Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ диний әркинлик доклатида уйғурлар мәсилиси күчлүк тәкитләнди
2023.05.15

Бүгүн, йәни 15-май күни америка ташқи ишлар министирлиқи дуняниң өткән бир йил ичидики диний әркинлик вәзийити баһалап чиқилған “2022-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати” ни елан қилған. 200 Гә йеқин дөләт вә районниң диний әркинлик вәзийитигә әтраплиқ баһа берилгән бу доклатниң елан қилиниш мунасивити билән америка ташқи ишлар министири антоний билинкен ахбарат йиғини өткүзгән. У ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ диний әркинлик доклатиниң мәқситиниң дуня миқясида дин яки етиқад әркинликини бастуруватқан районларни гәвдиләндүрүш, җавабкарлиқни сүрүштүрүшни илгири сүрүш вә ахирида һәммә киши дин яки етиқад әркинликидин ортақ бәһримән болидиған бир дуняға қарап илгириләш икәнликини тәкитлигән.
Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен сөзидә йәнә, өткән бир йил ичидә бир қисим дөләтләрдики диний әркинлик вәзийитидә яхшилиниш барлиққа кәлгән болсиму әмма йәнә нурғун җайларда бастурушниң күчәйгәнликини билдүргән. У мундақ дегән:
“бәхткә қарши, дуняниң нурғун җайлиридики һөкүмәтләр қийин-қистақ, зораванлиқ, қанунсиз назарәт қилиш вә аталмиш қайта тәрбийәләш лагери қатарлиқ бир қатар усулларни ишлитип диний аз санлиқларни тәқибләшни давамлаштурмақта. Улар йәнә диний аз санлиқларни бәзи кәсипләрдин чиқириветиш яки уларни муһим диний күнләрдә ишләшкә мәҗбурлаштәк қилмишлар арқилиқму кәмситиш билән шуғулланған”.
Америка ташқи ишлар министирлиқи бу йил дуняниң һәрқайси җайлиридики зулумни паш қилишта муһим рол ойнаватқан шәхсләр вә мустәқил кишилик һоқуқ органлириниң тиришчанлиқиға алаһидә орун бәргән болуп, ташқи ишлар министири антоний билинкенму нутқида бу нуқтини алаһидә тәкитләп өткән. У буниңда уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни һәмдә бу ирқий қирғинчилиқни һөҗҗәтләштүрүп дуняға ашкарилашта рол ойнаватқан уйғур һәрикити тәшкилати вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушини тилға алған. Антоний билинкен мундақ дегән:
“дуняниң һәр қайси җайлирида, пуқралар вә пуқралар тәшкилатлири өзигә келидиған хәвпкә қаримай бу хил һәрикәтләргә қарши туруватиду. Мәсилән, уйғурлар һәрикити тәшкилати вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиға охшаш аммиви тәшкилатлар хитайниң шинҗаңдики уйғурлар мусулманлириға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини һөҗҗәтләштүрмәктә”.
Антоний билинкен сөзидә йәнә әскәртип: “америка диний әркинликни тәшәббус қилидиған бу батур паалийәтчиләрни қоллашни давамлаштуриду. Биз һөкүмәт әмәлдарлири билән болған алақимизда чоқум ашкара вә биваситә һалда диний әркинликни тәшәббус қилимиз, диний әркинликни қоғдаш вә илгири сүрүш үчүн давамлиқ тиришимиз” дегән.
Уйғур һәрикити тәшкилати мудири рошән аббас ханим бүгүн радийомизға қилған сөзидә америка ташқи ишлар министирлиқиниң уйғур тәшкилатлириниң бу һәқтә қиливатқан хизмәтлирини йеқиндин қоллап келиватқанлиқини ейтти. Шундақла униң өзлириниң хизмитиниң муәййәнләштүрүлгәнликидин хурсән болғанлиқини билдүрди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети рәиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши һәйити рәиси нурий түркәлму радийомизға қилған сөзидә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң доклатлириниң ролиниң муәййәнләштүрүлгәнликини қарши алди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ диний әркинлик доклатини елан қилиш мунасивити билән қилған ахбарат йиғинида йәнә америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинлик әлчиси рашид һүсәйин (Rashad Hussain) му сөз қилған. У сөзидә доклаттики муһим нуқтиларни чүшәндүрүп ; бу йиллиқ доклатта һөкүмәт вә җәмийәт қатлимидики диний кәмситиш вә өчмәнликкә мунасивәтлик муһим байқашларниң орун алғанлиқини билдүргән. У, диний етиқад вәзийити алаһидә диққәт қозғашқа тегишлик дөләтләрни тилға алғанда русийә, хитай, һиндистан, афғанистан қатарлиқ дөләтләр үстидә тохталған. У: “хитай һөкүмити мусулман уйғурларни асас қилип туруп, уларни қайта тәрбийәләш лагерлириға тутти, түрмигә ташлиди. Уларни сүргүн қилди” дегән.
Рашид һүсәйин һөкүмәтләрниң пуқраларниң диний етиқад әркинлики җүмлидин динға ишиниш яки ишәнмәслик, динини өзгәртиш, диний ибадитини қилиш қатарлиқ әркинликигә арилишивалидиған, кәмситидиған қилмишлар көпийиватқанлиқини, америка һөкүмитиниң чоқум дуняниң диний әркинликигә капаләтлик қилиши зөрүрлүкини тәкитлигән.
Мәзкур ахбарат елан қилиш йиғиниға америкадики бир қисим аммиви тәшкилатлар вәкиллири тәклип қилинған болуп, америка уйғур бирләшмиси башлиқи әлфидар илтәбирму шуларниң қатарида икән. Униң радийомизға дейишичә, йиғин ахирида у һәм билинкин әпәнди һәм һүсәйин рашид әпәндиләр билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәтлишиш пурситигиму игә болған. У у уйғур мәсилисиниң америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида вә ахбарат йиғинида тәкрар-тәкрар оттуриға қоюлушини уйғур мәсилисиниң америка дипломатийәсидики муһим мәсилигә айланғанлиқиниң ипадиси, дәп көрсәтти.
Америка ташқи ишлар министирлиқи бүгүн доклат мунасивити билән тарқатқан рәсмий мәлуматнамисидә: “америка ташқи ишлар министирлиқи хитайниң уйғурларға қарши қиливатқан зулумини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт, дәп бекиткән. Биз бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн малийә җазаси, виза чәклимиси вә шуниңдәк ‛уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни‚ қатарлиқларни йолға қойдуқ вә мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған таварларни импорт қилишни чәклидуқ” дейилгән. Мәлуматнамидә йәнә американиң бундин кейин “б д т билән бу мәсилидә йеқиндин һәмкарлишип, уйғурларға аит доклатларниң давамлиқ чиқишиға түрткә болидиғанлиқи һәмдә йәнә американиң шерик дөләтлири вә һәтта ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән алақини күчәйтип, уларниң хитайға қарита тәдбир елишини қолға кәлтүрүшкә тиришидиғанлиқи, американиң бу зулумни тохтитиш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи” баян қилинған.