“мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хатирә күни” дә уйғурлар мәсилиси аңлитилди
2019.08.30

Дуняниң һәрқайси җайлиридики һакимийәтләр зорлуқ күчи арқилиқ җәмийәттин ғайиб қиливәткән кишиләрни яд етиш йүзисидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) һәр йили 30-авғустни “мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хәлқара хатирә күни” қилип бекиткән иди. 2019-Йиллиқ хатирә күнидә вашингтон шәһиридики “дөләтлик ахбарат кулуби” да мәхсус йиғин ечилип, асия, африқа вә латин америкисидики бу хил мәҗбурий ғайиблиқниң қурбанлириға айланған һәр саһә кишилири әсләнди.
Бу қетимқи хатириләш паалийитигә вашингтон шәһири вә башқа җайлардин бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәклип қилинған иди. Йиғин башланғанда риясәтчи, “синди фонди” ниң иҗраийә рәиси сүфи лағари алди билән сөз елип, нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлиридики мәҗбурий ғайиб қиливетиш қилмишлириниң сан вә көләм җәһәттә ешип меңиватқанлиқини, бу һалниң инсанийәт җәмийити мәдәнийәт вә мәрипәт саһәсидә алға бесиватқан бир заманда көрүлүватқанлиқи, буниңда һөкүмәтләрниң биваситә һалда мәҗбурий ғайиб қиливетишниң иҗрачилири болуватқанлиқини, буниңда һазир пакистан, хитай, түркийә қатарлиқ җайларда көплигән типик мисаллар оттуриға чиқиватқанлиқини тәкитләп, йиғин әһлини дуняниң һәрқайси җайлиридики мәҗбурий ғайиб қиливетишниң қурбани болуп кәткән инсанлар үчүн бир минут сүкүттә турушқа тәклип қилди.
Бир минутлуқ сүкүттин кейин сүфи лағари б д т ниң кишилик һоқуқ ишлири бойичә мутәхәссиси т. Кумарни сөзгә тәклип қилди. Кумар әпәнди сөзидә нуқтилиқ қилип мәҗбурий ғайиб қиливетиш қилмишиниң әмәлийәттә башқа шәкилләрдики қийнақлардинму яманрақ икәнлики һәққидә сөз қилип мундақ деди:
“һазир сиясий сәвәбләрдин инсанлар қириливатиду, аяллар аяқ-асти қилиниватиду. Мушундақ қәбиһликләр көрүлүватқанда биз қандақларчә мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр үчүн дәст туруш лазимлиқини тәкитләп қалдуқ? чүнки инсанлар қирилғанда уларниң тәқдири кишиләргә айдиң болиду, уларниң уруқ-туғқанлири бу қисасни елиш үчүн тегишлик һәрикәтләрдә болиду. Әмма инсанлар из-дерәксиз ғайиб болуп кәткәндә кишиләр уларниң өлүк-тирикиниму билмәйду. Чүнки ғайиб болуп кәткән бу кишиләрниң қандақ қийнаш яки хорлашларға дуч кәлгәнлики һечкимгә хәвәр қилинмайду, уларниң қанчилик санда икәнликиму мәхпий тутулиду. Һәтта улар өлүп кәтсиму уларниң қәдирданлири буниңдин хәвәрсиз қалиду. Бу ишлардин анчә-мунчә хәвәр тапқанларму өзлириниң вә башқа уруқ-туғқанлириниң кәлгүсидә ашу хил зиянкәшликкә учрап қелишидин әнсирәп еғиз ечиштин өзини тартиду. Шуңа бу хил мудһиш қилмиш һәққидә ашу инсанлар еғиз ачалмиған болса биздәк әркин дунядики кишиләр улар үчүн сөз қилишимиз лазим. Буниң үчүн биз һәр хил чариларни бирдәк қоллинишимиз, һөкүмәтләрни хәвәрдар қилишимиз лазим. Гәрчә буниңда көплигән мүшкүллүкләр болсиму, биз һәрикәтни мушу җайдин башлисақ болиду. Шуңа мән һәммәйләнни бу ишқа ортақ күч чиқиришқа чақиримән.”
Бу қетимқи йиғинға алаһидә тәклип қилинған меһманларниң бири йиллардин буян хәлқара сәһниләрдә уйғурларниң һәқ вә һоқуқлири үчүн күришип кәлгән рабийә қадир ханим иди. У америкидики уйғур паалийәтчи йәмлибикә патқулинниң тәрҗиманлиқида уйғурларниң һазир қайси дәриҗидики зулумға учраватқанлиқини баян қилип, аллиқачан 500 йүз миңчә уйғур тутқунниң хитай өлкилиригә йөткәп кетилгәнликини, бу кишиләрниң қәйәрдә вә қандақ һаләттә икәнлики һәққидә һечқандақ учур йоқлуқини, йәнә нурғун сандики уйғурниң лагерларда из-дерәксиз ғайиб қиливетилгәнликини сөзләп өтти. Ахирида өзиниң лагерлар һәққидики инглизчә баянатини йәмлибикәниң йиғин әһлигә оқуп беришигә һавалә қилди.
