Америка кеңәш палатаси хитайға тақабил туруш үчүн йәнә бир қанун тонуштурди

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.04.11
Америка кеңәш палатаси хитайға тақабил туруш үчүн йәнә бир қанун тонуштурди Америка кеңәш палата әзаси, кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси боб менендез.
Social Media

Америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитети хитайға тақабил туруш үчүн тонуштурған йеңи лайиһәсидә уйғур мәсилисигә алаһидә орун берилгән.

2021-Йилдики “истратегийәлик риқабәт қануни” дәп аталған бу қанун лайиһәсидә кишилик һоқуқни илгири сүрүш, бихәтәрлик ярдими билән тәминләш вә тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш қилиш арқилиқ американиң хитайниң дуняви тәсирни кеңәйтиш урунушиға тақабил туруш иқтидарини юқири көтүрүш тәдбирлири оттуриға қоюлған.

Бу қанун лайиһәси 280 бәтлик болуп, буниңда “америкиниң һинди-тинч окяндики сиясий мәқситигә йетиш үчүн зөрүр болған һәрбий мәбләғ селишни алдинқи орунға қоюш”, хитай билән болған иқтисадий риқабәт мәсилисини һәл қилиш, уйғурларға қаратқан зулумлири сәвәблик хитайни җазалаш вә хоңкоңдики демократийәни қоллаш қатарлиқ мәзмунлар орун алған.

Қанун лайиһәсиниң бир нәччә йеридә уйғурлар мәсилиси тилға елинған болуп, уларниң иккисидә: “шинҗаң уйғур аптоном районидики мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик җаза йүргүзүш, системилиқ басқунчилиқ, мәҗбурлаш характерлик бала чүшүрүш, мәҗбурий туғмас қилиш, яки мәҗбурий һамилидарлиқтин сақлиниш оператсийәси қилишқа қарита җаза йүргүзүш,” қатарлиқлар көрситилгән.

Лайиһәдә йәнә, хитайниң тәтүр тәшвиқатиға тақабил туруш үчүн әркин асия радийосиниң уйғур, тибәт, хитай вә гуаңдуң бөлүмлириниң мәблиғини ашуруш тәклипи берилгән.

Қанун лайиһәсини америка кеңәш палата әзаси, кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси боб менендез, вә җумһурийәтчиләр партийәсиниң әзаси җим рич қатарлиқлар бирликтә тонуштурған.

Мәлум болушичә, қанун лайиһәси 21-апрел кеңәш палатасида авазға қоюлидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.