк сиясий вә иқтисадий сәвәбләрдин уйғур дияриға қечип келип маканлишип қалған қазақ вә қирғизларниң кейинчә бу җайдики түркий хәлқләрниң бири болуп қалғанлиқини, нөвәттә уларниңму хитайниң бастуруш обекти болуп қалғанлиқини сөзләп келип мушу әһвалға қарита оттура асия районида қандақ инкаслар болуватқанлиқи һәққидә сөз қилишни йиғинниң әзиз меһманлириға һавалә қилди.
Алди билән җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс сөз алди. У уйғур диярида немә ишларниң болуватқанлиқи һәққидики пикирләрни уйғурларға вакалитән бүгүнки йиғинниң әзиз меһманлири қатаридин орун алған елшат һәсән вә алим сейтовларниң сөзлишигә һавалә қилип, бу әһвалларниң оттура асиядики һәрқайси дөләтләргә болған тәсири һәққидә тохталди.
У сөзидә оттура асияда узундин буян “хитай вәһимиси” вә хитайға қарши чүшәнчиләрниң давам қилип кәлгәнликини, бу һалниң совет-хитай мунасивити бузулған 1960-йиллардин кейин йәнә бир балдақ юқири пәллигә чиққанлиқини, әмма “соғуқ уруш” ниң алди-кәйнидә шу җайдики хәлқләрниң америка вәһимисидин көрә хитай вәһимисидин бәкрәк әндишигә чүшкәнликигә өзиниң шәхсән шаһит болғанлиқини алаһидә тилға алди. У шу вақитлардин кейин хитайниң оттура асия районини йеңи иқтисадий пурсәт макани қиливалғанлиқини һәмдә хитайниң “иқтисадий тон” ға оранған “юмшақ күч” васитиси арқилиқ оттура асияда асаслиқ нопуз игилиридин болуп қалғанлиқини, буниң билән “хитай вәһимиси” вә “хитай достлуқи” ниң мушу шәкилдә тәңпуң йосунда оттура асияда мәвҗут болуватқанлиқини баян қилип, нөвәттики уйғур диярида әвҗ еливатқан зор тутқунниң оттура асия дөләтлиридики ашу хил роһийәт дунясиға көрсәткән тәсиригә қарап чиқишта төт тәрәплимә әһвални диққәттин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини көрсәтти.
Униң пикричә, оттура асия районида бир мәһәл зор қоллашқа игә болған “пантүркизм” чә идийәләр нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләргә тәдбиқлиништин йирақ қалмақта икән. Йәнә келип оттура асияда өткән он-йигирмә йилда барғансери юқири пәллигә чиқиватқан ислам әқидисигә әгишиш хаһишиму уйғурлар дуч келиватқан кризисларға ерәңсизлик қилмақта икән. У буниңға улапла пәқәт қисмән сандики қазақ вә қирғизларниң лагерларға солинишидин кейин милләтчилик хаһишиниң бу мәсилидики асаслиқ тәсир күчигә игә амил болуп қалғанлиқини, буниңға қошулуп изчил түрдә хитайни “иқтисадий җәһәттики истиқбалимиз” дәп қарап кәлгән оттура асия җумһурийәтлиридә “уйғурларниң бешиға чүшкән күн хитайниң оттура асиядики тәсириниң ешип беришиға әгишип бизгиму келәрму” дегән әндишиниң әвҗ елиши буниңға қошумчә болғанлиқини баян қилди.
Бу қетимқи йиғинда сөз қилған йәнә бир әзиз меһман америка ташқи сиясәт кеңишиниң әзаси, 2002-йилидин 2010-йилиғичә болған арилиқта америка дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири болған җеймис клад әпәнди иди. У сөзидә нуқтилиқ қилип әйни вақитта америка һөкүмитиниң “террорлуққа қарши бирликсәп” еһтияҗи үчүн “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни террорлуқ тәшкилати, дәп етирап қилғанлиқини, әмма һазирқи күндә болса американиң әйни вақиттики бу ишларни қайта садир қилишниң орниға уйғурларниң лагерларға солиниши вә уйғур җәмийитиниң омумйүзлүк кризисқа муптила болушини кәскинлик билән тәнқидләватқанлиқини, бу һалниң һазирқи күндә муһим темилардин болуватқан америка-хитай мунасивитидә тегишлик орун еливатқанлиқини сөзләп өтти.