Америка авам палатасиниң әзаси брад шерманму бу қетимқи йиғинға иштирак қилди. У өзиниң өткән нәччә он йиллиқ хизмәт әмәлийитигә бирләштүргән һалда һазир дуняниң һәммила йеридә, җүмлидин пакистан, хитай, сириланка қатарлиқ җайларниң һәммисидила мәҗбурий ғайиб қиливетиш қилмишиниң көпләп садир болуватқанлиқини сөзләп келип, уйғурларниң буниңдики әң типик мисал икәнликини билдүрди.
“силәргә ейтсам, хитайдики уйғур җәмийити ғайәт зор көләмлик тутқун вә мәҗбурий ғайиб қиливетишниң қурбани болуватиду. Мушу пурсәттин пайдилинип уйғурларниң көзгә көрүнгән йолбашчилиридин рабийә қадир ханимниң намини алаһидә тилға елишни мувапиқ дәп қараймән. Уйғурлар еғир паҗиәләргә дуч келиватқан бүгүнки күндә дуня уйғур қурултийи уйғурларниң һәқ-һоқуқлири күришидә авангартлиқ ролини ойнаватиду. Бизгә мәлум болғандәк, һазир хитайниң шинҗаң өлкисидә бир милйондин үч милйонғичә болған мусулман йиғивелиш лагери шәклидики тәрбийиләш мәркәзлиригә қамалди. Бу бизниң дәвримиздә көрүлүватқан әң зор кишилик һоқуқ трагедийәсидур. Һәқиқәттә болса нөвәттики зор көләмлик тутқун башлиништин аввалла уйғурларниң мәҗбурий ғайиб қиливетилиши хели чоң көләмгә игә болуп болған. Шуниң үчүн биз һазир америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң һәқ вә һоқуқлирини қоғдаш мәзмунидики икки қанун лайиһисини музакиригә сундуқ. Бу бир символлуқ мәнигә игә һәрикәт. У мәлум дәриҗидә бу хилдики мәҗбурий ғайиб қиливетиш қилмишини чәкләш ролини ойнайду. Бу қанун йәнә федератип һөкүмәтни хитайдики уйғурларни бастуруш қилмишиға ярдәмләшкән америка ширкәтлиридин һечқандақ мәһсулат сетивалмаслиққа буйруйду. Демәкчи болғиним, дуня бу хилдики зораванлиққа көз юмуп олтурмайду. Америка дөләт мәҗлисиму пат йеқинда бу һәқтә әмили һәрикәткә өтиду. Бу хилдики мәҗбурий ғайиб қиливетишкә қарита биз һазир ялғуз әмәс. Залимлар бу инсанларни ғайиб қиливетиш арқилиқ уларниң авазини вә бизниң авазимизни сүкүткә айландуруветишни арзу қилған болса биз сүкүт қилмайдиғанлиқимизни техиму яңрақ авазда уларға уқтуруп қоймақчимиз.”
Шу қатарда сириланка, түркийә курдлири, пакистандики балучийлар қатарлиқ мәҗбурий ғайиб қиливетишниң қурбанлири һәққидә вәкилләр йиғин әһлигә мәлуматлар бәрди. Йиғин арилиқида биз рабийә қадир ханимни айрим зиярәт қилдуқ. У бүгүнки йиғиндин наһайити хурсән болғанлиқини тәкитләп, уйғурларниң ялғуз әмәсликини техиму чоңқур һес қилғанлиқини билдүрди.
Кумар әпәнди уйғурлар мәсилиси вә бу ишқа дуняниң қандақ инкас қайтуруши һәққидә сөз болғанда бу мәсилиниң ялғуз уйғурлар биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини, буниң йәнә дуня үчүнму муһим мәсилә һесаблинидиғанлиқини билдүрди.
“хитай һөкүмити һазир әмгәк лагерлири арқилиқ уйғурларни қайтидин тәрбийәләватқанлиқи тоғрисида капшиватиду. Әмәлийәттә болса бу толиму қәбиһ усулда кишиләрниң диний етиқадини өзгәртиш урунуши, халас. Улар мушу арқилиқ өзлирини мусулман, дәп қараватқан уйғурларни җазалимақчи болуватиду. Мушу сәвәбтин һазир бир милйондин икки милйонғичә уйғур җаза лагерлириға қамилип болди. Әмма хәлқара җамаәт буниңға қарши ортақ инкас қайтурса ишинимәнки рошән өзгиришләр вуҗудқа чиқиду. Бу җәһәттә биздә мувәппәқийәтлик мисаллар болған: әйни вақитта рабийә қадир ханим түрмигә қамалғанда кишиләр ‛әмди у түгәшти‚ дейишкән иди. Әмма хәлқараниң бесими билән хитай һөкүмити уни қоюветишкә мәҗбур болди. Шуңа лагерлар мәсилисидиму биз америка һөкүмитини, америка дөләт мәҗлисини һәрикәткә өтүшкә дәвәт қилишимиз лазим. Чүнки һазир хитай дуняға кеңийиватиду, буниңға әгишип уларниң зулум моделлири дуняға кеңийиватиду. Биз буни тосмисақ бу һал дуняниң башқа җайлириғиму омумлишиду. Бу бәк чоң хәтәр.”
Бу қетимқи йиғинға вашингтон шәһиридики бир қисим һөкүмәт хадимлири, оқуғучилар вә охшимиған ирққа мәнсуп кишиләр, шуниңдәк бир қисим уйғур вәкиллири қатнашти.