Америка ташқи ишлар министирлиқи: “уйғур вә башқа мусулманларни рәһимсизләрчә тутуп туруш вә бастуруш системисидин әндишилиниватимиз”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.04.29
meschit-teshwiqat-boway.jpg Хитайниң тәшвиқат лозункилири есилған мәсчит. 2014-Йили 17июл, ақсу.
AP/Ng Han Guan

Америка ташқи ишлар министирлиқи лагер, қаттиқ сиясәт вә юқири техникилиқ тәқибләш васитилири арқилиқ башқурулуватқан уйғур дияридики мусулманларниң бу рамзандики вәзийитигә көңүл бөлүватқанлиқини радиомизға мәктуп арқилиқ ипадә қилди. Америка ташқи ишлар министирлиқи, бейҗиңниң уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә қаратқан рәһимсизләрчә тутуп туруш вә бастуруш системисидин әндишә қиливатқанлиқини, бу мунасивәт билән униң халиғанчә қолға елинғанларни дәрһал қоюп беришкә, қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини ахирлаштурушқа чақирди.

Хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа мусулманларниң диний етиқадиға қаратқан бастуруш сиясити узун йиллардин бери, хәлқара җәмийәт тәрипидин болупму америка һөкүмитиниң әң қаттиқ тәнқидигә учрап келиватқан мәсилиниң бири. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати хитайни 1999-йилидин буян изчил һалда “диний әркинликкә бузғунчилиқ қилғучи дөләт” дәп бекитип кәлди.

Болупму хитай һөкүмитиниң йеқинқи 3 йилдин буян йиғивелиш лагерлирини қуруп, уйғур вә башқа ислам динға етиқад қилидиған бигунаһ хәлқни зор көләмдә тутқун қилғандин сирт, динни “җуңгочилаштуруш” сияситини көп тәрәплик васитиләр арқилиқ мәҗбурий елип берип, мусулманларниң рамзандики роза тутуш, намаз оқуш, иптар вә закат беришқа охшаш нормал диний паалийәтлириниму қаттиқ чәкләп келиватқанлиқи америка ташқи ишлар министирлиқи 2019-йили 21‏-июн күни елан қилған йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатидиму қаттиқ тәнқид қилинғаниди.

Мәзкур доклатта, тунҗи қетим уйғур райониға айрим орун берилгән болуп, буниңда “һәр хил таратқулар вә аммиви тәшкилатлар һөкүмәтниң 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләт әзалирини тутқун қилип, тутуп туруш орунлириға қамиғанлиқини пәрәз қиливатқанлиқи, уларниң 2017‏-йили 4‏-айдин бери диний вә етник тәркиби сәвәблик бу орунларда из-дерәксиз йоқитишқа, қийин-қистаққа, җисманий хорлашқа, узун муддәт тутуп турушқа дучар болуватқанлиқи” билдүрүлгәниди.

Бу йилқи рамзан мунасивити билән уйғур дияридики рамзан әһвали, җүмлидин роза тутуш қатарлиқ диний паалийәтләрниңму қаттиқ контрол қилишқа учриғанлиқи инкас қилинмақта. Рамзан мунасивити билән уйғур дияридики мусулманлар вәзийити дуняниң мәркәзлик диққәт нуқтисиға айланған бу пәйттә америка ташқи ишлар министирлиқиниң барлиқ учурлар қамал қилинған уйғур дияридики уйғур қатарлиқ мусулманларниң йеқинқи, болупму рамзандики вәзийитигә болған көз қарашлирини соридуқ.

Америка ташқи ишлар министирлиқи соаллиримизға 27-апрел күни мәхсус мәктуп арқилиқ җаваб қайтурди. Мәктупта мундақ дейилгән:

“биз билән алақилашқанлиқиңизға рәһмәт. Биз сизни дөләт ташқи ишлар министирлиқиға мәнсуп болған төвәндики учурлар билән тәминлийәләймиз:

Биз хитай хәлқ җумһурийитиниң шинҗаңдики уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләт әзалириға қаратқан рәһимсизләрчә тутуп туруш вә бастуруш системисидин әндишә қиливатимиз. Биз бейҗиңни халиғанчә қолға елинғанларниң һәммисини дәрһал қоюп беришкә, һәмдә шинҗаңдики қаттиқ сиясәтлирини ахирлаштурушқа чақиримиз.