Меһманлар қатарида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән вә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң мудири алим сейтоф нуқтилиқ қилип уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң тәдриҗий өзгириш әһвалиниң омумий мәнзирисини җанлиқ мисаллар билән тәсвирләп бәрди. Алим сейтоф нуқтилиқ қилип чен чуәнго уйғур дияриға йөткилип келишниң алди-кәйнидики сиясий вәзийәтни тонуштуруп өтти. Болупму чен чуәнго йеңи иҗра қилған “асманда тор, йәрдә қапқан” шәклидики торлашқан контроллуқ, сақчи понкитлири вә сақчилар қошунини зорайтиш, уйғур мәдәнийитини чәкләш қилмишлирини бир қисим кишиләрниң “вақтинчә йолға қоюлған тәдбирләр” дәп қариғанлиқини, әмма буниң кейинчә бир пүтүн уйғур миллитини омумий нишан қилған сиясий бастуруш һәрикитиниң “муқәддимә” си болуп чиққанлиқини, бу һалниң кейинчә чәтәлләрдики уйғур оқуғучиларни тутқун қилишқа кеңәйгәнликини, уйғур диярида болса уйғур сәрхиллириниң зор санда тутқун қилинғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң изчил буларни “террорлуққа вә әсәбийликкә қарши туруш” ниң бир қисми, дәвалғанлиқини көрсәтти.
Елшат һәсән болса нуқтилиқ қилип уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтни “5-июл вәқәси” ни мәркәз қилған һалда икки басқучқа бөлүп чүшәндүрүшкә болидиғанлиқини көрситип өтти. У хитай һәрбий системисидики генерал дәй шүниң бир қетимлиқ аммиви йиғинда “америка билән хитай оттурисида уруш болса бәш-он миң уйғур террорчи бир кечидила америка үчүн җан пидалиқ қилишқа тәйяр болиду” дәп сөзлигәнликини мисал қилип туруп, хитай һөкүмитиниң изчил түрдә уйғурларни “дөләтниң дүшмини” қатарида көрүп кәлгәнликини, “5-июл вәқәси” дин илгири бу “дүшмән” гә тақабил турушта хитай һөкүмитиниң “әқилдарлири” дин ху әнгаң, ма роң, ху лйәнхе қатарлиқларниң тил, миллий территорийә, мәдәнийәт қатарлиқ саһәләр үчүн қандақ тәдбирләрни көрсәткәнликини, бу тәдбирләрниң “5-июл вәқәси” дин кейин қандақ иҗра болғанлиқини, нөвәттә болса пүткүл уйғурларни “өзгәртишкә болидиғанлар” вә “өзгәрткили болмайдиғанлар” дәп икки категорийәгә айриған һалда хитайлаштурушниң әвҗигә чиқиватқанлиқини, буниң билән һәммигә мәлумлуқ лагерлар мәсилисиниң әнә шу тәдбирләрниң бири болуп қалғанлиқини көрсәтти.
Ахирида йиғин иштиракчилири уйғурлар мәсилисигә қарита ислам дунясиниң қандақ инкас қайтуруши, оттура асия дөләтлириниң хитай билән болған мунасивити қатарлиқ саһәләр бойичә бәс-бәстә соаллар сориди.
Йиғин ахирида профессор шан робертис айрим зияритимизни қобул қилди. Биз униңдин “уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләрдин оттура асия дөләтлири қандақ савақларни елиши мумкин” дәп сориғинимизда у хитай иқтисадий вастилардин пайдилинип оттура асияни контрол қиливатқан әһвалда у җайда көп хил әһваллар арилишип кәткән бир омумий муһитниң шәкиллиниватқанлиқини, бундақ әһвалда көплигән әһвалларға алдирап һөкүм қилишқа болмайдиғанлиқини көрсәтти. У бу һәқтә мундақ деди:
“мениңчә, оттура асия дөләтлириниң һечқайсиси хитайниң уйғурлар районида болуватқан мәсилиләрни пәқәтла тилға елишни халимайду. Чүнки бу ғайәт зор миқдар вә көләмдики иқтисадий муамилигә берип тақилиду. Мундақчә ейтқанда, оттура асия дөләтлиридики хәлқләрниң дөләт сияситигә тәсир көрсәткүдәк қудрити бар. Қарайдиған болсақ, қазақистан вә қирғизистандики кишиләр уйғурлар районида болуватқан ишларни йеқиндин көзитиватиду. Шундақла хитайниң күчи бу дөләтләрдә зорийип кәтсә уйғурларниң бешиға кәлгән ишлар бизгиму келип қаларму, дәп әнсирәватиду. Шуңа бәзи ишларниң қандақ нәтиҗә елип келишигә һазир бирнәрсә дегили болмайду: йеқинда қазақистан президенти истепа бәрди. Шәхсән мән мушу иш кейинки нөвәтлик президентни сайлайдиған вақитта чоң бир ғәвғаға сәвәб болуп қаларму, дәп ойлаватимән.”
Җеймис клад әпәндиму айрим зияритимизни қобул қилғанда биз униң билән уйғур дияридики сиясий бастурушқа четишлиқ хитай әмәлдарлирини җазалашқа даир тәдбирләр тоғрисида немә үчүн ахирқи қарар елинмайватқанлиқи тоғрисида сөзләштуқ. У буниң көп саһәгә четилидиған бир мәсилә икәнликини, шундақла америка һөкүмити үчүнму бир муһим қарар икәнликини, шуңа буниң созулуп кетишидә көп тәрәплимә амилларниң барлиқини тәкитлиди.
“рошәнки, бу хил кечикиштики асаслиқ сәвәб иккилиниш. Чүнки бу хитайлар үчүн бәкму чоң бир мәсилә. Биз үчүн болса ашу хил зулумларға сәвәбкар болғучи шәхсләрни муқимлаштуруш вә уларни биваситә, конкрет әйибләш бир зор мәсилә. Чүнки бу хуавей гуруһидики һелиқи аялниң тутқун қилинишидинму нәччә йүз һәссә муһим болған бир мәсилә. Шуңа бу хил иккилинишни тоғра чүшинишкә болиду. Бәлким сиз бундақ дәпла буни ақлиғили болмайду, дейишиңиз мумкин. Әмма мениңчә, бу тоғра чүшинишкә болидиған мәсилидур. Иккинчи мәсилә болса хитайниң иш-һәрикитигә қандақ қилип тәсир көрситишниң йоллиридур. Буму әстайидил ойлинишқа тегишлик ишлардур. Лекин бизниңчә, бу (хил җазалаш) тамамән мумкин. Йәнә бир яқтин җаза тәдбирлирини иҗра қилиш символлуқ нуқтисидин алғандиму бәк чоң бир қәдәм. Әмма бу бирәр шәхскә қарита биваситә тәсир пәйда қилидиған нәрсә әмәс. Җазалаш мәсилиси бәкму зор бир мәсилә болғачқа биз уни икки тәрәп мунасивити равурус бузулуп бир йәргә барғанда андин оттуриға ташлаймиз. Әмма берма вә башқа җайларда бу хил җазалаш тәдбирлириниң чоң роли болуватиду.”
Йеқинқи мәзгилләрдин буян бу хилдики муһакимә йиғинлири арқиму-арқидин ечиливатқан болуп, бу бир тәрәптин кишиләрниң уйғурлар мәсилисигә болған қизиқишиниң ешип бериватқанлиқини көрсәтсә, йәнә бир яқтин бу хилдики йиғинлар арқилиқ уйғурлар мәсилиси техиму көп кишиләргә уқушлуқ вә системилиқ шәкилдә аңлитилмақта.