Биз хитайниң җаза лагерлири һәққидә доклат қилинған әһвалларға интайин көңүл бөлимиз, бу пәқәт бу аҗиз кишиләр топи арисида вирусниң тарқилишни тезлитиду. Йетәрлик озуқлуқ, дора вә керәклик буюмлар билән тәминләш һәр қандақ карантин қилиш хизмитиниң муһим тәркибий қисми. Бу ай рамизанлиқ ибадәт мәзгилидә биз һәмишә, хитай һөкүмитини барлиқ мусулманлар вә барлиқ динға етиқад қилидиғанларниң етиқадиға асасән, уларниң етиқадиға әмәл қилишиға капаләтлик қилишқа чақиримиз.

Бейҗиңниң баянлириға охшимайдиғини шуки, җаза лагерлирида тутуп турулуватқанлар, пәқәт намаз оқуш яки диний кийим-кечәкләрни өз ичигә алидиған диний етиқад вә етиқад әркинлики һоқуқини йүргүзгәнлики үчүн, өзлириниң ирадисигә хилап һалда тутуп турулмақта.”

Бу йил, хитайниң таратқу яки тәшвиқат васитилиридә рамзан һәққидә мәхсус учур йоқ дейәрлик. Хитай өз ичидин тарқалған коруна вируси тарқилиш вәзийитини контрол қилип болғанлиқини тәшвиқ қиливатқан бир мәзгилдә хитай һөкүмитиниң “җуңго ислам җәмийити” ниң торида 22-апрел күни, мәмликәт ичидә мусулманларниң рамзанлиқ ибадәтләрдә, юқум мәзгилини көздә тутуп, опчә ибадәт вә паалийәтлиридин сақлиниш керәклики тоғрулуқ бир көрсәтмә елан қилған.

Уйғурларниң кишилик һоқуқи мәсилилиридә доклат тәйярлап америка һөкүмити вә башқа саһәләрни бу һәқтики испатлиқ доклатлар билән тәмин етип келиватқан вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң программа тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим зияритимизни қобул қилди. У бу нөвәт хитайниң рамзандики қаттиқ чәкләш тәдбирлирини районда өзиниң вирусқа қарши тәдбир еливатқанлиқини баһанә қилип туруп йепишқа урунуватқанлиқ еһтималини оттуриға қойди.

Зубәйрә ханим уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хәлқара җәмийәт вә америка һөкүмитигә елан қилған доклат вә материяллиридин нәқил кәлтүргәндә, хитайниң районда “исламни хитайлаштуруш” ни өз ичигә алған диний әркинликкә қарши дәпсәндичиликлириниң давамлишиватқанлиқини, әң илғар технологийә арқилиқ зор көләмлик көзитиш системисини бәрпа қилған бу районда һазир ислам диниға етиқад қилғучиларниң рамзанда өз ихтиярлиқи билән диний паалийәтләрни елип бериши техиму мумкинсиз бир һаләттә икәнликини билдүрди. У йәнә “хитай һөкүмити уйғурларниң вәзийәтни қанчә пәрдазлап көрситишкә урунсиму хәлқара җәмийәтниң күзини боялмайду” деди.

Зубәйрә ханим ахирида рамзан мәзгилини дуняниң һәр қайси җайлирида әркин яшаватқан әркин ибадәт қилалайдиған уйғурлар өзлири үчүн мусулманлиқ бурчини ада қилиштин башқа, уйғурлуқ бурчини ада қилидиған пурсәт дәп билиши керәкликини билдүрди. У мундақ деди: “уйқулар бу рамзанни ибадәтлиримиз вә дуалиримиз билә хәйрлик тинч өткүзгәндин башқа, әмили һәрикитимиз билән дуня җамаәтчиликини болупму мусулманлар дунясини, хитайниң уйғур вә башқа мусулманлар үстидин елип бериватқан зулумини тохтитишқа бирликтә тиришчанлиқ көрситишимиз керәк” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.